Далай лама канададики зиярити җәрянида канада пәхри пуқралиқ гуваһнамисини тапшуруп алидикән
2006.09.04

Тибәтниң роһани даһийси далай лама 9-айниң 8-күнидин 10-күнигичә канаданиң ванковәр шәһирини зиярәт қилиду. У бу зиярәт җәрянида канада һөкүмити тәрипидин униңға берилгән пәһри пухралиқ гуваһнамиси рәсмий тапшуруп алиду.
Канада авам палатаси 6-айниң 22-күни далай ламаға канаданиң пәхри пуқраси салаһийитини беришни тулуқ аваз билән мақуллиғаниди. Канада парламентниң бу һәркити хитай һөкүмитиниң оғисини қайнатқан вә улар канада һөкүмитигә рәсмий наразилиқ билдүргәниди.
Хитай һөкүмитиниң канадада турушлуқ баш әлчиханисиниң сияси мәслиһәтчиси җаң ведоңму канада һөкүмитиниң бу һәркити канада билән хитай оттурисидики давамлиқ ешип бериватқан сода мунасивәтлиригә зиян салиду, канаданиң образиға тәсир көрситиду. Далай лама бир милли бөлгүнчи, шуңа у бу шәрәплик намға мунасип әмәс, дегәндәк тәһдит вә әйибләшләрдә болғаниди.
Әгәр далай ламаниң бу зиярити әмәлийләшсә, униң иккинчи қетим канадани зиярәт қилиши болуп қалидикән.
Канада: далай лама хәлқарада ортақ етирап қилинған роһани даһи
Далай лама 2004 –йили канадани тунҗи қетим зиярәт қилған болуп, әйни вақиттики канада баш министири хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримай, униң билән көрүшкәниди.
Бу қетим далай ламаниң канаданиң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшидиған көрүшмәйдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс. Канада даирлири униң бу зияритиниң сияси вә туси йоқлиқини әскәрмәктә. Канада ташқи ишлар министирликиниң қаришичә, канада, хитай хәлқ җумһурийитиниң хитай вә тибәтниң қанунлуқ һөкүмити икәнликини етирап қилидикән.
Ташқи ишлар министирликиниң аял баянатчиси ким гиртәл: "канада сүргүндики тибәт һөкүмитини етирап қилмайду. Амма канада далай ламани интайин муһим вә хәлқарада омумийүзлүк қоллашқа еришкән роһани рәһбәр, дәп қарайду", дәйду. Далай лама тибәт хәлқиниң сияси вә мәдәнийәт һоқуқлири үчүн тинчлиқ йоли билән көрәш қилғанлиқи үчүн 1989-йили нобәл тинчлиқ мукапатиға еришкәниди.
Хитай һөкүмитиниң мустәмликичилик сияситигә қарши қозғилаң мәғлуп болғандин кейин, 1959-йили һиндистанға қечип чиққан далай ламаға, тибәт хәлқи йәнила алаһидә һөрмәт көрситиду.
Далай лама йүксәк аптономийә тәлипидә болмақта
Далай лама тибәтниң диний даһийси болуштин сирт бир сияси паалийәтчи. Һүсәйин җәлилму сияси паалийәтчи. Далай лама диний адәм, һүсәйин җәлилму диний адәм. Мушу мәсилиләрни әгәр биз бирқур селиштуруп чиққинимизда, нимә үчүн канада һөкүмитиниң далай ламаға пәхри пуқралиқ шәрипини ата қилғанлиқи, йәнә бир тәрәптин нимә үчүн һүсәйин җәлилниң мәсилисидә сәл суслуқ вә юмшақ сиясәт қоллиниватқанлиқини бир қур мулаһизә қилип чиқишимизға тоғра келиду.
