Түркийә “3 уйғур” ни хитайға өткүзүп бәргән

Мухбиримиз әркин
2021.01.19
Түркийә “3 уйғур” ни хитайға өткүзүп бәргән Хитайға қайтуруп берилгән тутқунларниң ичидики бурһан киримниң адвокати мәһмәт окатан
Social Media

2018-Йили 5-айда түркийә даирилириниң “террорлуққа четишлиқ”, дәп бурһан керим, муһәммәд алий, тохти адилҗан исимлик “3 нәпәр уйғур” ни хитайға қайтурувәткәнлики илгири сүрүлди. Бу кишиләрниң исмлириниң раст яки паспортида шундақ аталғанлиқи ениқ болмисиму, бирақ хитай паспорти көтүргән бу кишиләрниң түркийә аманлиқ күчлири тәрипидин “террорлуққа четишлиқ”, дәп тутқун қилинғанлиқи вә истанбулдин хитайға учидиған айропиланға олтурғузулуп, хитайға йолливетилгәнлики уларниң адвокати һәм вәқәдин хәвәрдар адвокатлар тәрипидин дәлилләнди.

Бу хәвәр “мустәқиллиқ” гезитиниң түркчисидә өткән һәптә елан қилинип, таратқуларниң диққитини қозғиди. Бу хәвәр түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, йеқинда “уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқи” ни тәкитләп арқидинла ашкариланған. Хитайға қайтуруп берилгән тутқунларниң ичидики бурһан киримниң адвокати мәһмәт окатан 19-январ зияритимизни қобул қилип, уларниң хитайға қайтурулғанлиқи түркийә тәптиш даирилири тәрипидин дәлиллигәнликини билдүрди.

Мәһмәт окатан мундақ деди: “улар 3 киши, хитайға қайтурулди. Уларниң биригә мән вәкиллик қилғанидим. Уларға мунасивәтлик бир қанчә хәвәрму чиқти. Уларниң қайтурулғанлиқиға даир уқтурушниму тапшуруп алдуқ. Тәптиш мәһкимиси хәт әвәтти. Мән бурһан киримгә вәкиллик қилған. (Хитайға) қайтурулғанларниң көпи террорлуққа четиливатиду. Сөзиңизниң орамидин билимән, сизниң я өзбек я уйғурлуқиңизни. Йәни билгиниңиздәк, бир җайға оператсийә елип берилип, йүз киши тутулиду. Андин қануни рәсмийәтсизла улар көчмәнләрни қайтуруш мәркизигә йоллиниду”.

Униң тәкитлишичә, бу үчәйлән түркийә әдлийә тармақлириға әрз қилған болсиму, бирақ сот уларниң хитайға қайтурулушини тосмиған. У, үчәйләнниң 2018-йили 5-айда қайтурулғанлиқини билдүрди. Мәһмәт окатан бу һәқтики суаллимизға җаваб берип мундақ деди: “буларни тосмиди. Уларни йолға селивәтти. Билгиниңиздәк түркийә хитай билән бир келишим имзалиған. Күнтәртиптики бу келишим 2017-йилиға берип тақилиду. Мән вәкиллик қилған бурһан керим 2017-йилниң ахирлирида тутқун қилинған, 2018-йили 5-айда өткүзүп берилди”.

Униң тәкитлишичә, түркийәдики уйғурларниң иқамити (турушлуқ рухсәтнамиси) ниң капалити йоқ икән. У, дөләтниң уйғурларға 1-2 йил турушлуқ гуваһнамә берип қоюп, андин бикар қилидиғанлиқини билдүрди.

Түркийәдики вәқәдин хәвәрдар адвокатларниң қәйт қилишичә, түркийә тәптиш органлири хитайға қайтурулған үчәйлән үстидин “террорлуқ тәшкилатиға әза болған” дегән қилмиш билән әйибләп дава ачқан болуп, уларниң мәсилиси биртәрәп қилиниватқанда хитайға қайтурулған. Түркийәдики уйғурларниң әрзийәт ишлириға арилишип келиватқан адвокат абдулһалим йилмаз, 19-январ зияритимизни қобул қилип, түркийәдики уйғурлар “террорчи” дәп әйиблинидиған бундақ даваниң көп болидиғанлиқини билдүрди.

