Түркийә вә парс қолтуқи әллири дипломатлириниң хитайда зиярәттә болуши диққәт қозғимақта

Мухбиримиз нуриман
2022.01.12
Түркийә вә парс қолтуқи әллири дипломатлириниң хитайда зиярәттә болуши диққәт қозғимақта Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учрашти. 2022-Йили 12-январ, җяңсу.
AP

Ройтерс агентлиқиниң 11-январ бәргән хәвиригә қариғанда, бу һәптә йәни 10-январдин 15-январғичә сәуди әрәбистан, кувәйт, оман, бәһрәйн қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири вә парис қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиниң баш катипи хитайда зиярәттә болидикән.

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 12-январ күни өзиниң иҗтимаий таратқусида хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәнликини билдүргән. У бу һәқтики язмисида көрүшүштә дейилгән мәзмунлар һәққидә мундақ дегән: “мәзкур көрүшүштә хитай билән болған иқтисади һәмкарлиқ имканийәтлири һәққидә тохталдуқ. Күнтәртипимиздики мәсилиләргә болупму уйғур түрклири мәсилисигә болған көз қаришимизни вә бу мәсилигә болған сәзгүрлүкимизни оттуриға қойдуқ.”

Хитай ташқи ишлар министирлиқниң билдүрүшичә, иранниң ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийәнму бу җүмә күни йәни 15-январ күни хитайда зиярәттә болидикән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин 11-январ күни мухбирларни күтүвелиш йиғинида мундақ дегән: “хитай билән иран муһим мәсилиләрдә бир-бирини қәтий қоллайду”.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “хитай өзиниң иқтисади вә сиясий тәсирини парис қолтуқи әллиригә кеңәйтишкә тиришиватиду”.

Бу һәқтә елан қилинған мақалиләргә қариғанда көзәткүчиләр, йәнә бир тәрәптин қариғандиму парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләр бу һәптә хитайда зиярәттә болуш арқилиқ америка-хитай мунасивитидики җиддийлик мәзгилидә хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни кеңәйтиш вә сиясий җәһәттә ортақ тонуш һасил қилишниң йоллирини издәватиду, дәп қариған.

Хәвәрдә көрситилишичә, ваң йи сәуди әрәбистан ташқи ишла министири билән асаслиқи иқтисадий һәмкарлиқ үстидә музакирә илип барған. Хитай тәрәпниң баянатиға қариғанда бейҗиң рияд билән йеңи енергийә, тор содиси, қанун иҗра қилиш вә археологийәлик түрләрдә һәмкарлишишни халайдиғанлиқи оттуриға қойған. Диний вә миллий кимлики сәвәбидин хитай тәрипидин ирқи қирғинчилиққа учраватқанлиқи америка башчилиқидики демократик дөләтләр тәрипидин етирап қилинған уйғурлар һәққидә бир музакириниң болған болмиғанлиқи һәққидә һечнемә дейилмигән.

Бу һәқтә америкада турушлуқ хитай мәсилилири тәтқиқатчиси илшат һәсән әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “хитай олимпик йеқинлашқансери ғәрб әллири тәрипидин йетим қалдурулғандин кейин дуняға өзиниң ялғуз қалмиғанлиқини билдүрүш вә иқтисад арқилиқ уйғур мәсилисини бурмилап ислам әллириниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн мушундақ учришишларни орунлаштуруватиду”.

Хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буян иқтисадий козир арқилиқ, болупму ул-муәссәсә қурулушини көтүригә еливелиш арқилиқ оттура шәрқ әллирини сизған сизиқидин чиқалмас қилип қоюши 2017-йилидин башлап юқири пәллигә чиққан уйғур қирғинчилиқида техиму рошән ипадиләнгән. Ислам әллири һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ сорунларда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши сиясәтлирини һимайә қилип аваз бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.