Далай лама 90-йиллардин башлап мөтидил болған, оттура йол сиясәт тутушқа башлиди. У 1993 - йили тибәтниң мустәқил дөләт болушини әмәс, бәлки сияси аптономийә берилишини арзу қилидиғанлиқини оттуриға қойғаниди. Далай лама 1999-йилиға кәлгәндила тибәтниң хитайдин айрилип мустәқил дөләт болиши һәққидә издәнмәйдиғанлиқи, амма тибәт хәлқи рази болғидәк аптономийә шәклиниң берилишини халайдиғанлиқини рәсмий елан қилди. Лекин у изчил һалда хитай һөкүмитини тибәт хәлқиниң мәдәнийитигә қарита йоқитиш сияситини йүргүзмәктә, дәп әйибләп кәлмәктә.
Канада хитай оттурисида сүркилишләр көпәймәктә
Канада ташқи ишлар министирликиниң рәсмий материяллириға қариғанда, хитай канаданиң иккинчи чоң сода һәмраси болуп, икки тәрәпниң йиллиқ сода соммиси 30 милярдтин ашидикән.
Бу йил 1-айда консерватип партийә һакимийәт бешиға келип узун өтмәй, ташқи ишлар министири Peter Mackey ниң канадада паалийәт елип бериватқан хитай җасуслиридин әндишә қиливатқанлиқини оттуриға қойиши, канада, хитай һөкүмитиниң ләй чаңшиңни қайтуруп бериш тәлипини рәт қилиши вә канада баш министири Stephen Harper ниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвалини тәнқит қилиши қатарлиқлар икки дөләт мунасивитиниң қатмаллишишиға сәвәп болғаниди.
Канададики өктичи партийиләр афғанистанға охшаш көплигән дөләтни зиярәт қилған баш министир Stephen Harper вә ташқи ишлар министири Peter Mackay хитайдәк дөләткә бирәр ишки кабинет әзасиниму әвәтип қоймиди, дәп консерватип партийә һөкүмитини тәнқит қилмақта.
Униңдин башқа австралийә баш министири вә японийә баш вәзири канадани зиярәт қилғанда, канада баш министири бу дөләтләр билән хитай тәһдитигә қарши ортақ һәркәт елип бериш тәшәббусини оттуриға қойғаниди.
Далай ламаниң канада зиярити һүсәйин җәлил мәсилисигә қандақ тәсир көрситиду?
Канада хитай мунасивәтлири сүркилиш басқучида туриватқан икән, далай ламаниң канадани зиярәт қилиши вә униңға канаданиң пәхри пуқралиқи берилиши, һазир канада хитай оттурисидики назук мәсилә болуп қалған, хитайда тутуп туруливатқан канада пуқраси һүсәйин җәлил мәсилисигә қандақ тәсирләрни көрситиду?
Бу һәқтә канададики шаир вә сияси анализчи әхмәтҗан осман мундақ дәйду:
"Бу мәсилисини мундақ тәһлил қилип көрсәкму болиду. Лай чаңшиң мәсилиси, буниң кәйнидин һүсәйин җәлил мәсилиси, әмди мана далай ламаниң канада пәхри пуқралиқини алғанлиқ мәсилиси. Мениңчә, канада хитай оттурисида қандақтур бир хил ички вә йошурун сүркилишниң барлиқини һәс қилғили боламду, дегән суал келип чиқиду. Бу мәсилиниң бир тәрипи. Мәсилиниң йәнә бир тәрипи, далай ламаниң канада пәхри пуқралиқиға еришиши йәнә бир хил ойлинишниму кәлтүрүп чиқириду. У болсиму канада далай лама билән һүсәйин җелил оттурисидики селиштурминиму һасил қилип қойған болиду. Далай лама тибәтниң диний даһийси болуштин сирт бир сияси паалийәтчи. Һүсәйин җәлилму сияси паалийәтчи. Далай лама диний адәм, һүсәйин җәлилму диний адәм. Мушу мәсилиләрни әгәр биз бирқур селиштуруп чиққинимизда, нимә үчүн канада һөкүмитиниң далай ламаға пәхри пуқралиқ шәрипини ата қилғанлиқи, йәнә бир тәрәптин нимә үчүн һүсәйин җәлилниң мәсилисидә сәл суслуқ вә юмшақ сиясәт қоллиниватқанлиқини бир қур мулаһизә қилип чиқишимизға тоғра келиду. Йәнә бир тәрәптин далай ламаға берилгән бу шәрәп мениңчә, һүсәйин җәлил мәсилиси вә хитайниң канададин тәләп қиливатқан ләй чаңшиң мәсилиси билән мунасивәтликму дегән биз алдида ойлашқан мәсилләргә берип тақилиши мумкин.
