Тибәт һәрикитиниң баянатчиси хитай тибәт сөһбити һәққидә тохталди(1)


2006.07.06

Тибәт аптоном районлуқ һөкүмитиниң рәиси чампа понтсок, 7‏- айниң 4‏- күни, тибәтликләр чиңхәй-тибәт төмүр йолиниң ичилишиға наразилиқ билдүриватқан бир пәйиттә бәргән баянатида, далай вәкиллири билән бейҗиң һөкүмити оттурисида елип берилған сөһбәтләрдә һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини тәкитләп, далай лама йәнила хитайниң пүтүнлики вә бихәтәрлики үчүн тәһдит дәп, көрсәтти. Вәһаләнки далай ламаниң сүргүндики һөкүмитиниң баянатчиси труптен сампал икки тәрәп оттурисидики сөһбәтләрниң нәтиҗилик болғанлиқини һәмдә хитай һөкүмитиниң позитисийсидә зор өзгириш мәйданға кәлгәнлики билдүргән.

Тибәтниң бейҗиңпәрәс рәһбириниң юқиридики баянати немини ипадиләйду? бу мунасивәт билән, мухбиримиз қанат хәлқара тибәт һәрикитиниң баянатчиси кет сандарз билән сөһбәт өткүзди.

Һөрмәтлик кет сандарз ханим, тибәт аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси чампа понтсок, далай лама вәкиллири билән бейҗиң һөкүмити оттурисида елип бериливатқан сөһбәтләрдә һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини билдүрди һәмдә далай ламани һелиму хитайниң пүтүнлики вә бихәтәрлики үчүн бир тәһдит, дәп көрсәтти. Вәһаләнки далай лама вәкиллири икки тәрәп оттурисида елип берилған сөһбәтләрниң нәтиҗилик болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң позитсийисисдә зор өзгириш мәйданға кәлгәнликини билдүрмәктә. Кимниң сөзи тоғра? яки ким ялған сөзләватиду бу мәсилидә?

Кет сандарз ханим: тоғра дәйсиз. Тибәт аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси җампа понтсокниң бу сөзлири, хитай һөкүмитиниң сияситидә бир өзгириш мәйданға кәлгәнликини көрсәтмәйду. Бу сөзләр биз бир нәччә йилдин бери тибәт рәһбәрлиридин аңлап келиватқан сөзләр. Дәрвәқә тибәт аптоном райониниң рәһбириниң бу сөзлири далай ламаға қаритилған әмәс, бәлки бейҗиңдики хитай рәһбәрлиригә қаритилған сөзләр. Понтсок далай ламаға вә тибәт һәрикитигә һуҗум қилиш арқилиқ, уйғур аптоном районидики уйғур рһбәрләргә охшашла, хитай һөкүмитигә болған садақитини вә бейҗиң һөкүмитиниң тәврәнмәс бир хизмәтчиси икәнликини испатлимақчи болған. Тибәт вә уйғур елидики йәрлик рәһбәрләр бундақ сөзләрниң бейҗиңдики хитай рәһбәрлириниң қолиқиға яқидиғанлиқини яхши билиду. Әмма у, бу баянати билән билип - билмәй хитай рәһбәрлири һазирғичә етирап қилмиған бир һәқиқәтни дуня җамаәтчилики алдида етирап қилған. 2002‏-Йили далай ламаниң вәкиллири билән хитай һөкүмити оттурисида рәсмий сөһбәтләр башланди. Һазирғичә икки тәрәп вәкиллири бәш қетим учришип сөһбәтләшти. Лекин бүгүнгичә һечқандақ хитай рәһбири бейҗиң һөкүмитиниң далай ламаниң вәкиллири билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип бериватқанлиқини очуқ-ашкара етирап қилмиған иди. Понтсоң, бундақ сөһбәтләрниң рәсмий елип бериливатқанлиқини очуқ-ашкара етирап қилған тунҗи хитай әмәлдари һесаблиниду.

Далай ламаниң тибәт мустәқиллиқидин ваз кичип хитайдин алий аптономийә тәләп қилғанлиқиға қарши чиқиватқан тибәтликләрниң саниму аз әмәс. Далай лама вә сүргүндики тибәт һөкүмити уларниң қарши чиқишиға қаримай бейҗиң һөкүмити билән сөһбәт башлиған. Далай ламаниң вәкиллири үктичиләрниң наразилиқини пәсәйтиш үчүн, хитай һөкүмити билән елип берилған сөһбәтләр нәтиҗилик болди дәп баянат бериватамду ? қандақ?

Кет сандарз ханим: тибәтләр арисида далай ламаниң хитайға қаратқан сияситигә қарши чиқиватқанлар бар. Нимшкидур хитай тәрәп бу сүһбәт һәққидә иҗабий бир немә димәй кәлди . Әмма хитай һөкүмитиниң далай ламаниң вәкиллири билән сөһбәт елип бериватқанлиқи бир риаллиқ . Хитай һөкүмитиниң далай ламани тибәт хәлқиниң вәкили дәп етирап қилип, униң вәкиллири билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип бериватқанлиқи вә бу сөһбәтни давамлаштуруватқанлиқиниң өзила, биз үчүн ғәлибә вә нәтиҗә һесаблиниду. Чүнки 2002‏- йилиғичә, хитай һөкүмити бундақ сөһбәт елип беришни қәтий рәт қилған. Лекин , икки тәрәп оттурисида елип бериливатқан сөһбәтләрниң һазирғичә әмәлий бир нәтиҗиси көрүлмигәнлики нурғун тибәтликләрни бу сөһбәтләрдин үмидсизләндүриватқанлиқиму бир һәқиқәт. Болупму хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин далай лама ниң вәкиллири билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәтни давамлаштуруп йәнә бир тәрәптин, тибәткә хитайларниң келишини асанлаштуридиған һәмдә тибәтниң муһитини болғайдиған вә тибәт мәдәнийитигә бир тәһдит һесаблинидиған төмүр йолни елип келиши тибәт хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта. Әмма , бейҗиң һөкүмити билән елип берилған сөһбәтләргә қатнашқан далай ламаниң вәкиллири, тибәт хәлқини сәвирчан болушқа вә хитай һөкүмити билән елип бериливатқан сөһбәтләрни узун муддәтлик бир мәсилә дәп қарашқа чақириватиду. Лекин, сизму ейтқандәк, хитай һөкүмити билән елип бериливатқан сөһбәтниң адаққичә давамлишиши мумкин әмәс, бу сөһбәтләрниң бир нәтиҗиси болуши керәк. Биз буниң нәтиҗилик болидиғанлиқиға ишинимиз.

Тибәт һөкүмәт рәисиниң баянатиниң сизчә, чиңхәй-тибәт төмүр йолиниң ичилишиға қарши тибәтликләр тәрипидин елип берилған наразилиқ һәрикәтлири билән алақиси барму ‏- йоқ ?

Кет сандарз ханим: яқ, мениңчә, чампа понтсокниң баянатиниң чиңхәй-тибәт төмүр йолиниң ичилишиға қарши елип берилған наразилиқ һәрикәтлири билән алақиси йоқ. Чүнки понтсокниң баянатида йеңи бир немә йоқ. Хитай рәһбәрлириниң нәччә он йилдин бери далай лама вә тибәт һәрикити һәққидә ейтип кәлгән сөзлири. Әмма чиңхәй-тибәт төмүр йолиниң ичилишиға қарши чәтәлләрдә тибәтликләр тәрипидин елип берилған наразилиқ һәрикәтлириниң хитай рәһбәрлирини алақзадә қилғанлиқи ениқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.