“уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” дегән темида тор сөһбәт йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.04.18
“уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” дегән темида тор сөһбәт йиғини өткүзүлди Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийәсиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” темидики тор сөһбәт йиғинида профессор алимҗан инайәт әпәнди сөзлимәктә. 2022-Йили 18-апрел.
RFA/Arslan

18-Апрел йәкшәнбә күни кәчтә мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийәсиниң уюштуруши билән “уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” дегән темида тор сөһбәт йиғини өткүзүлди.

Бу йиғинға уйғур академийәси вәхписиниң муавин рәиси доктур мәғпирәт камал ханим риясәтчилик қилди. Тор сөһбәт йиғиниға вәтини вә милләтниң тәқдири үчүн баш қатуруп издиниш елип бериватқан уйғур тәтқиқатчилардин 8 нәпәр тәтқиқатчи қатнашти.

Йиғинда алди билән уйғур академийәсиниң сабиқ рәиси профессор алимҗан инайәт әпәнди сөз қилип, уйғур академийәсиниң қурулуш ғайә-мәқсәтлирини оттуриға қопуп өтти.

Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийәсиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” темидики тор сөһбәт йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 18-апрел.
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийәсиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғур академийәси вә муһаҗирәттики ақартиш һәрикити” темидики тор сөһбәт йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 18-апрел.
RFA/Arslan

Профессор алимҗан инайәт уйғур академәсиниң қурулуш ғайә-мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “уйғур академийәсиниң вәзиписи вәтән сиртида йетишкән уйғур академиклирини, зиялийлирини шундақла кәлгүсиниң академиклири болидиған магистир вә докторлуқ унвани үчүн оқуватқан уйғур оқуғучиларни бир йәргә җәм қилип өз-ара учраштуруш вә тонуштуруш, уйғур илмий хадимлириниң өз-ара пикир-алмаштуруши үчүн шәрт-шараит яритип бериш, истратегийәлик саһәләрдә ихтисаслиқ кишиләрни йетиштүрүш, уйғур пән-маарипиниң тәрәққиятиға һәссә қошуш, вәтән ичидә еғир кризисқа учриған уйғур миллий маарипини қутулдуруштин ибарәт”.

Профессор алимҗан инайәт, уйғур академийәси қурулған 2009-йилидин буян илимий саһәләрдә көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрди.

Тор сөһбәт йиғинида, уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмит қарахан сөз қилип уйғур академийәсиниң қурулуши вә тарихи җәриянлири тоғрисида мәлумат бәрди.

Абдулһәмит қарахан уйғур академийәсиниң 2009-йили қурулғанлиқини, шуниңдин буян хизмәт даирисини кеңәйтип америка, канада, австралийә, явропа, японийә, оттура асия қатарлиқ дөләт вә әлләрдә 7 шөбиси қурулғанлиқини, дуняниң һәр қайси җайлирида 160 дин артуқ әзаси барлиқини, униңдин башқа, хитай тәтқиқати институти, қутадғу билик институти, уйғур ана тил комитети, қатарлиқ үч тәтқиқат мәркизиниң қурулғанлиқини билдүрди.

Абдулһәмит қарахан, уйғур академийәсиниң нөвәттә елип бериватқан хизмәт паалийәтлири тоғрисида тохтилип, уйғур академийәсиниң нөвәттә тәтқиқат, тәшвиқат, доклат тәйярлаш, тәрҗимә хизмәтлири вә лобийчилик паалийәтлири елип бериватқанлиқини билдүрди.

Америкада яшаватқан доктур мәмәт имин әпәнди, милләтниң тәрәққиятида зиялийларниң тутқан роли немә? дегән соални чөридигән асаста сөз қилип мундақ деди: “бир милләтниң зиялийси шу милләткә һәр қайси җәһәттин йетәкчи болуп милләтниң омумий сапасини юқири көтүрүш, яки болмиса кризис йүз бәргән вақитта шу кризистин қандақ қутулуш тоғрисида башламчилиқ рол ойнайду, шу җәһәттин муһаҗирәттики уйғур зиялийлириниң бәзилири шуни бир мәҗбурийәт қатарида ада қилишқа тиришиватқан болсиму бәзи зиялийлар җимҗитлиқ ичидә туруватиду, буниңдин кейин зиялийларниң, мәйли уйғур академийәсидә болсун, мәйли башқа бир тәшкилатларға болсун актип қатнишип уйғур миллити дуч келиватқан кризистин қутулуши үчүн һәр җәһәттин башламчилиқ роли ойнишни үмид қилимән”.

Профессор алимҗан инайәт пикир баян қилип зиялийларниң җәмийәттики роли тоғрисида тохталди, у сөзидә зиялийларниң җәмийәттә хәлққә йетәкчилик рол ойниши керәкликини, хәлққә тоғрини тонуштуруш, йорутуп бериш, илмий тәтқиқат елип берип мәдәнийәт хәзинисини қезиш, миллий кимлик еңини өстүрүш дегәнгә охшаш вәзипилири барлиқини ипадилиди.

