Тибәтлик оқуғучилар чиңхәйдә намайиш өткүзди


2004.10.11

Әркин асия радиойимиз тибәт бөлиминиң йеқинда игилигән мәлуматлириға қариғанда, 200 дин артуқ тибәтлик оқуғучилар 21 - синтәбирдин башлап, чиңхәй өлкисиниң гулуң областлуқ һөкүмәт бинасиниң алдида намайиш өткүзгән. Улар хитай һөкүмәт даирилириниң алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларни ишқа орунлаштуруш вәдисигә әмәл қилмиғанлиқиға қаршилиқ билдүргән.

Исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишиниң радиойимиз тибәт бөлимигә намайиш һәққидә мундақ диди:

"Тибәтлик яшлар чоң- кичик һәр хил чидирларни тикип, 21 - синтәбир күнидин башлап гулуң областлиқ һөкүмәт бинасиниң алдиға йетип қопуп туриватиду. Һөкүмәт әмәлдарлари бу тибәтләрдин намайиш қилмаслиқни сорап , уларға лайиқ хизмәт чиқсила, уларни ишқа орунлаштуридиғанлиқи һәққидә сөз бәрди. Бирақ бу яшлар техи тарқимиди.

Намайиш һөкүмәт әмәлдарлирини әндишигә салди

Мәзкүр кишиниң йәниму илгирлигән һалда ашкарилишичә, йәрлик һөкүмәт әмәлдарларни намайишниң хитайниң өктәбир дөләт байрими өткичә давамлишишидин қаттиқ әндишә қилип, оқуғучиларни намайишни тохтутушқа қайил қилиш үчүн көп қетим хизмәт ишлигән. Шундақла улар йәнә бәзидә оқуғучиларни тамақ вә чидир билән тәминлигән.

Әмма алий мәктәп пүттүргән бу яшлар қәтийлик билән намайишни давамлаштурған. Улар хитай һөкүмити алий мәктәп пүттүргәнләргә хизмәт беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнлики үчүн, аилидикилириниң зор бәдәл төләп, һәтта өй -бисатлири вә маллирини сетип,уларни алий мәктәпләрдә оқутқанлиқини шикайәт қилған. Мәзкүр кишиниң билдүришичә, нурғун оқуғучилар оқуш пүттүрүп кәлгәндин кийин, хизмәткә орунлишалмиған. Нәтиҗидә бу аилиләр иқтисадий җәһәттин интайин қийналған.

Намайиш тинчлиқ билән өткүзүлди

Гулуң областидики бир хитай әмәлдариму, 9 - айниң 21 - күнидин башлап, бундақ бир намайишниң йүз бәргәнликини,намайишқа қатнашқан 200 дәк оқуғучиларниң көпинчисиниң тибәтликләр икәнликини етирап қилди.

- Улар гулуң областиниң һөкүмәт бинасиға йеқин бир җайда йетип қопиватиду. Улар тинич һалда намайиш өткүзиватиду. Һичқандақ шоарму товлимиди. Уларниң асаслиқи һазир хизмәтләрниң башқа раюндин кәлгәнләргә берилип, йәрликләргә һичқандақ етибар қилинмайватқанлиқидин шикайәт қиливатиду. Бирақ һазир вәзийәт илгиркигә охшимайду. Нурғун һөкүмәт тармақлири тақилип кәткәчкә, алий мәктәпләрдә оқуғанларға көп хизмәт пурсити йоқ.

Мәзкүр әмәлдарниң йәниму илгирлигән һалда билдүришичә, бу оқуғучилар һәқиқәтән һөкүмәтниң хизмәткә орунлишиш штатиға игә икән. Бирақ чиңхәй өлкисидики бу әмәлдар намайишқа чиққан бу оқуғучиларниң мәсилисини һәл қилишниң интайин тәс икәнликини билдүрүп, буниң сәвәбини йитәрлик хизмәт пурсити йоқ дәп тәкитлигән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.