Түркийәниң сиясий партийә рәһбәрлири: шәрқий түркистан дәвасини һәр вақит қоллап-қуввәтләймиз

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2023.09.26
15-nowetlik-sh-t-t-yighilishi-02 15-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғинидин көрүнүшләр, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

15-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилған түркийә җумһурийити пирезиденти рәҗәп таййп әрдоғанниң баш данишмини айхан оган: “шәрқий түркистан һеч бир заман хитайниң земини болуп бақмиди, буниңдин кейинму болмайду” , деди.

Айхан оган бу сөзләрни мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң қоллап қуввәтлиши билән 23-сентәбир күни истанбулдики бир меһманханиниң йиғин залида ечилған 15-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши вә 6-қетимлиқ шәрқий түркистан миллий бирлик шураси йиғинида ейтти.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан қериндашлиқ учришиши йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан қериндашлиқ учришиши йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Ечилиш мурасимида сөз қилған йәнә бир нәпәр түркийә юқири дәрҗилик әмәлдар, түркийә маарип министирлиқиниң муавин министири назиф йилмаз: “шәрқий түркистан дәваси вуҗудимиздики қаниған яримиздур. Бу дәва бизгә, муһәммәд имин буғра, әйса йүсүп алиптекин, мәсуд сабир байқузи қатарлиқ үч әпәндиләрдин бизгә қалған аманәт вә мирастур” деди.

У, сөзидә йәнә, шәрқий түркистан дәвасиға мәркәзләшкән мәхсус тәтқиқат мәркәзлири ечиш вә институтларни қуруш керәкликини тәкитлиди вә бу хил хизмәтләрни қоллайдиғанлиқини ипадилиди.

 Ечилиш мурасимида сөз қилғанлар қатарида йәнә ийи партийәси, бүйүк бирлик партийәси, саадәт партийәси, йеңидин рифаһ партийәси қатарлиқ партийәләрниң рәис вә муавин рәислири һәм парламент әзалириму бар болуп, ийи партийәси муавин рәиси, парламент әзаси аййүҗә түркәш, “өзүм вә партийәмгә вакалитән шуни тәкитләймәнки, шәрқий түркистан дәвасини һәр вақит қоллап-қуввәтләймиз” , деди.

Саадәт партийәси муавин рәиси шундақла парламент әзаси мустафа кая қериндашлиқ учришиши йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
Саадәт партийәси муавин рәиси шундақла парламент әзаси мустафа кая қериндашлиқ учришиши йиғинида сөзләватиду, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Түркийә бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстиҗи: “партийәмиз қурулған күндин етибарән шәрқий түркистан дәвасиниң әң чоң қоллиғучилиридин бири болуп кәлди, буниңдин кейинму қоллап-қуввәтләймиз” , деди.

Саадәт партийәси муавин рәиси шундақла түркийә парламент әзаси мустафа кая әпәнди, биз саадәт партийәси болуш сүпитимиз билән бу дәвани шәрқий түркистан мустәқил болғучә пүтүн күчимиз билән қоллап-қуввәтләймиз, деди.

Йеңи рифаһ партийәси муавин рәиси доған бекин әпәнди: “түрк-ислам мәдәнийитиниң әң қәдими җамаәлири шәрқий түркистан җуғрапийәсигә җайлашқан. Бирақ һазир бу җамаәләр вәйран қилинди, мәдәнийитимиз бузғунчилиққа учраватиду, буниңға қарши һәммимиз бирликтә күрәш қилишимиз” , керәк, деди.

Йиғинниң ечилиш мурасимида, бу учришиш йиғинини уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити шундақла хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нутқини сөзләп, “шәрқий түркистан дәваси ишғалийәт сәвәбидин йоқ болуш хәвпигә дуч кәлгән шәрқий түркистан хәлқиниң давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә ассимилятсийәдин қутулуш вә өз мустәқиллиққа еришиш дәвасидур” , деди.

15-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғинидин көрүнүшләр, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
15-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғинидин көрүнүшләр, 2023-йили 23-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Бу йиғинға, түркийә, америка, әнглийә, шиветсийә, , қазақистан, сәуди әрәбистан, малайсия қатарлиқ 20 дөләттин шәрқий түркистан дәвасини қоллап келиватқан, сиясий партийә рәһбәрлири, хәлқаралиқ вә йәрлик тәшкилат вәкиллири, өлималар, зиялийлар, һәрқайси саһәдики мутәхәссисләр, тәтқиқатчилар, яшлар вә аяллар вәкиллири болуп, 300 дин артуқ киши қатнашти.

Йиғинда йәнә, шәрқий түркистан дәваси дуч келиватқан хирислар, вә йеңи дуня күнтәртипидә оттуриға чиқиватқан пурсәтләр вә бу пурсәтләрдин пайдилиниш йоллири, шундақла түрк вә ислам дунясиға шәрқий түркистан мәсилисини көпләп аңлитиш арқилиқ қоллаш шараитини қолға кәлтүрүш дегәндәк мәсилиләр үстидә мутәхәссисләр илмий доклат бәрди вә темилар бойичә мулаһизиләр елип берилди.

15-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғини вә 6-қетимлиқ шәрқий түркистан миллий бирлик шураси йиғини 23-сентәбир шәнбә күни әтигәндә ечилиш мурасими билән башланған болуп, 25-сентәбир күнигичә үч күн давам қилған.

Мәзкур йиғин һәр йили бир қетим ечилип келиватқан болуп, һәр қетимда йеңи вә актип темилар музакирә қилинған, бу қетимлиқ йиғинниң муһимлиқи вә өзгичилики һәққидә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики баш катипи абдурешит иминһаҗи тохталди.

Абдурешит иминһаҗиниң билдүрүшичә, бу йилқи қериндашлиқ учришиш йиғинини өткән йилдикигә селиштурғанда охшашмайдиған пәрқи болса чәтәллик муһим шәхсләр, парламент әзалири вә дөләт вәкиллириниң көпләп қатнишиши вә дәвани қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитлишидур. Йәнә бир нуқта шуки, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар яшаватқан дөләтләрдин кәлгән тәшкилат рәһбәрлири вә вәкиллири өзара шәрқий түркистан дәвасида һәмкарлиқни күчәйтиштә бирдәкликкә кәлгәнликидур.

 Дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғининиң тунҗи нөвәтлики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң қурғучиси мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсумниң тәшәббуси билән 2009-йили 4-июл күни истанбулда ечилған болуп, бу, 14 йилдин буян давамлашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.