У сөзидә йәнә уйғур зиялийлириниң нөвәттә қилишқа тегишлик вәзипилири тоғрисида тохтилип, һазирқи уйғур зиялийлириниң вәзиписи мәйли вәтән ичидә болсун вә вәтән сиртида болсун хитайниң пүтүн сиясәтлириниң маһийитини тәтқиқ қилип ечип ташлаш, уйғур хәлқигә вә дуняға аңлитиш вәзиписи барлиқини. Йәнә бир вәзиписи болса илмий тәтқиқат билән шуғуллинип уйғур миллитиниң тарихта яратқан миллий мәдәнийәт қиммәтлирини қезип чиқирип хәлққә тонуштуруш, хәлқни җәмийәттә тоғра йетәкләштин ибарәт наһайити еғир мушәққәтлик һәм шәрәплик вәзипилириниң барлиқини әскәртти.

Йиғинда сөз қилған доктур бурһан улуғйол, уйғур хәлқиниң зиялийлириға игә чиқиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “милләтму өзиниң зиялийлириға игә чиқиши, зиялийларни қоғдиши, зиялийларни әскәр орнида әмәс, пикир ишлигүчи, нур чачқучи сүпитидә қобул қилиши, буларни әскәр орнида ишләтмәслики керәк. Чүнки нурғун қериндашлиримизниң зиялийлардин күтүвалған үмид бәк көп, худди зиялийлар берип алдинқи сәптә җәң қилип вәтәнни қутқузидиғандәк яки һәммә ишни зиялийлар қилип беридиғандәк зиялийлардин күтидиған үмиди бәк чоң, лекин хәлқимиз шуни билиши керәкки, уйғур зиялийларниң вәзипилири башқа зиялийларға қариғанда 2-3-һәссә еғир дәп қараймән, зиялийлар өзиниң хизмитиниң һөддисидин чиқиду, йәнә йәнә вәтәнниң хизмитиниң һөддисидин чиқиду. Шуниң үчүн хәлққә мениң дәйдиғиним, хәлқ өзиниң зиялийлирини қоғдашни билиши, улардин пайдилинишни билиши шундақла уларни қурбан қиливәтмәсликни өгиниш керәк дәп қараймән”.

Тор сөһбәт йиғинида сөз қилған доктур мәмәтимин аббас әпәнди, шәрқий түркистан миллий күришидә зиялийлар қандақ рол ойниди дегән темида тохтилип, миллий күрәшниң һәр хил йоллири болидиғанлиқини, чәтәлләрдә муһаҗирәттә уйғурлар өзлириниң мәдәнийити вә ана тилини қоғдап қелишниңму хитайға қарши күрәшниң муһим бирқисми дәп қарашқа болидиғанлиқини, униңдин башқа йәнә кәлгүси үчүн күчлүк вә сәвийәлик бир яшлар қошуни йетиштүрүп чиқиш үчүн күч қошушниму күрәшниң бирқисми дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Тор йиғинида сөз қилған доктур мәмәт имин әпәнди, милләтни бирликкә кәлтүрүштә иттипақлиқ билән пикир охшашмаслиқниң мунасивитини қандақ һәл қилиш тоғрисида тохталди. У сөзидә: “уйғурларда охшимиған бир пикирни оттуриға қоюшни өзимизгә қарши чиқиватқандәк чүшинип қалидиған әһвал мәвҗут, бирлик чүшәнчиси билән пикир пәрқлиқиниң ихтилапи йоқ, пикирдики пәрқлиқ арқилиқ дуня қарашниң кеңийидиғанлиқини, иттипақлиқни алаһидә күчәп тәшәббус қилған вақитта биз пикир пәрқлиқни инкар қилмаслиқимиз керәк. Мәйли охшимиған зиялийлар арисида болсун, мәйли зиялийлар билән хәлқ арисида болсун, мәйли зиялийлар билән дини затлар арисида болсун, булардики әң чоң айримичилиқниң сәвәби пикри җәһәттики пәрқләргә һөрмәт қилмаслиқ. Охшимиған пикир чүшкән вақитта уни өзигә қарши чиқиватқандәк, инкар қиливатқандәк һесаблап, буларға дүшмәнлик позитсийә тутуш бизниң бирликимизгә әң чоң тосалғу болуватқан мәсилә дәп қараймән”, деди.

Доктур мәмәт имин әпәнди бу мәсилини һәл қилишта алди билән бирликтә, бир нийәт бир мәқсәттә күрәш қилидиған инсанларниңму пәрқлиқ пикир қилидиғанлиқини нормал бир һадисә дәп қобул қилиш, зиялийлар билән зиялийлар арисида, зиялийлар билән хәлқ арисида, зиялийлар билән дини алимлар арисида пикир алмаштурушни күчәйтиш, охшимиған пикирләргә һөрмәт қилиш арқилиқ ортақ нуқта тепишни өзләштүрүш, охшаш болмиған пикир-қарашлар биләнму охшаш нишанға йетиш үчүн күрәш қилишни нормал бир һадисә дәп қобул қилиш қатарлиқларни оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.