Мустафа дәстичи: “түркийә пуқралиқи техи һәл болмиған уйғурларниң қийинчилиқлирини һәл қилишқа тиришимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.04.08
DUQ-wexpi-reisi-abdureshit-we-mustafa-destichi-1.jpg Д у қ түркийә вәхпиниң рәиси абдурешит әпәнди түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи әпәндигә хатирә боюм тәқдим қилди. 2022-Йили 7-апрел, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Қурулған күндин тартип түрк дунясиға, болупму шәрқий түркистан дәвасиға алаһидә көңүл бөлүп келиватқан, һазир түркийәни идарә қиливатқан ақ партийә билән иттипақдаш болған түркийәдики бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди уйғур һәйитни қобул қилди.

Дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурәшит абдулхәмит әпәнди, муавин рәиси дилшат баришчи әпәнди, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси доктор фәрһат қурбан тәңритағли әпәнди, муавин рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди вә шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписиниң рәиси доктор абдукерим буғра қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан мәхсус һәйәт мустафа дәстичигә тәләп хети сунди. Мәзкур тәләпни аңлиған мустафа дәстичи әпәнди, түркийәдә йүз миң әтрапида уйғур барлиқини, буларниң бир қисми түрк пуқраси болған болсиму, әмма йәнә бира қисминиң түрк пуқралиқиниң техи һәл болмиғанлиқини, йәнә бәзи уйғурларниң түрлүк қейинчилиқларға учраватқанлиқини, бу һәқтики тәләпләрни өзиниң түркийә һөкүмитигә дәп һәл қилишқа тиришидиғанлиқини тәкитлиди.

7-Апрел күни бүйүк бирлик партийәсиниң мәркизидә өткүзүлгән бу учришишта уйғур һәйити бир парчә тәләп хети сунди. Хәттә нуқтилиқ һалда түркийә пуқралиқи техи чиқмиған уйғурларниң балдуррақ пуқралиққа қобул қилиниши, уларниң пәрзәнтлириниң оқуш мәсилиси, һәқсиз давалиништин бәһриман болушқа охшаш мәсилиләр оттуриға қоюлди. Учришишқа бүйүк бирлик партийәсиниң түркий хәлқләргә мәсул муавин рәиси әли кесәр әпәндиму иштирак қилди.

Учришиш ахирлашқандин кейин алди билән д у қ вәхписиниң рәиси абдурәшит абдухәмит әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, д у қ вәхписи, уйғур академийәси вәхписи вә уйғур тәтқиқат вәхписи бирликтә бүйүк бирлик партийәсигә бир парча тәләп хети сунғанлиқини, бу хәттә нуқтилиқ һалда түркийә пуқралиқиға өтәлмигән уйғурлар дучар болуватқан қейинчилиқларниң қәләмгә елинғанлиқини оттуриға қойди

Арқидин мустафа дәстичи әпәндидин “уйғур һәйәт сизгә уйғурларниң бәзи тәләплирини йәткүзди, буларни һөкүмәткә йәткүзүп һәл қилип берәмсиз?” дегән соални соридуқ. У мундақ җаваб бәрди: “мән алди билән партийәмизгә кәлгән вәхпиләр вә тәшкилат мәсуллириға рәһмәт ейтимән. Бүйүк бирлик партийәси бурундин тартип шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқип келиватиду, һәр даим ишикимиз силәргә очуқ. Түркийәдә йүз миң әтрапида уйғур бар. Буларниң көпи түркийә пуқраси, улар барлиқ һәқ вә һоқуқлардин бәһриман боливатиду. Лекин 20 миң әтрапида уйғур техи түркийә пуқраси болалмиған болуп, улар вақитлиқ туруш кенишкиси билән туруватиду. Булар юртиға қайтса, хитай уларни өлтүриду. Шуңа буларни түркийә балдуррақ вәтәндашлиққа қобул қилиши керәк. Мән бу һәқтә һөкүмәтниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән учришип, һәл қилишқа тиришимән.”

Игилишимизчә, түркийәниң мунасивәтлик қануниға асасланғанда, иқамәт билән туруватқан кишиләрниң балилириниң дөләт мәктәплиригә тизимға алдуруш мәҗбурийити йоқ икән. Шуңа бәзи уйғурлар балилирини қанунсиз курсларда оқутиватқан икән. Мустафа дәстичи әпәнди бу һәқтә мунуларни деди: “бу уйғур пәрзәнтлириниң дөләт мәктәплиридә оқуши вә һәқсиз давалиниша охшаш мәсилиләрни һөкүмәткә дәп һәл қилишқа тиришимиз. Бу тәләпләрни мән президент рәҗәп таййип әрдоған вә мунасивәтлик министирлар билән көрүшүп, һәл қилишқа тиришимән.”

Абдурәшит абдулхәмит әпәнди бүйүк бирлик партийәсиниң мәркизидә өткүзүлгән көрүшүшниң наһайити қизғин өткәнликини баян қилди

Түркийәдә милләтпәрвәрлик идийәсини илгири сүридиған бүйүк бирлик партийәси милләтчи һәрикәт партийәсидин айрилип чиққан болуп, мухсин язиҗиоғлу башчилиқидики 5 нәпәр парламент әзаси тәрипидин 1993-йили 1-айниң 24-күни қурулған иди. Мәзкур партийә қурулған күндин башлап, түркий милләтләрниң мәсилилиригә, болупму уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Җаза лагерлири мәсилиси чиққандин кейинму түркийә парламентида вә өз партийәсидә көп қетим мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қоюп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.