Түркийәниң коня шәһиридә хитай искәнҗиси әкис әттүрүлгән тиятир сәһнигә елип чиқилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.03.13
Doppa-Tiyater-Guruppisi-02.jpeg “доппа тиятир гурупписи” ниң әзалири. 2020-Йили март. Коня, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Сәнәт бир милләтни тонутуштики әң муһим вастиләрдин бири. Йеқиндин буян түркийәдә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, өрп-адитини вә бүгүнки вәзийитини тонуштуруш мәзмунидики һәрхил сәнәт паалийәтлири көпәймәктә. Лекин тунҗи қетим уйғур яш-өсмүрлири тәрипидин хитай искәнҗиси әкис әттүрүлгән тиятир сәһнигә елип чиқилди.

Түркийәниң әң чоң шәһәрлиридин бири болған коня шәһиридики “доппа тиятир гурупписи” түрк язғучи йүсүп қоч әпәнди язған “шәрқий түркистанда хитай искәнҗиси” намлиқ әсирини сәһниләштүргән. Бу сәһнә әсиридә хитайниң бесим сияситидин қечип чиққан бир уйғур яшниң бешидин өткән бесим вә искәнҗиләр әкис әттүрүлгән. “доппа тиятир гурупписи” әсәрни алтә ай мәшиқ қилиш нәтиҗисидә өткән һәптә конядики сәлҗуқ университети билән нәҗмәттин әрбақан университетиниң йиғин залида икки нөвәт қойған вә қаттиқ алқишқа еришкән. 

Мәзкур драмини университетниң оқутқучи, оқуғучилири вә бәзи аммивий тәкилат мәсуллиридин болуп нурғун тамашибин көргән. “доппа тиятир гурупписи” намида уйғурлар қурған тиятир гурупписи тәрипидин сәһниләштүрүлгән драма тунҗи қетимидила ойлимиған мувәппәқийәтләргә еришкән.

Тиятир әсирини язған йүсүф қоч әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, тиятирни, йәни кичик драммини йезиш җәряни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “мән коняда туриватқан сәйпидин издаш исимлик бир уйғурниң тәрҗимһалини тиятир қилип яздим. Нәҗмәттин әрбақан университети билән сәлҗуқ университетида икки қетим қойдуқ. Тиятирда адил исимлик бир имамниң абдуллаһ исимлик бир оғлиниң хитай армийәсигә қарши елип барған күриши баян қилинған. Адил имам оғлини бәк яхши көргәчкә униңға зиян келишини халимайдикән. Лекин күнләрниң биридә абдулла билән униң иниси абдумеҗит түрмигә қамилип қалиду. Һәр иккиси өлүм җазаси билән сотлиниду. Адил имам өйини сетип коммунист хитай рәһбәрләргә пул берип икки оғлини қутулдуруп, түркийәгә йолға селип қойиду”. 

Мәзкур сәһнә әсиригә тема болған сәйпидин исимлик яшму мәзкур драмида рол алған. У, мәзкур драминиң мәзмуни тоғрисида мәлумат бәрди. 

Биз бу драма тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики уйғур институтиниң баш катипи адилҗан әруйғур әпәндигә микропонимизни узаттуқ. У, хитай искәнҗисиниң тунҗи қетим түркийәдә тиятир әсириниң темиси болғанлиқини баян қилди. 

Драмида рол алған толуқ оттура мәктәп оқуғучиси абдулла дөләт түркийәдики чоңларниң 1950-йиллардин башлап доклат бериш йиғинлири өткүзүш, намайиш қилиш вә көргәзмә ечиш арқилиқ уйғур дәвасини аңлитип келиватқанлиқини, һазирқи яшларниң болса тиятир, нахша-усул қатарлиқ сәнәт васитилири арқилиқму аңлитиватқанлиқини, өзлириниң бу драмисиниң тамашибинларни бәкла тәсирләндүргәнликини оттуриға қойди. 
“доппа тиятир гурупписи” 2019-йили 11-айда коняда қурулған болуп, бу 6 уйғур яштин тәркип тапқан. Мәзкур тиятир гурупписи түркийәниң һәр қайси вилайәтлиридә хитай искәнҗисигә аит мәзкур драмини давамлиқ көрситишни қарар қилған. Түркийәдә илгири уйғурларниң нахша-усул гуруппилири қурулуп, һәр қайси җайларда уйғур нахша-музикилирини орундаш арқилиқ уйғурларни тонуштуруп кәлгәниди. Түркийә хәлқ сәнәткә наһайити әһмийәт беридиған болуп, атақлиқ уйғур нахшичиси вә сәнәткари абдуреһим һейтниң түркийәдики тәсири наһайити юқиридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.