“түгимәс зулум” уйғурларниң вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини илгири сүрди
2020.11.23
ARD Қанили хитайниң җаза лагерлири сияситидә өзгириш болмиғанлиқини, уйғурларниң давамлиқ зулумға учраватқанлиқини баян қилди.
23-Ноябир германийәниң дөләтлик телевизийә қанили ARD ниң “күндилик хәвәрләр” сәһиписи “түгимәс зулум” намлиқ бир хәвәрни елан қилди. Хәвәрдә 1 милйондин артуқ уйғурниң хитайниң җаза лагерлирида азаб чекиватқанлиқи ахбарат вастилирида изчил тәкитлинип келиватқан болсиму, болупму ахирқи бир йилда ашкариланған һөҗҗәтләр уйғурлар үстидин йүргүзүливатқан хитай зулуминиң еғирлиқ дәриҗисини ашкарилап бәргән болсиму, әмма германийә һөкүмитиниң бу мәсилигә қарита позитсийисидә көрүнәрлик бир илгириләш болмиғанлиқи, кәскин бир тәдбир қоллинишқа теришмиғанлиқи сөз беши қилинған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, “бундин бир йил илгири ашкариланған ичкий һөҗҗәтләр хитайниң уйғур диярида ғайәт зор бир бастуруш аппарати бәрпа қилип, уйғур мусулманлириниң кишилик һәқ-һоқуқлириға еғир дәриҗидә таҗавуз қилғанлиқини дәлиллигән. Хитай һакимийити ‛тәрбийәләш мәркизи‚ дәп ативалған бу лагерларға соланған кишиләрниң өз ихтиярлиқи билән кәлгәнликини илгири сүрсиму, реаллиқ уларниң ирадисигә хилап һалда мәҗбурий тутқун қилинип қамалғанлиқини испатлиған. Буни испатлашқа германийәниң NDR, VDR телевизийә қаналлири вә ‛җәнубий германийә гезити‚ му иштирак қилған.”
Хәвәрдә тилға елишичә, уйғурлар қамалған җаза лагерлири тоғрисида германийә ташқий ишлар министерлиқи төвәндикиләрни муәййәнләштүргән: “мукәммәл сифирлаштурулған идарә қилиш тәдбири вә назарәт системиси орнитилған, халиғанчә қолға елиш мәвҗуд, диний азсанлиқлар чәклимигә учриған, диний адәтләр, мурасимлар омумиййүзлүк мәний қилинған, тәхминән 1 милйон инсан кәң көләмлик тутқун қилинған, уйғурларниң DNA әвришкиси хатириләнгән, меңә ююш елип берилған.”
Германийә ташқий ишлар министерлиқи уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити тоғрисида ипадә билдүрүшни халимиған. Әмма улар германийә һөкүмитиниң 2019-йилидин һазирға қәдәр уйғурларниң омумий вәзийитидә һечқандақ өзгүрүш болмиди, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Гәрчә германийә һөкүмити бу мәсилигә изчил көңүл бөлүп келиватқан һәмдә хитай билән болған қәрәллик сөһбәтлиридә уйғурлар мәсилисини даим оттуриға қоюп келиватқан болсиму, бирақ нә германийә, нә явропа бирликиниң хитайниң уйғур дияридики бастуруш муәссәсәлири үстидин ашкара тәкшүрүш елип бериш урунушлирида һечқандақ илгириләш яки нәтиҗә вуҗудқа чиқмиған.
Хәвәрдә германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси гуйди йәнсен ханимниң һөкүмәтниң уйғурлар мәсилисидики пассип позитсийәсини тәнқидләп: “әгәр биз хитайға хәлқара қанунларға вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш тоғрилиқ нәсиһәт қилиш биләнла чәкләнсәк, бу бейҗиңға һечқандақ тәсир көрситәлмәйду,” дегәнлики тилға елинған.
Хәвәрдә дейилишичә, америка уйғурларға зулум қилиш билән алақидар болған хитай ширкәтлирини җазалиғанға охшаш явропа бирликидиму бәзи тәдбирләргә мураҗиәт қилиш мәсилиси оттуриға қоюлған болсиму, һазирға қәдәр пикир бирлики шәкилләндүрәлмигән.
Уйғур зиялиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хәлқараниң хитайға шу қәдәр қаттиқ бесим қилишиға қаримай хитайниң җаза лагерлири сияситини йәнила давамлаштуриши тоғрисида өз қарашлирини баян қилип өтти.
“түгимәс зулум” намлиқ мәзкур хәвәрни ARD қанилиниң 5 нәпәр мухбири NDR телевизийә қанили билән бирлишип ишлигән болуп, улар җаза лагирлири тоғрисида хитайниң берлиндики баш әлчиханисиға язма шәкилдә соаллар әвәткән. Хитай әлчиханиси уларниң соаллириниң биригиму җавап бәрмигән. Пәқәтла “шинҗаң һәққидә нурғунлиған ялған-явидақ параңлар тарқилип йүрмәктә” дегән җавабни бәргән.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, хитайдин тарқалған коруна вирусиниң уйғур дияриға ямриши, хитайниң бу районни техиму қаттиқ қамал қилишиға баһанә болған. Һичқандақ чәт әл хадимлириниң районни көзитишигә имканийәт қалмиған. Өткән йили 12-айдин һазирғичә болған 12 ай ичидә хәлқарада пәйда болған күчлүк бесимларға җавабән хитайниң сияситидә бәлгилик өзгиришләр рояпқа чиқиши лазим болсиму, әмәлийәттә ундақ болмиған. Нөвәттә уйғурларниң вәзийитидә йүз бәргән һеч бир иҗабий өзгиришни испатлаш мумкин әмәскән. Әксичә, лагер, түрмиләрниң көлими кеңийип бармақта икән.
Голландийәдики уйғур зиялиси зәйнидин әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң бу лагер сияситиниң узун муддәтлик бир пилан асасида вуҗудқа чиққанлиқини ипадә қилди.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, лондундики адвокат родней диксон мухбирларға өзлириниң голландийәниң гага шәһридики хәлқара сот коллегийисигә хитайниң бу зулумлириниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә ятидиғанлиқи тоғрисида һөкүм чиқириш үчүн әрз сунғанлиқини билдүргән.