Чиңхәй-тибәт төмүр йоли пүтүп болди

Хитай һөкүмити шәнбә күни рәсмий һалда чиңхәй-тибәт төмүр йоли қурулушиниң пүтүнләй тамамлинип болғанлиқини җакарлиди. Мәзкур төмүр йол, дунядики деңиз йүзидин игизлиги әң юқири болған һәмдә омумий мусаписи әң узун бир төмүр йол һесаблиниду.

Хитай һөкүмитиниң билдүрүшичә, чиңхәй-тибәт төмүр йолида келәр йилидин башлап йолучиларни елип маңидиған пойез қатнайдикән. Бу район деңиз йүзидин бир қәдәр игиз болғачқа, бу төмүр йолдин маңидиған пойезларда айрупиландәк, йолучиларда игиз район аламити көрүлүшиниң алдини алидиған иқтидарға болидикән.

Хитай даирилири мәзкур чиңхәй-тибәт төмүр йоли қурулушини 1950 - йиллардин башлап елип бериватқан болуп, тибәт паалийәтчилири хитайниң бу қурулушиға қарши туруп кәлди.

Әркин тибәт оқуғучилири тор бетидә елан қилинған бир парчә мақалида көрситилишичә, хитайниң мәзкур қурулушқа салған мәблиғи, хитайниң 50 йилдин буян тибәтниң давалиниш вә маарип системисиға салған мәбләғниң 3 һәссә артуқ икән.

Тибәт паалийәтчилири йәнә, бу төмүр йолниң тибәткә техиму көп хитай көчмәнлириниң келишигә йол ечип беридиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай бу хилдики қурулушини тибәттила әмәс, уйғур елидиму кәң қанат яйдуриватқан болуп, әркин тибәт оқуғучилири тор бетидә көрситилишчә, хитайниң қәшқәргә туташтурған төмүр йолиниң пүтиши билән 2001 - йили ичидила қәшқәргә көчүп кәлгән хитайларниң сани авалқидин 30% ашқан. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org