Түркийәдә 2022-йили уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қоюш билән башланди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.01.06
Түркийәдә 2022-йили уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қоюш билән башланди Уйғур мәсилисини түркийәниң миллий мәсилилири қатарида тәпсилий оттуриға қойған түркийәдики “флаш телевизийиси” дә шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди риясәтчи назиф оқумуш әпәнди билән. 2021-Йили декабир.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики “флаш телевизийиси” өткән һәптә ахирида уйғур мәсилисини түркийәниң миллий мәсилилири қатарида тәпсилий оттуриға қойди. Шуниң билән 2022-йили башланди. Мәзкур телевизийә программисида түркийәниң миллий мәсилиси һесаблинидиған русийә тәрипидин бесивелинған қирим йерим арилидики татарларниң мәсилиси, ирақтики түркмәнләр мәсилиси, гиретсийәдики түркләр мәсилиси қатарида уйғур мәсилисиму оттуриға қоюлди. Пешқәдәм язғучи, сабиқ парламент әзаси назиф оқумуш әпәнди риясәтчилик қилған телевизийә программисиға пешқәдәм уйғур паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди тәклип бойичә қатнишип, уйғур дияриниң қисқичә тарихи, балилиқ чағлирида көргән зулумларни әслитип өткәндин кейин хитайниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди.

Нәқ мәйдандин тарқитилған программида һамутхан көктүрк аңлатқан трагедийәни аңлиған телевизийә риясәтчиси назиф оқумуш әпәнди вә башқа қатнашқучилар көзигә яш алғанлиқи диққәт тартти.

Һамутхан көктүрк әпәнди өткән һәптә “флаш телевизийәси” дә нәқ мәйдандин тарқитилған программида уйғурларниң тарихи вә бүгүнки еғир вәзийити, шундақла өзи 11 яшта юртидин айрилиштин бурун бешидин өткүзгән зулумларни оттуриға қойди.

Уйғур мәсилисини түркийәниң миллий мәсилилири қатарида тәпсилий оттуриға қойған түркийәдики “флаш телевизийиси” дә түркийә дөләтлик радио вә телевизийә идарисиниң түрк дуняси сәнәтчиси бунямин ақсунгур әпәнди тонулған уйғур сәнәтчи абдурәһим һейитниң “учрашқанда” намлиқ нахшисини орунлиди.. 2021-Йили декабир.
Уйғур мәсилисини түркийәниң миллий мәсилилири қатарида тәпсилий оттуриға қойған түркийәдики “флаш телевизийиси” дә түркийә дөләтлик радио вә телевизийә идарисиниң түрк дуняси сәнәтчиси бунямин ақсунгур әпәнди тонулған уйғур сәнәтчи абдурәһим һейитниң “учрашқанда” намлиқ нахшисини орунлиди.. 2021-Йили декабир.

Һамутхан көктүрк әпәнди шималий сипрус, ирақтики түркмән, русийә бесивалған қирим йерим арилидики татарларниң мәсилиси қатарлиқларниң түркийәниң әң муһим миллий мәсилиси икәнликини вә кейинки йилларда шәрқий түркистан мәсилисиниң миллий мәсилигә айланғанлиқини илгири сүрди.

Тонулған телевизийә риясәтчиси, язғучи вә сабиқ парламент әзаси назиф оқумуш әпәнди, 2022-йилиниң шәрқий түркистан мәсилисини телевизийә программисида аңлитиш арқилиқ башланғанлиқини, бундин кейинки программилиридиму шәрқий түркистан мәсилисини күн тәртипкә елип келидиғанлиқини оттуриға қойди. У, мундақ деди: “шәрқий түркистанда ахири бир күн қуяш чиқидиғанлиқиға ишәнчим камил. Шәрқий түркистандики мәдәнийәтимизни қайта гүлләндүримиз. Бүгүн түрк дунясида зулумға учраватқан хәлқләр бар, йеңи йилни уларниң дәрдини оттуриға қоюш билән башлидуқ. Худайим буйруса уларниң һәммиси әркинликкә еришиду”.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә дөләтлик радийо вә телевизийә идарисиниң мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди түркийә һөкүмити узун йилдин буян уйғур мәсилисидә сүкүттә турувалған болсиму, лекин 2022-йилида түркийә ахбаратлирида уйғур мәсилисиниң техиму көп күн тәртипкә келидиғанлиқини оттуриға қойди.

Өткән һәптә ахирида “флаш телевизийәси” дә нәқ мәйдандин тарқитилған программиға түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң сабиқ баш катипи үмид ялин әпәнди, ирақтики түркмәнләрдин мутәхәссис җүнәйт мәңгү әпәнди, қирим татарлири җәмийити рәиси җәлал ичтән әпәндиләр иштирак қилди. Түркийә дөләтлик радийо вә телевизийә идарисиниң түрк дуняси сәнәтчиси бунямин ақсунгур әпәнди тонулған уйғур сәнәтчи абдурәһим һейитниң “учрашқанда” намлиқ нахшисини орунлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.