Далай ламаниң муңғулийә зиярити бейҗиң һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
-
2006-08-23 -
-
-
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, тибәт хәлқниң дини даһийси далай ламаниң бу қетимқи моңғулийә зияритини тәшкиллигән моңғулийидики будда дини рәһбәрлири хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғимаслиқ үчүн, далай ламани қарши елишта дағдуғилиқ мурасимларни орунлаштурмиған. Лекин моңғулийиниң һәрқайси җайлиридики миңлиған будда дини мухлислири далай ламаниң келидиғанлиқини аңлап, узун йолларни бесип улан батурға келип далай ламани қизғин қарши алған.
Хитай һөкүмитиниң далай ламаға баһаси
Далай ламаниң һәр қандақ дөләтни зиярәт қилишиға әзәлдин қаршлиқ билдүрүп келиватқан хитай һөкүмити болса, бу қетим йәнила қаттиқ наразилиқ билдүрүп, далай ламаниң моңғулийини зиярәт қилишини тәнқид қилди.
Моңғуллар әзәлдин будда диниға етиқат қилидиған милләт болғачқа, далай ламаниң бу қетимқи моңғулийә зиярити уларни қаттиқ һаяҗанға салған. Анализчиларниң билдүрүшичә, далай ламаниң бу қетим моңғулийәни зиярәт қилиши моңғулийидә будда дининиң күчийиши үчүн интайин зор әһмийәткә игә. Лекин хитай ташқи ишлар министирлики далай ламаниң бу қетимқи зиярити һәққидә мәхсус баянат елан қилип "далай лама пәқәт дини әрбап болуп қалмай, у йәнә сүргүндики сиясий қачқун. У әзәлдин бөлгүнчилик һәрикәтлири билән шуғуллинип, миллий иттипақлиққа зор зиян йәткүзүватиду" дәп далай ламани қаттиқ әйиблигән.
Хитай ташки ишлар министирлиқи баянат елан қилиш билән бир вақитта, моңғулийә ташқи ишлар министириму мәхсус баянат елан қилип "далай ламаниң бу қетимқи моңғулийә зияритидә қилчә сияси мәқсәт мәвҗут әмәс, униң бу қетимқи зиярити пүтүнләй дини характерлиқ зиярәт" дәп билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатиға қарита, далай ламаниң баянатчиси җаваб берип" далай ламаниң бу қетимқи зияритидә сиясий мәқсәт мәвҗут әмәс у пәқәт будда динини мәқсәт қилған. Әгәр хитай һөкүмити гуманда болидикән, моңғулийигә адәм әвәтип өз көзи билән көрүп кәтсә болиду" дәп билдүргән.
Чин күйде әпәнди: хитай һөкүмити йолсизлиқ қиливатиду
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули чин күйде әпәнди "хитай һөкүмити далай ламадин гуман қилип, уни әйиблиши интайин хата, бу пүтүнләй йолсизлиқ қилғанлиқ " дәп өз көз қаришини мундақ ипадилиди:
"Мәнчә бейҗиң һөкүмитиниң далай ламаниң моңғулийә зияритигә бундақ наразилиқ билдүрүп кетиши пүтүнләй йолсизлиқ вә әқилға сиғмайдиған бир иш. Далай лама хәлқарада интайин зор һөрмәткә игә дени әрбаб. У кишиләрниң қәлбидики даһи шундақла будда динини тарқатқучи. Моңғулийә билән тибәт тарихта нурғун ишларни биллә баштин өткүзгән. Будда дининиң моңғулийидә тарқилиш даирисиму наһайити кәң. Шуңа далай ламадәк бунда бир улуқ дини рәһбриниң моңғулийә хәлқниң қизғин қарши елишиға еришиши наһайити нормал бир иш. Лекин бейҗиң һөкүмити буни сияси ишларға бағлап туруп, һәдиси далай ламаға "бөлгүнчи" дегән қалпақни кийгүзүп, уни йолсиз әйиблимәктә. Хитай һөкүмити бундақ қилишта қилчә асаси йоқ. Чүнки далай лама көп қетим, қайта қайта шуни әскәрткәнки у пәқәт тибәтниң һәқиқий аптономийилик һоқуқини тәләп қилмақта у һечқачан тибәтниң мустәқиллиқини тәләп қилип бақмиған. Шуңа бейҗиң һөкүмитиниң далай ламаниң бу қетимқи зияритини бундақ әйибләп кетиши бәкла һәдидин ешип кәткәнлик. Хитай һөкүмити бундақ қилиш арқилиқ өзиниң хәлқарадики абройини техиму бәк йоқ қилиду"
1959 - Йили, тебәт хәлқиниң хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқ түзүмигә қарши чиққан һәрикити мәғлуб болғандин кейин, далай лама 100 миңға йеқин муртини елип һиндистанға кәткән. Гәрчә у чәтәлдә нурғун йил сәрсан болуп йүргән болсиму, бейҗиң һөкүмити изчил һалда униң тибәт хәлқиғә болған тәсирини йоқитишқа урунмақта. Тибәт хәлқи та һазирға қәдәр далай ламани өз роһи даһийси дәп қарап, униңға чәксиз һөрмәт билдүрүп кәлмәктә. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай далай ламаниң моңғолийә зияритини әйиблиди
- "Далай лама өз юртини алдимақта"
- Җоңго далай ламаниң моңғулийә зияритигә наразилиқ билдүрүштин ваз кәчти
- Далай лама моңғулийә зияртини башлиди
- Далай лама моңғулийини зиярәт қилиду
- Далай лама: варисимни тибәт сәргәрдан һөкүмити бекитиши керәк
- Хитай далай ламани америка мәркизий ахбарат идариси билән бағлиниши бар дәп әйиблиди
- Сүргүндики тибәтләр һөкүмәт сайлими елип бариду
- Америка дөләт мәҗлисиниң икки әзаси далай ламаға дөләт мәҗлиси алтун мидали бериш қанун лайиһиси сунди
- Хитай далай ламани "диний тоқунушқа қутратқулуқ қилди" дәп әйиблиди