Америка һөкүмити непалдики тибәт мусапирлирини қобул қилмақчи
2005.09.08
Америка һөкүмити непалда туриватқан бир қисим тибәтләрни, мусапирларни орунлаштуруп пилани бойичә америкиға қобул қилишни ойлашмақта.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, бу һәрикәт, һөкүмәтниң қоллишида елип бериливатқан мусапирларни қайта орунлаштуруш пиланиниң бир қисми икән.
Бу пилан бойичә, непалда туриватқан сани техи ениқ болмиған тибәт мусапирлири америкиға келип яшиялайдикән. Тибәтләр мәркизий уюшмисиниң билдүрүшичә, барлиқ илтимас қилғучилар америкиға киришкә рухсәт қилиништин бурун , чоқум америка дөләт земини бихәтәрлик министирлиқиниң тәстиқидин өтүши керәк икән.
1989 - Йилидин буян непал даирилири хитай билән болған мунасивәтни нәзәрдә тутуп, йеңидин киргән тибәтләргә қанунлуқ туруш салаһийитини асасий җәһәттин бәрмәй кәлди. Нөвәттә непалда 30 миңға йеқин тибәт бар болуп, буларниң арисида 10 миңға йеқини қара нопус икән. Буларниң һәр қачан хитайға қайтурулуш еһтималлиқи бар болғачқа, хәлқара җәмийити уларниң тәқдиригә көңүл бөлмәктә.
Буниңдин бир қанчә йиллар илгири , непал һөкүмити бу йәрдики ширәли исимлик бир уйғур мусапирни хитайға қайтуруп бәргәндә, хитай даирилири униңға өлүм җазаси берип, етип ташлиған иди. (Пәридә)









