Түрк дуняси “бир йол бир бәлвағ сиясити” дин һошяр болушқа чақирилди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2020.02.26
turkiye-202002-01.jpg 3-Қетимлиқ “түрк дунясиниң гео-сиясий нуқтисидин хитайниң бир йол бир бәлвағ түригә нәзәр” намлиқ илмий муһакимә йиғинидин бир көрүнүш. 2020-Йили 22-феврал. Истанбул, түркийә.
RFA/Azigh

3-Қетимлиқ “түрк дунясиниң гио-сиясий нуқтисидин хитайниң ‛бир йол-бир бәлвағ түри‚ гә нәзәр” намлиқ йиғинда, хитайниң орта асия әллирини “қәрз қилтиқи” ға чүшүрүватқанлиқи оттуриға қоюлғандин башқа, түрк дуняси хитайниң аталмиш “бир йол бир бәлвағ сиясити” дин һошяр болушқа чақирилди.

22-Феврал түрк уйғур академийәси, хитай тәтқиқати институти вә түрк очақлири тәшкилатиниң бирлишип орунлаштуруши билән 3-қетимлиқ “түрк дунясиниң гио-сиясий нуқтисидин хитайниң бир йол бир бәлвағ түригә нәзәр” намлиқ илмий муһакимә йиғини түрк очақлири истанбул шөбисидә ғәлибилик ичилди. Мәзкур илмий муһакимә йиғининиң 2-нөвәтлики 18-январ күни истанбулда ечилған иди.

Йиғинға тонулған уйғур вә түрк зиялийлири, түркийәдики уйғур тәшкилатларниң мәсуллири, түрк очақлири тәшкилатиниң рәһбәрлири вә оқутқучи-оқуғучилар қатнашти.

Йиғин истиқлал марши вә шәрқи түркистан җумһурийитиниң марши билән башланди. Тонулған түрк зиялийси профессор салиһ айнурал риясәтчилик қилған йиғинға айдин университетидин профессор рагип кутай караҗа, профессор әкрәм барак арекоғли вә доктор пәрһат қурбан тәңритағли қатарлиқ зиялийлар йиғинға қатнашти вә лексийә бәрди.

Профессор әкрәм барак арикоғли қирғизистанниң иқтисадий, җуғрапийәлик әһвали, нопус қурулмиси, дөләт түзүлмиси қатарлиқ амиллар һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди вә хитай һөкүмитиниң қирғизистан юқири дәриҗилик әмәлдарлирини чирикләштүриватқанлиқи, сиясий җәһәттин қәрз қилтиқиға охшаш усуллар билән қирғизистанни тәсири астиға илишқа тиришиватқанлиқини ейтти.

Профессор әкрәм барак арикоғли қирғизистанниң дөләт түзүлмисиниң “бир йол бир бәлвағ қурлиши” түпәйли хәтәрдә икәнликини чүшәндүрүп мундақ деди: “хитай өзиниң йипәк йолини тәрәққий қилдуруш, тиҗарий йоллириниң раванлиқини сақлаш үчүн бу хил дөләтләргә қәрз бериватиду. Қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә дөләт башқурғучилири алған қәрзини хата усулда қолланди. Дөләтниң юқири қатламлиридики хадимлириға пара берилди, қәрз пулиға хиянәт қилинди.”

Кәйнидин рагип кутай караҗа әпәндим хитайниң “бир йол бир бәлвағ қурулуши” вә куңзи институтлири қатарлиқ лайиһиләр вә қурулушлар арқилиқ сиясий вә иқтисадий җәһәттин кеңәймичилик қиливатқанлиқини ейтип өтти. 

Рагип кутай караҗа әпәндим бир йол бир бәлвағ қурлиши һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу лайиһә пәқәт адәттики бир иқтисад лайиһәси яки хәлқ турмушини яхшилаш қурлиши әмәс. Бу лайиһәниң ичидә мәдәнийәт, сиясәт, ташқи сиясәт, иқтисад һәммә тәркиб мәвҗут. Шуңа интайин һошяр болушимиз керәк.”