Абдулһалим йилмаз мундақ дәйду: “улар һәққидә террорлуқ тәшкилатиға әза, улар даишчи болуши мумкин, дәп дәва ечилған. Бундақ дәвалар көп болиду. Бундақ дәвалар қилинсиму, лекин уларниң буниң билән алақиси йоқ. Әгәр хитайдин түркийәгә бу киши даишчи яки террорчи, дәп учур кәлсә, улар үстидин тәкшүрүш елип берилиду яки бәзидә көчмәнләр идариси уларни чеградин чиқириветиш тоғрисида қарар чиқириду”.

Бирақ абдулһалим йилмазниң билдүрүшичә, юқириқи үчәйләнниң соти давамлишиватқан әһвалда хитайға қайтурулуши “нормал әһвал әмәс” икән. У, түркийәдики сот мәһкимилириниң нормалда бундақ қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Абдулһалим йилмаз мундақ дәйду: “мән бу үчәйләнниң адвокатлиқини қилмидим. Башқа достлар уларниң адвокати иди. Мән башқа бир уйғурниң вәкили идим. У қоюп берилип, тутқун қилинмиди, шуңа униңға бир иш болмиди. Әмма тутулған кишиләр 5-6 айдәк тутқунда турди. Кейин сот мәһкимисиниң уларни қоюп бәргәнлики вә даириләрниң хитайға қайтурувәткәнликини билдуқ. Илгири адвокатлар уларни қоюп беришни тәләп қилған болсиму, лекин сот рәт қилғаниди. Демәк үчәйлән мәхпий қоюп берилгән. Сот мәһкимилириниң бундақ һоқуқи болсиму, бирақ түркийәдики сотлар нормалда бундақ қилмайду. Йәни, дава давам қиливатқанда қоюп бәрмәйду. Бу әһвал нормал әмәс”.

Түркийәдики вәқәдин хәвәрдар затлар, хитайға қайтурулған үчәйләнниң кимлики тоғрисида соал барлиқи, уларниң бәзилириниң өзбекистан гираждани болуши мумкинлики, уларниң шәрқий түркистанлиқ уйғур, дәп хитайға қайтурулған болуши мумкинликигә даир гуманлар барлиқини илгири сүрди. Уларниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити уларни сүрүштүрүп, уларниң аз дегәндә бирини өзбекистанға өткүзүп бәргән. Бу зат, муһәммәд алий исимлик тутқунниң һазир өзбекистан түрмисидә икәнлики ениқ икәнликини билдүрди.

Адвокат абдулһалим йилмазниң қәйт қилишичә, у тутқунларниң иккисиниң уйғур әмәсликини аңлиған болуп, бирсиниң уйғур икәнликидә шәк йоқ икән.

У, үчәйләнни түркийә миллий истихбарат идариси йолға салған болуши мумкинликини билдүрүп: “биз шуни тәхмин қилимиз, әмма бу пәқәт бир мөлчәр. Униң башқа бир еһтималлиқи йоқ. Әгәр чеградин қоғлап чиқириш қарари болса буни көчмәнләр идариси иҗра қилиду. Әмма бундақ бир қарар йоқ. Шуниңдәк сотниң хитайға қайтуруш қарариму йоқ. Мениң молчәримдә миллий истихбарат тәшкилати йолға салған еһтималлиқ қалди. Бәк ишәнчлик дейәлмисәмму, бирақ уларниң иккисини уйғур әмәс, дәп аңлидим. Тоғриму-хатаму билмәймән, әмма бирсиниң уйғур икәнликигә ишәнчим камил”.

Түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлу, алдинқи һәптә “түркийә-хитай җинайәтчиләрни өткүзүп бериш келишими” гә чүшәнчә берип, бу келишимниң уйғурларни түркүмләп хитайға өткүзүп беришкә йол ачидиғанлиқини рәт қилған. 2017-Йили имзаланған бу келишим өткән йили президент әрдоған тәрипидин түркийә парламентиниң тәстиқлишиға сунулғаниди. Бирақ чавушоғлу “һазирға қәдәр хитайниң түркийәдики уйғурларни өткүзүп бериш тоғрисидики тәләплирини рәт қилип кәлгәнлики”, “түркийәниң бундақ бир қәдәмни атмайдиғанлиқи” ни билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.