Хитай һөкүмити тибәт төмүр йолини риказиға қәдәр узартмақчи
-
2006-03-13 -
-
-
Хитай даирилири дүшәнбә күни чиңхәй - тибәт төмүр йолини тибәт пайтәхти лхасадин тибәтниң 2 - чоң шәһири риказиғичә узартидиғанлиқини җакарлиди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, рикази валиси җампа фунсок тибәт төмүр йол қурулушиға даир мәсилиләр һәққидә тохталған, әмма у бу қурулушниң 2010 - йили пүтүдиғанлиқини билдүрди.
Лекин тибәт төмүр йол қурулушини тәнқид қилғучилар - тибәт роһани даһиси далай лама вә униң қоллиғучилири, бу қурулуш тибәтниң назук екологийилик тәбиий муһитини вәйран қилиш билән биргә, тибәт йәр асти байлиқиниң булаң - талаң характерлик ечилишини вә хитай көчмәнлириниң тибәткә еқип киришини тезлитип, тибәт мәдәнийитини вәйран қилиш ролини ойнайду, дәп қаримақта.
Лекин хитай даирилириниң әскәртишичә, чиңхәй-тибәт төмүр йоли тибәт иқтисадиниң тәрәққиятини тезлитидикән. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, җампа фунсок " дуня бойичә әң егиз бу төмүр йол тибәт иқтисадиниң тәрәққиятиға ярдәмчи болиду вә йәрлик пуқраларға мәнпәәт йәткүзиду " дәйду. Бәзи көзәткүчиләрниң әскәртишичә, тибәтләр төмүр йол мәсилисидә уйғурлар 1950 - йилларниң ахирлири дуч кәлгән вәзийәткә дуч кәлмәктә. Әйни йилларда хитай һөкүмити ләнҗу - үрүмчи төмүр йоли уйғурларниң иқтисади тәрәққиятини тезлитидиған зор қурулуш, дәп атиған вә буниңға қарши турған уйғурлар " йәрлик милләтчилик" билән әйиблинип бастурулған иди.
Хитай һөкүмити чиңхәйниң гелмуд районидин лхасағичә баридиған төмүр йолға 27 милярд йүән мәбләғ салған. Бу қурулуш өткән йили 10 - айда пүтти. Бу йил 7 - айда синақ тәриқисидә қатнаш башлайду. (Әркин)