Кәйнидин алдинқи икки қетимлиқ йиғинда йипәк йоли бойидики йәр җай намлири тоғрисида сөзлигән доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәндим, бу қетимлиқ йиғинда кроран шәһирини мисалға илип “йипәк йолидики йәр намлириниң хитайчилаштурулуши-кроран, лолән әмәс” дегән темида лексийә бәрди. Лексийәдә доктор пәрһат әпәндим конкрет мисаллар арқилиқ хитайниң кеңәймичилики вә ассимилятсийә сияситини пакитлиқ һалда изаһлап өтти.

Биз бу мунасивәт билән доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәндимни зиярәт қилдуқ.

Доктор бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң “бир йол бир бәлвағ” қурулушиниң оттуриға чиқиши билән йәр исимлири диққәт қозғашқа башлиди. Мән бу җәһәттә һәм түркийәдики академик хизмәт қилидиғанларға агаһландуруш бериш вә бәзи хаталиқларни түзитиш мунасивити билән йиғинниң биринчи қисмида бу темини таллиған. Кейинки йиғинларда һәр паалийәттә бир йәр намини мисалға илип буни түзитишкә тиришиватимиз. Паалийәтлиримизниң мәқсити йәнила вәтинимизгә мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш үчүн болуватиду.”

Биз 2-қетимлиқ илмий муһакимә йиғинида “пул муамилә асасидики йеңи дуня тәртипидә хитайниң кеңәймичилики вә шәрқи түркистанда зулум” намида лексийә бәргән тонулған журналист вә язғучи мәрвә шәбнәм оруч ханимни зиярәт қилдуқ.

Шәбнәм оруч ханим “хитайниң бир йол бир бәлвағ қурулушиниң ғәлибиси уйғур мәсилисиниң мәғлубийитиму?” дегән соалға җаваб берип мундақ деди: “‛бир йол бир бәлвағ қурлиши‚ техи пүтмиди. Хитай буниңға мәбләғ селишни давамлаштуруватиду. Түгигәндә техиму ениқ билимиз. Техи түгимәй турупму хитай етник қирғинчилиқ қилиш ирадисини намаян қиливатиду. Бизниң қилалайдиғинимиз ‛бир йол бир бәлвағ лайиһиси‚ дики дөләтләрни шәрқий түркистан мәсилисидә техиму сәзгүр һаләткә өтүшигә түрткә болуп, хитайни бу мәсилидә қисташ үчүн уларни бир йәргә илип келиш. Буни қилмисақ һелиғу шәрқий түркистан икән, дуня нопусиниң 3/2 си хитайниң җаһангирликигә тәслим болиду. Биз америкиниң башқурушидики дуня системисидин мәмнун әмәс, бирақ буниң орниға хитай башқуридиған система дәссимәслики керәк.”

Игилишимизчә, 154дөләттә 548 куңзи институти болуп, йеримидин көпрәки “бир йол, бир бәлвағ” қурулушиға мунасивәтлик дөләтләргә йәрләшкән икән. Униңдин башқа 1070 хитай синипи бар болуп, 46 миң 200 оқутқучиси бар икән. 57 Дөләтниң маарип системисида хитай тили дәрс сүпитидә өтилидикән. Түркийәдә болса 5 куңзи институти бар болуп, нәвшәһәрдә йәнә бири қурулуш алдида икән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә хитай һөкүмити пүтүн күчи билән академик вә ахбарат органлиридин пайдилинип “бир йол, бир бәлвағ” лайиһисини тәшвиқ қиливатқан болуп, мустәқил академик органлириниң тәкшүрүши вә юқириқиға охшаш илмий муһакимә йиғинлирини орунлаштуруши муһим әһмийәткә игә икән.

Йиғин көпчиликниң қизғин иштирак қилиши билән интайин ғәлибилик өткүзүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.