Түркийәдики уйғурлар дуч келиватқан қийинчилиқларни һәл қилиш үчүн түркийә һөкүмитигә илтимас сунулди
2022.06.16

15-Июн чаршәнбә күни хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан башчилиқида 5 кишилик бир һәйәт әнқәрәгә зиярәткә берип, түркийә ичкий ишлар министерликиниң муавин министири исмаил чатакли вә түркийә нопус-вәтәндашлиқ ишлири идарисиниң башлиқи шәфиқ айгүл әпәнди қатарлиқлар билән айрим-айрим учришип, уйғурлар мәсилиси тоғрисида сөзләшкән вә өзлириниң тәләп-илтимаслирини тапшурған.
Һидайәтуллаһ оғузхан бу қетим түркийә ичкий ишлар министерликиниң муавин министири исмаил чатакли әпәнди билән учрашқанда, уйғурларни тез пурсәттә түркийә пуқралиқиға қобул қилишни тәләп қилған. Шуниң билән биргә у йәнә түркийәгә келәлмәй башқа дөләтләрдә қапсилип қалған вә яки башқа дөләтләрдә түрмиләргә қамилип қалған уйғурларни түркийәгә кәлтүрүш қатарлиқ 16 маддилиқ бир тәләпнамини тапшурған.
Һидайәтуллаһ оғузханниң билдүрүшичә, 5 кишилик уйғур һәйити, түркийә ички ишлар министерликиниң муавин министири исмаил чатакли билән әнқәрәдики ишханисида учрашқандин кейин, улар йәнә түркийә нупус-вәтәндашлиқ ишлири идарисиниң башлиқи шәфиқ айгүл әпәнди вә мунасивәтлик бөлүм мәсуллири билән учришип, уйғурларниң түркийә нупусиға өтүш мәсилилири тоғрисида музакирә елип барған.
Һидайәтуллаһ оғузханниң билдүрүшичә, улар хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики қармиқида тәсис қилинған әнқәрәдики шәрқий түркситан мәдәнийәт мәркизидә түркийә көчмәнләр ишлири идарисиниң бөлүм башлиқи гөкхан акйилдиз вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни күтивалған. Бу учришишта улар түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң түркийәниң мунасивәтлик тәшкилий аппаратлири билән мунасивәтни күчәйтиши, түркийә вә муһаҗирәттики омумий уйғурларниң қийинчилиқлирини һәл қилиш, уларниң миллий, иҗтимаий, әнәнивий мәдәнийәт вә қиммәт қарашлирини қоғдаш ноқтисида ортақ паалийәт елип бериш қатарлиқ мәсилиләр үстидә музакирә елип берилған.
Һидайәтуллаһ оғузхан йәнә әнқәрәдики учришишлар тоғрисида мундақ деди: “бу учришишларниң һәммисидә, түркийәдики шәрқий түркситанлиқ қериндашлиримизниң түрлүк қийинчилиқлирини һәл қилиш, күндилик һаятидики тосалғуларни бир тәрәп қилиш мәсилилирини нуқтилиқ оттуриға қоюлди. Әң алди билән уларниң нопус мәсилисини һәл қилиш, йәни түркийәдә яшаватқан уйғурлардин иқамәт алалмай қийинчилиқ тартиватқанлар, болупму исмиға код қоюлуп, ‛терор коди‚ сәвәблик қийинчилиққа дуч келиватқанларниң мәсилисини һәл қилиш, тәшкилатлиримизниң шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш йолидатүркийәниң қоллап-қуввәтлишигә еришиш, униңдин башқа түркийәниң тәсир даирисида боливатқан түрк-ислам дунясида шәрқий түркситан мәсилисиниң тәрәққияти қатарлиқ муһим мәсилиләрдә музакирә вә пикирлишиш елип берилди”.
Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң йиғинида сөз қилған истанбул валийси али йәрликая әпәнди, уйғурларға узун муддәтлик иқамәт бериливатқанлиқини, йеқинда түркийә нопусиға өтүш тәләплирини орунлаш үчүн рәсмий иҗраатқа өткәнликини билдүрүп, мундақ дегән иди: “2019-йилидин башлап истанбулдики дуня тиҗарәт мәркизидә түрк қан системисидики қериндашлар үчүн мәхсус хизмәт бинаси ечилди. Һазир бу һәқтики хизмәт-паалийәтләр давам қиливатиду, у ишханида қериндашлиримиз биваситә берип нөвәт күтмәстин ишлирини асанла биҗирәләйду. Бүгүнгә қәдәр истанбулдики бу ишханида 16788 нәпәр уйғур қериндашлиримизға узун муддәтлик иқамәт беҗирилиди. Биз уйғур қериндашлиримизниң түркийә вәтәндашлиқиға өтүш илтимаслирини қобул қилип, музакиригә алдуқ, зәйтинбурну-җәвизлибағдики нупус идарисида мәхсус бир бөлүм уйғур қериндашлиримизниң нопусқа өтүш илтимаслирини биҗириш үчүн җидди хизмәт ишләватиду, қериндашлиримизниң түркийәдә өзлирини худди өз өйлиридикидәк бихәтәр һес қилиши үчүн, шәрт-шараит яритип бериватқан түркийә ичкий ишлар министири сулайман сойлуға тәшәккүр ейтимиз”.