Хитай өлүм җазаси бәргән тибәт раһиби техичә һаят икән
2004.12.13
Бир нәпәр хитай әмәлдариниң дүшәнбә күни мәлум қилишичә, хитай һөкүмити өлүм җазасиға һөкүм қилған тибәт раһиби тензен ринпочи техичә һаят икән.
53 яшлиқ бу тибәт раһибиниң өлүм җазасини иҗра қилиш вақти әсли 12 - айниң 2 - күни тошқан болуп, буниң алдида тибәтләрниң диний даһиси далай лама, америка вә канада һөкүмәтлири хитай һөкүмитидин уни атмаслиқни тәләп қилған иди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң сичуәндики түрмә башқуруш оргинидики җоу фамилилик бир нәпәр хадимниң сөзини нәқил кәлтүришичә, бу хадим мухбирға тензен ринпочиниң техичә һаят икәнликини, һәмдә униң түрмидики ипадиси яхши болғачқа уни техичә атмиғанлиқини ейтқан.
Хитай һөкүмити 2002 - йили 12 - айда тибәт раһиби 52 яшлиқ тензин ринпочи билән 28 яшлиқ лобсаң дондупни сичуәнниң гәнзи дигән йеридә партлитиш садир қилған дәп әйипләп өлүм җазасиға һөкүм қилған иди. Шундақла лобсаң дондопни 2003 - йили 1 - айда етип, тензин ринпочиниң өлүм җазасини икки йил кечиктүрүп иҗра қилишни һөкүм қилған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайлар америка кеңәш палатасиниң тәлипини рәт қилди
- Америка кеңәш палатаси хитайдин тибәт раһибини қоюп беришни тәләп қилди
- Далай хитай һөкүмитини тибәт раһибиниң һаятини сақлап қелишқа чақирди
- Тибәтниң диний даһиси далай лама қалмақистанға қилған зияритини башлиди
- Хитай һөкүмити росийиниң далай ламаға виза бәргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Русийә далай ламаниң қалмақистанни зиярәт қилишиға виза беришни қарар қилди
- Русийә далай ламаға виза бериш мәсилисини ойлишиватиду
- Сүргүндики тибәтләр хитай түрмисидики тибәт раһиби үчүн ачлиқ елан қилди
- Далай лама японийини зиярәт қилиду
- Бир тибәт язғучиси далай ламани мәдһийлигәнлики үчүн хизмитидин айрилди