Далай лама германийә зияритидә ангела меркел билән көрүшиду
2007.09.14
Германийә даирилириниң ашкарилишичә, тибәт роһани даһиси далай лама келәр һәптә германийидә елип баридиған зияритидә германийә баш министири ангела меркелниң айрим көрүшүшигә муйәссәр болуши мумкин. Әгәр көрүшүш тосалғусиз әмәлгә ашса, бу тибәт роһани даһиси үчүн мисли көрүлмигән бир учришиш болиду.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ангела меркелниң баянатчиси, далай ламаниң 23 - сентәбир күни тунҗи қетим германийә баш министири билән учришидиғанлиқини билдүргән. Германийә һөкүмитиниң баянатчиси улрих велһем, әгәр бу көрүшүш хитайниң ғәзипини қозғиса, германийә һөкүмитиниң буниңға қайтуридиған инкасини сориған мухбирға, бейҗиң германийиниң тибәт мәсилисидики мәйданини билидиғанлиқини тәкитлигән. У, " тибәткә мунасивәтлик кишилик һоқуқи мәсилилирини биз даим хитай тәрәпкә йәткүзүп туруватимиз. Болупму хитай - германийә кишилик һоқуқ сөһбити вә хитай - явропа иттипақи кишилик һоқуқи сөһбәтлиридә бу мәсилини оттуриға қоюп келиватимиз " дәйду.
Далай лама, мәқсиди тибәтниң мәдәнийәт вә диний җәһәттики алий аптономийисини қолға кәлтүрүш икәнликини қайта - қайта тәкитлисиму, лекин хитай һөкүмити уни " бөлгүнчилик" қилиш билән әйиблимәктә.
Бу йил 5 - айда 6 - нөвәтлик хитай - тибәт сөһбити бейҗиңда нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин, хитай һөкүмити тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди. Далай лама германийини ахирқи қетим бу йил 6 - айда зиярәт қилған болуп, у бу зияритидә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән һамбургда учрашқан иди. Далай лама өткән һәптә испанийә зияритини башлиғандин кейин, хитай һөкүмити испанийә даирилиригә наразилиқ билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду
- Далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәрғип қилған тибәтлик сотланди
- Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