Тонулған уйғур композитори шаһидә шаһимәрданова ташкәнттә аләмдин өтти
2020.02.17
Уйғурларниң узун йиллардин буян оттура асияниң қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан җумһурийәтлиридин ташқири йәнә өзбекистандиму яшап келиватқанлиқи мәлум. Әйни вақитларда совет иттипақи тәркибидә болуп кәлгән өзбекистанда мәдәнийәт, әдәбият, сәнәт, маарип вә башқиму саһәләрдә даңқи чиққан уйғур сәрхиллири көпләп йетилип чиққан. Дөләт әрбаби хеләм худабәрдийеф, академик ярмуһәммәт мубарәкоф, язғучилар йәһия таһироф, султан җамал, даңлиқ нахшичилардин абдурәһим әхмәди, халисхан қадирова шуларниң җүмлисидиндур. Әнә шундақ көрнәклик шәхсләрниң йәнә бири тонулған композитор, өзбекистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби шаһидә шаһимәрданова йеқинда 82 йешида аләмдин өтти.
Биз ташкәнт шәһиридә яшаватқан өзбекистанниң хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби, өзбекистан композиторлар иттипақиниң рәиси рустәм абдуллайеф әпәнди билән алақиләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “атақлиқ композитор, өзбекистандики тунҗи аял композитор аләмдин өтти. У интайин талантлиқ һәм көп тәрәплимилик композитор иди. Шаһидә шаһимәрданова борис зейдманға охшаш атақлиқ композиторларниң қолида оқуди. У бизниң йәнә бир атақлиқ кишимиз шаирә зулфийәниң көплигән әсәрлиригә музика язди. Униң язған нахшилирини болса өз вақтида рәна шәрипова, мукапат шәмийева қатарлиқ даңлиқ нахшичилар ейтқан иди. Униң язған жанирлири хилму-хил. Камерилиқ музика билән биллә йәнә квартет, фортепияно, искирипка үчүму язған музикилири көпчиликкә яхши мәлум. Шаһимәрданова өзиниң кәспий хизмитидин ташқири җәмийәт ишлириғиму актип қатнишип кәлгән. У өз вақтида өзбекистан радийо-телевизийә комитетида уйғур ансамбилини башқурди.”
Игилишимизчә, шаһидә шаһимәрданова 1928-йили уйғур елиниң қәшқәр шәһиридә дуняға кәлгән. 1964-Йили у өзбекистанниң ташкәнт дөләт консерваториясидә композитсийә синипини, 1970-йили профессор борис зейдманниң синипида ассистентура кәспи бойичә оқушни тамамлиған. У симфонияниң, искирипка вә оркестир үчүн консертниң, “азад шәрқ аяли” кантата-дастаниниң, “сәләй чаққан” музикилиқ комедийәсиниң, “аманнисахан” музикилиқ драмисиниң вә 100 дин ошуқ нахшиларниң аптори.
Радийомиз зияритини қобул қилған қуддус ғоҗамяроф намидики академийәлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң “нава” ансамбили рәһбири нияз турсуноф әпәнди мундақ деди: “қилған нурғун әмгәклирини яхши билимән. Мәсилән, 1985-йиллири ташкәнттә уйғур ансамбилиға рәһбәрлик қилған иди. Шу йиллири у ансамбилға мәшрәпниң, лутпулла мутәллипниң, хелил һәмрайефниң текистлиригә нурғун нахшиларни иҗад қилди. 1986-Йили уйғур тиятириға келип, ‛сәләй чаққан‚ музикилиқ драмисини сәһниләштүрди. 20 Гә йеқин өзбек ансамбиллириға нахшилар иҗад қилған. 1989-Йили аманнисахан тоғрилиқ сәһнә әсәрни қойди.”
Нияз тусунофниң ейтишичә, шаһидә шаһимәрданова йәнә уйғур ансамбилиға рәһбәрлик қилған йиллири “12 муқам” ни рәтләп чиқип, шуниңдин нава, ушақ, чаригаһ, сигаһ, баят, әҗәм, ирақ қатарлиқ муқамларни пластинкиға йезип чиқириш ишлириға йетәкчилик қилған.