Түркийәдики өктичи партийәләр һөкүмәтни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидә қарар мақуллашқа чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.01.21
Түркийәдики өктичи партийәләр һөкүмәтни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидә қарар мақуллашқа чақирди Түркийә “келәчәк” партийәси рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу әпәнди йиғинда сөздә. 2022-Йили январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

1-Айниң 20-күни франсийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиши нәтиҗисдә, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған дөләт парламентлириниң сани 8 гә йәтти. Йәни 2021-йилиниң башлиридин буян америка, әнглийә, канада, голландийә, белгийә, чихийә, литва, франсийә қатарлиқ 8 дөләт парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиди.

Франсийә парламентида мутләқ көп аваз билән қобул қилинған бу қарар муһаҗирәттики уйғурларни сөйүндүрүпла қалмастин, уйғурларниң қан-қериндиши болған түркләрниму қаттиқ сөйүндүрди. Түркийәдики һәр қайси өктичи партийәләр, аммивий тәшкилат мәсуллири вә түрк хәлқи түркийә һөкүмити вә түркийә парламентини уйғурлар тоғрисида қарар мақуллашқа чақирмақта.

Түркийә “келәчәк” партийәси рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, түркийәниң хели бурунла уйғурлар тоғрисида қарар мақуллуши керәк икәнликини тәкитлиди. У мундақ деди: “америка, әнгилийә, белгийә, әмдиликтә франсийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулум сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитти. Көп санда кишилик һоқуқ тәшкилати вә демократик әлләр хитайни бу һәқтә агаһландурди. Биз бир қанчә йил бурунла түркийә парламентидики барлиқ сиясий партийәләрниң бу һәқтә ортақ бир қарар мақуллишини тәләп қилған идуқ. Лекин түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәси техичә сүкүттә туриватиду. Мән түркийә парламентини дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақиримән. Уйғурлар билән һечқандақ туғқандарчилиқи йоқ дөләтләр бу һәқтә қарар чиқириватқан бүгүнки күндә, түркийә уйғурлар тоғрисида дәрһал бир қарар мақуллиши керәк.”

Әхмәт давутоғлу әпәнди уйғурлар мәсилисидә техичә түзүкрәк бир позитсийә билдүрмигән түркийә һөкүмитини әйибләйдиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “өзини ‛ислам дуняниң лидири‚ дәп җакарлиған рәҗәп тайип әрдоған қени? ‛езилгән хәлқләрниң игиси биз‚ дегән әрдоған һөкүмити қәйәрдә қалди? немишқа улар һәр қайсий дөләтләрниң уйғурлар үчүн мақуллуқтин өткүзүватқан қарарларни көрмәду? түркийә һөкүмитиниң азғина иқтисадий мәнпәәтини дәп ‛уйғур ирқий қирғинчилиқи‚ ни көрмәсликкә селишини, қәтий қобул қилғили болмайду. Шуңа мән түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисидә һәрикәткә өтүшкә қайта-қайта чақиримән.”

Биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн парламент әзаси, “зафәр” партийәсиниң баш катипи исмайил қонҗуқ әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ. У, түркийә һөкүмитиниң бундақ бир қарарни мақуллуқтин өткүзүшкә йол қоймайдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бу пүтүнләй түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәси билән милләтчи һәрикәт партийәсигә мунасивәтлик иш. Бундақ бир қарарни мақуллуқтин өткүзүш наһайити қейиндәк туриду, буниңдики сәвәб һөкүмәтниң һазирғичә уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәсидур. Түркийә һөкүмити һазирғичә хитайниң шәрқий түркистанлиқларға қарита елип бериватқан сияситини қаттиқ әйибләйдиған ениқ позитсийәсиму билдүрүп бақмиди. Һазирғичә буниму қилмиған һөкүмәт, ‛уйғур қирғинчилиқи‚ тоғрисида қандақму қарар мақуллисун?”

Исмайил қонҗуқ әпәнди әслидә түркийәниң франсийәдин бурун “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидә қарар мақуллишини арзу қилидиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “әслидә түркийә, франсийә вә америкадинму бурун қан-қериндашлири болған уйғурларниң һәқ вә һоқуқини қоғдиялиған болса, немә дегән яхши болатти! мән бундақ қилишини чин көңлүмдин арзу қилаттим. Әмма һөкүмәтниң 20 йилдин буян елип бериватқан шәрқий түркистан сияситигә қарап, бундин кейин уйғурлар тоғрисида бир нәрсә қилмайду, дәп ойлаймән. Худайим буйриса, бу қетимқи сайламда биз утуп чиқип һөкүмәт қурсақ, ‛уйғур ирқий қирғинчилиқи‚ тоғрисидики қарарни биз мақуллуқтин өткүзимиз.”

20-январ күни франсийә парламенти авазға қойған “уйғур ирқий қирғинчилиқи” қарар лайиһәсигә аваз беришкә қатнашқан 175 парламент әзасидин 170 киши аваз беришкә қатнашқан болуп, 5 киши аваз бериштин ваз кәчкән. Нәтиҗидә биргә қарши 169 парламент әзаси “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни қобул қилип аваз бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.