Ғәрп дөләтлири нимә үчүн тибәт мәсилисигә алаһидә қизиқиш билдүриду?
Ғәрб ахбарат вастилири тибәтликләр билән уйғурларниң тәқдириниң охшап кетидиғанлиқини, бу икки мәсилиниң бир биригә йеқин икәнликини илгири сүрмәктә. Ундақта ғәрб дөләтлири нимә үчүн уйғур мәсилисигә қариғанда тибәт мәсилиси вә далай ламаға бәкрәк әһмийәт бериду? бу һәқтә әхмәтҗан осман йәнә мундақ дәйду:
"Буниң биринҗи сәвәби тибәтләрниң далай ламаға охшаш роһани даһийси вә сияси йол башчисиниң барлиқи, уйғурларда бундақ каризматик даһийниң болмиғанлиқи һесаблиниду. Иккинчи сәвәп, тибәт хәлқи далай ламаниң тутқан йоли вә далай ламаниң шәхси йүз абройи, инавити вә диний орниға асасән өзлириниң тинч йоли билән елип бериватқан көрәшлирини хәлқара җәмийәттә намайән қилалиди. Йәнә бир тәрәптин, тибәт хәлқи етиқат қилидиған будда диний билән уйғур хәлқи етиқат қилидиған ислам дини оттурисидики пәрқләрму бу икки дәваниң оттурисидики йәнә бир тәрәп, дәп һесаблиғили болиду. Бу сәвәбтин тибәт мәсилиси билән шәрқи түркистан мәсилисини селиштурулғанда әлвәттә тибәт мәсилиси хәлқаралашқан бир мәсилә. Уйғур мәсилиси техи бу сәвийигә йетәлмигән бир мәсилә болуп һесаблиниду".
Далай лама канаданиң пәхри пуқралиқ салаһити шәрипигә еришкән үчүнчи чәтәллик болуп қалди. Буниңдин илгири канада һөкүмити җәнуби африқиниң сабиқ президенти нелсон мандила вә иккинчи дуня уруши мәзгилидә венгрийидики нәчә миңлиған йәһудини өлүмдин қутқузуп қалған, шветсийилик дипломат Raul Wallenberg ләр бу шәрәпкә еришкәниди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай ламаниң муңғулийә зиярити бейҗиң һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Хитай далай ламаниң моңғолийә зияритини әйиблиди
- "Далай лама өз юртини алдимақта"
- Җоңго далай ламаниң моңғулийә зияритигә наразилиқ билдүрүштин ваз кәчти
- Далай лама моңғулийә зияртини башлиди
- Далай лама моңғулийини зиярәт қилиду
- Далай лама: варисимни тибәт сәргәрдан һөкүмити бекитиши керәк
- Хитай далай ламани америка мәркизий ахбарат идариси билән бағлиниши бар дәп әйиблиди
- Сүргүндики тибәтләр һөкүмәт сайлими елип бариду
- Америка дөләт мәҗлисиниң икки әзаси далай ламаға дөләт мәҗлиси алтун мидали бериш қанун лайиһиси сунди
- Хитай далай ламани "диний тоқунушқа қутратқулуқ қилди" дәп әйиблиди
- Далай лама калифорнийидә мусулман рәһбәрлири билән көрүшти









