Бейҗиң олимпик мурасими йепилиш мунасивити билән непалдики тибәтләр намайиш қилди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.08.24
2008.08.24
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, 2000 әтрапидики раһиб, раһибә вә балилар қатнашқан бу намайишқа непал һөкүмити рухсәт қилған.
Непал чәтәлләрдики тибәтләрниң муһим базилиридин болуп, 20 миңдин артуқ тибәтлик яшайду, бу йәрдики тибәтләр бу йил 3 - айда лхасада йүз бәргән қаршилиқ һәрикитиниң бастурулуши мунасивити билән давамлиқ намайиш уюштуруп кәлмәктә. Непал сақчилири бир қанчә қетим намайишчиларни тарқитивәткән һәмдә бир қисим кишиләрни тутқун қилғандин кейин хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учриған иди.
Бу қетим непал баш министири бейҗиңни зиярәт қилип, олимпикниң йепилиш мурасимиға қатнашқан. Тибәтләрниң наразилиқ намайиш паалийәтлири олимпик мурасими җәрянида давамлиқ елип берилди.
Йәкшәнбә күни америкиниң хитайдики әлчиханиси өткән һәптидә бейҗиңда тибәтләрни қоллап намайиш қилип, хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинған сәккиз нәпәр америкилиқни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди. Тибәтләрни қоллап тинч намайиш қилған америкилиқларни тутуп солап қоюши хәлқара инсан һоқуқи тәшкилатлири вә америка һөкүмитиниң тәнқидигә учриған иди.