Түркийәдики уйғурлар корона вируси тәдбирлири астида рамзан ейини қандақ өткүзмәктә?
2020.04.27
24-Апрел күни ислам дунясиниң муқәддәс айлиридин бири болған рамизан ейи башланди. Роза тутуш исламниң бәш шәртидин бири болуп, мусулманлар 30 күн розини ада қилғандин кейин, уруқ-туғқан, әл-ағинә, әл-юрт, дост-ярәнләр җәм болуп, чоң-кичик һәммә киши хушал-хурам роза һейтини өткүзиду. Лекин, бу йилқи рамзан ейи корона вируси пүтүн дуняда ямрап кетип 200 миңдин артуқ кишиниң җениға замин болған, 3 милйон әтрапида кишини юқумландурған бир пәйткә тоғра кәлди шуниңдәк бу рамзан түркийәдә яшаватқан уйғурлар үчүн, көпрәк маддий вә мәниви җәһәттин қийинчилиқ елип кәлгән ай болуп башланди. Түркийә диний ишлар идариси һөҗҗәт чүшүрүп, мусулманларни бир җайға җәм болуп опчә иптар қилмаслиққа, опчә тарави намизи оқумаслиққа чақирди. Ундақта рамзан ейиниң хасийити немә? корона вирусидин қоғдиниш үчүн қаттиқ тәдбирләр елиниватқан мәзгилдә уйғурлар қандақ өткүзүши керәк? немиләргә диққәт қилиш керәк? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан өлималар бирлики әзаси һәбибулла күсәни әпәнди, рамзанниң исламниң 5 шәртиниң бири икәнликини исламда мусулманларға пәрз қилинғанлиқини оттуриға қойди.
Роза тутушниң асасий мәқситиниң кишиләрни тәқва мусулман болушқа чақириш икәнликини, тәқва мусулман болуш дегәнлик ялған гәп қилмаслиқ, башқиларниң һәқ вә һоқуқини дәпсәндә қилмаслиқ мәдәний адәм болуш дегәнлик икәнликини тәкитлиди.
Һазир корона вируси 184 дөләткә ямрап кәткән болуп, пүтүн дуняда вәһимә пәйда қилмақта. Һәбибулла күсәни әпәнди қурани кәримдиму әгәр бирәр апәт йүз бәрсә мусулманларниң бирликтә ибадәт қилмисиму, бирликтә иптарлашмисиму болидиғанлиқиниң көрситилгәнликини, шуңа уйғурларниң опчә иптар зияпити бәрмәслики вә опчә паалийәт қилмаслиқи керәкликини баян қилди.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда истанбулда хели көп санда уйғур корона вируси билән юқумланған болуп, бәзилири дохтурханида давалинип яхшиланған болсиму йәнә бәзилири өз өйлиридә карантин астида давалиниватқан икән. Ундақта бу хил бимарлар вә саламәтлики яхши болмиғанлар роза тутмисиму боламду? һәбибулла күсәни әпәнди бу һәқтә исламдики принсиплар тоғрисида тохталди.
Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған бүгүн, йәни 27-март күни мухбирларға баянат берип, рамзан ейиниң ахириғичә мәмликәт бойичә һәр һәптә ахири 3 күн кочиға чиқишниң чәклинидиғанлиқини җакарлиди. Бундақ бир пәйттә түркийәдики уйғурларниң рамзан ейи қандақ өтүватиду? биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Түркийәниң әнқәрә шәһиридә яшаватқан яқуп қарахан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бурун әнқәрәдики уйғурлар бирликтә иптар тамиқи йәп, бирликтә намаз оқуп өткүзгәнликини, әмди буниму қилалмайдиғанлиқини ейтти.
Йәнә әнқәрәдә 4 балисини беқип аран турмушини қамдаватқан көчмән уйғур турахун әпәнди корона вируси пәйда болғандин кейин хизмитидин айрилип қалғанлиқини, қийин бир шараитта рамзан ейини өткүзүватқанлиқини баян қилди.
Кейинки йилларда түркийәдики уйғурларниң саниниң көпийишигә әгишип уйғурлар ичидики қийинчилиқларму көпәймәктә, болупму түркийәдә корона вирусиға қарши елиниватқан тәдбирләрниң вақтиниң узиришиға әгишип уйғурларниң вәзийитиму еғирлашмақта. Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди бурунқи рамзан айлирида бирликтә иптар тамиқи йейиш, өзара иптарлишиш, өзара ярдәмлишиш арқилиқ вәтәнгә болған сеғинишни азайтишқа тиришқан болсиму, лекин бу йил бу хил паалийәтләр чәкләнгән болғачқа рамзан ейиниң қийин өтидиғанлиқини баян қилди.
Түркийәдә 11-марттин бүгүнгичә 2900 киши корона вирусидин өлгән болуп, икки күндин буян өлгәнләрниң сани азийишқа башланди. Дохтурлар рози һейттин кейин түркийәдики һаятниң нормаллишидиғанлиқини илгири сүрмәктә.