Түркийәниң һәр қайсий җайлирида уйғурларни қоллап паалийәтләр давам қилмақта

Ихтияри мухбиримиз арслан
2019.12.26
37-vilayet-mufti Түркийәдә ечилған 37-нөвәтлик вилайәт муфтилири кеңәш йиғинидин көрүнүшләр. 2019-Йили 21-декабир, анталйә, түркийә
RFA/Arslan

Диянәт ишлири башқармисиниң уюштуруши билән түркийәниң анталийә шәһириниң аланийә районида 21- 24 - күнлири арисида ечилған, 37-нөвәтлик вилайәтләр муфтилири кеңәш йиғинида елан қилинған хуласә доклатида уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириму тилға елинди.

Түркийә дини ишлар башқармисиниң рәиси профессор доктур әли әрбаш хуласә докилатида йәмән, шәрқий түркистан, кәшмир вә пәләстиндә инсанларниң һәр хил паҗиәләр билән яшаватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “кишилик һоқуқ принсиплирини дәпсәндә қилиш, қийин- қистақ, бесим, мәҗбурлаш, ассимилатисийә қилиш қатарлиқ залимларчә позитисийәсигә қарши виҗданлиқ һәр қандақ бир кишиниң  сүкүт қилишини тәсәввур қилғили болмайду.”

“алтун қанат мукапати” ниң саһиби мукапатни уйғур ханим-қизлири вә уйғур балилириға беғишлайдиғанлиқини билдүрди

Истанбулниң бешикташ наһийәсиниң һакими үндәр бакан әпәнди алған “алтун қанат мукапати” ни хитай зулуми астида езиливатқан уйғур ханим - қизлар вә балиларға беғишлайдиғанлиқини елан қилди.

23 - Декабер күни истанбулда “аялларға зораванлиқ инсанийәткә хиянәттур” дегән шуар астида уюштурулған “алтун қанат мукапати” ни тарқитиш мурасими өткүзүлди. Бу мурасимға көп сандики мәшһур кишиләр қатнашқан болуп, истанбул бешикташ райониниң наһийә һакими үндәр бакан әпәнди  “алтун қанат мукапати” ни елиш җәрянида қисқичә сөз қилип, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вида хутбәсида сөзлигән “аяллар аллаһниң силәргә қилған аманитидур” дегән сөзини нәқил кәлтүргән. У мундақ дегән: “аялларға зораванлиқ қилиш инсанийәткә хиянәттур, мән бу мукапатни шәрқий түркистандики зораванлиқ вә зулум астида езиливатқан аяллар шундақла балиларға вакаләтән қобул қилимән.”

Түркийәниң әдирнә шәһридә хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Түркийәниң әдирнә шәһридә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш сиясәтлиригә қарши намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийити елип берилди.

24 - Декабир күни хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш сиясәтлиригә қарши әдирнә шәһридә намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.

Әдирнә шәһридики ататүрк һәйкилиниң алдиға топланған аммивий тәшкилатларниң әзалири қоллирида шәрқий түркистан вә түркийә байрақлирини көтүргән һалда сарачлар йолидики почтихана алдиғичә йүрүш қилди. Намайишқа милләтчи һәрикәр партийиси әдирнә шөбисиниң рәиси закир тәрҗан, ийи (яхши) партийәси әдирнә шөбисиниң рәиси әкрәм дәмир, едирнә шеһит аилиләр һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси фаруқ чефтчи, әдирнә муһариб ғазийлар җәмийитиниң рәиси әхмәт исмаил оғли вә көп сандики хәлқ аммиси қатнашти.

Намайиш җәриянида ахбарат елан қилиш йиғини ечилди. Йиғинда түрк оҗақлири тәшкилати әдирнә шөбисиниң рәиси яқуп өз баянатни оқуп өтти. У бу намайишниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистанда системилиқ бир шәкилдә йүргүзиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә, қирғинчлиқларға диққәт тартиш үчүн бу намайиш орунлаштурулди.”

Яқуп өз йәнә мундақ деди: “көзимизгә йирақ, әмма көңлимизгә йеқин шәрқий түркистандин йүксәлгән пәрядларға йүрәклиримиз көйиватиду. Хитай дөлити ишғал қиливалған шәрқий түркситанда нәччә йилдин буян системилиқ бир шәкилдә қәтлиам йүргүзиливатиду. Бирақ бу пәрядларға инсанлар қулақ салмайватиду.”

Яқуп өз әпәнди сөзиниң ахирида б д т ни, шәрқий түркистанда йүз бериватқан қәтлиамларни тохтитиш үчүн мунасивәтлик органларни һәрикәткә өткүзүшкә вә тәдбир елишқа чақириқ қилди.

Афйонқараһисар шәһиридә өткүзүлгән намайишта хитай зулуми тохтиғичә хитай маллирини байқут қилиш чақириқ қилинди.

Афйонқараһисарда Хитай Маллирини Байқут Қилиш Тоғрилиқ Намайиш Өткүзүлди

Афйонқараһисар аммивий тәшкилатлар мунбириниң әзалири, шәрқий түркистанда хитай искәнҗилиригә учраватқан уйғурларниң үнсиз пәрядлирини дуняға аңлитиш үчүн җамә алдиға топланди.

Афйонқараһисар аммивий тәшкилатлар мунбиригә вакаләтән баянатни оқуп өткән муһәммәд өзқул әпәнди пүткүл дунядики виҗдан игилиригә хитайниң шәрқий түркистанда уйғурлар үстидин йүргүзиватқан қанунсиз бастурушлирини тохтатқичә хитай маллирини байқут қилишқа чақириқ қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.