Қаһраманмараш вә йиву шәһири башлиқлириниң достлуқ хетигә қол қоюши қаттиқ наразилиққа учриди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.08.26
turkiye-xitay-dosluq.jpg Қаһраманмараш шәһәр башлиқи һайрәттин гүнуөрниң твиттерға чиқарған баянати.
Social Media

Хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириға кишиләрни қамаватқанлиқиға икки йилдин артуқ вақит болған вә бу мәсилә хәлқарада юқири дәриҗидә диққәт қозғаватқан бүгүнки күндә түркийәниң шәрқий җәнуби райониға җайлашқан қаһраманмараш шәһири билән хитайниң йиву шәһирини дост шәһәр дәп елан қилиш “нийәт хети” гә қол қоюлуши кишиләрниң қаттиқ наразилиқиға учриди. 23-Авғуст күни қаһраманмараш шәһәрлик һөкүмәтниң ишханисида шәһәр башлиқи һайрәттин гүнуөр әпәнди билән хитайниң йиву шәһириниң муавин башлиқи дост шәһәр болуш нийәт хетигә қол қоюватқанда қаһраманмараш шәһиридики уйғурлар билән бир қисим түркләр бирлишип, мухбирларға баянат бәрди. Улар қоллирида түрк байриқи билән уйғурларниң ай юлтузлуқ көк байриқи вә “қериндаш қатили билән қандақму дост болиду?, қаһраманмараш зулумға шерик болма” дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүргән һалда мәтбуат баянатини оқуп өтти.

Уйғур оқуғучи сәйпулла баянатида 23-авғуст күниниң түрк тарихиға тарихий хаталиқ садир қилинған күн сүпитидә йезилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бүгүн, йәни 23-авғуст җүмә күни қаһраманмараш шәһириниң түрк тарихиға тарихий хаталиқ садир қилған күни сүпитидә хатирилиниду. Чүнки, хитай түркийәдә бу хил паалийәтлири арқилиқ тәтүр тәшвиқатини елип барса йәнә бир тәрәптин уйғурларға, силәр ишинидиған түркийә бизни қоллайду, биз билән һәмкарлишиватиду дейиш арқилиқ уйғурларниң үмидини йоқ қилмақта. Бүгүн, шәрқий түркистанда милйонлиған киши пәқәтла түрк қан системисидин болғачқа әқилгә сиғмайдиған бесимға учримақта. Хитай чирайлиқ сөзлири вә иқтисадий күчи билән дуняни алдашқа тиришмақта. Бундақ бир пәйттә түркийәниң азадлиқ урушида тунҗи пай оқни атқан сүтчи имамниң нәврилири болған қаһраманмарашлиқлар қериндашлириниң қатили хитай билән қандақму дост болалайду? биз виҗданлиқ аммиви тәшкилатларни вә мараш хәлқини буниңға қарши чиқишқа чақиримиз”.

Қаһраманмараш шәһәрлик һөкүмәтниң тор бетидики хәвәргә асасланғанда қаһраманмараш шәһәр башлиқи һайрәттин гүнгөр әпәнди билән хитайниң йиву шәһириниң муавин башлиқи дув җия икки шәһәр дост шәһәр болуш нийәт хетигә қол қойған. Бу достлуқниң түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң күчийишигә төһпә қошидиғанлиқи тәкитләнгән.

Мәлум болғинидәк қаһраманмараш шәһири милләтчи вә диндар кишиләр көп санни игиләйдиған шәһәрләрдин бири һесаблиниду. Мәзкур шәһәрниң хитайниң йиву шәһири билән достлуқ орнитиш нийәт хетигә қол қоюштики мәқсити немә? шәһәр башлиқи һайрәттин гүнгөр әпәнди уйғур мәсилисигә қандақ қарайду? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн шәһәр башлиқиға телефон қилдуқ. Униң ахбарат ишлириға мәсул хадими елхәт язсақ җаваб беридиғанлиқини дегән болсиму, әмма елхетимизгә һазирғичә җаваб кәлмиди.

Бирақ, бүгүн, 26-авғуст күни қаһраманмараш шәһәрлик һөкүмәт мухбирларға язма баянат тарқатти. Униңда мундақ дейилгән: “дөлитимизниң һазирқи ташқи сиясити хитай дөлити билән болған мунасивәтни күчәйтиш, биз хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини нәзәрдә тутқан, шәһиримиздики карханичиларниң хитайда салидиған мәблиғи вә тиҗаритини нәзәрдә тутқан һалда хитайниң йиву шәһири билән дост шәһәр болуш нийәт хетигә қол қойдуқ. Икки шәһәрни дост шәһәр дәп елан қилиш үчүн шәһәрлик парламент әзалири музакирә қилип қарар мақуллиғандин кейин мунасивәтлик министирлиқ тәстиқлиса болиду. Шуңа бу мәсилини охшимайдиған тәрәпләргә тартмаслиқиңларни үмид қилимиз”.

Түркийәдә 81 вилайәт бар. Хитайниң буларниң ичидин қаһраманмараш шәһирини таллап дост шәһәр болушни арзу қилишидики сәвәб немә? узун йиллардин буян қаһраманмараштики сүтчи имам университетида оқутқучилиқ қиливатқан алимҗан боғда әпәнди бу һәқтики көз қаришини биз билән ортақлашти. У, қаһраманмараш шәһиридә уйғур оқуғучиларниң көпийишигә әгишип уйғур дәвасиниң тезла күчәйгәнликини, хитайниң бу шәһәргә бәзи иқтисадий мәнпәәтләрни бериш арқилиқ дәваға зәрбә бериш нийитидә икәнликини баян қилди.

Доктор алимҗан боғда әпәнди җүмә күни хитай һәйәт билән йиғин ечиватқанда түркләр билән бирликтә наразилиқ намайиш өткүзгәнликини, түркийәдики бәзи гезитләрму “дост болидиған башқа шәһәр тапалмидиңму?” темисида хәвәр елан қилғанлиқини баян қилди.

Қаһраманмараштики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған “түрк оҗақлири” тәшкилати мәсуллиридин мустафа көк әпәнди қаһраманмараш хәлқиниң бурундин тартип шәрқий түркистан дәвасини қоллап қуввәтләп келиватқанлиқини, хитайниң бу хил тозақлириниң хәлқниң қоллишини техиму күчәйтидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “әслидә хитайниң бу қилиқлири қаһраманмараш хәлқиниң шәрқий түркистан һәққидә мәлумат игиси болушиға сәвәб болиду. Хитай тузақ қуруватиду, тузаққа дәссигәнләрму болиду, лекин буниң әкси тәсири болиду. Әлвәттә буниңдин көңлимиз йерим болди, әмма әкси тәсир пәйда қилиду”.

Уйғур дәвасиниң лидерлиридин мәрһум әйса йүсүп алиптекин 1991-йили қаһраманмараш шәһиригә келип доклат бәргәндин кейин униң исми чоң бир кочиға берилгән. 1996-Йилиға кәлгәндә қаһраманмарашта әйса йүсүп алиптекин бағчиси ечилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.