Паалийәтчиләр: түркийә тайландтики уйғурлар вә долқун әйсани түркийәгә кәлтүрүши керәк
2020.06.24
6-Айниң 21-күни түркийәниң “йеңи акт телевизийиси” дә уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида нәқ мәйдан телевизийә программиси тарқитилди. Программида, тайландтики уйғурларниң қутулуши үчүн керәклик қәдәмләрниң бесилиши вә дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаниң түркийәгә кириши үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақириқ қилинди.
Программида йәнә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан йоқ қилиш сиясәтлири вә уйғурлар мәсилиси тоғрисида муһим нуқтилар оттуриға қоюлди.
Халис өздәмирниң риясәтчиликидә нәқ мәйдандин биваситә тарқитилған мәзкур нәқ мәйдан программисиға шәрқий түркистан вәхпи рәиси доктор муһиттин җануйғур, әйса йүсүп алиптекин вәхпи рәиси доктор өмәр қул, шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан қатнашти вә риясәтчиниң уйғурлар тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди. Программиға йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса телекамера арқилиқ арқилиқ қатнашти.
Долқун әйса әпәнди сөзидә, түркийә ташқи ишлар министириниң уйғур мәсилисини б д т ниң йиғинида күнтәртипкә кәлтүрүп, хәлқара ахбаратларниң диққитини тартқанлиқини билдүрди вә “түркийәниң шәрқий түркистан мәсилисидики орни бәк муһим”, деди.
Долқун әйса әпәнди сөзиниң ахирида, өзиниң түркийәдә оқуғанлиқини, түркийәни яхши көридиғанлиқини, бирақ 12 йилдин буян түркийәгә кирәлмигәнликидин көңли йерим болуватқанлиқини вә түркийәгә беришни халайдиғанлиқини ипадилиди.
Доктор өмәр қул, түркийә һөкүмитини долқун әйса әпәндиниң түркийәгә кириши үчүн рухсәт беришкә чақирди.
Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң шәрқий түркистан мәсилисини ислам мәсилиси дәп оттуриға чиқирип күнтәртипкә кәлтүрүш керәкликини оттуриға қойди. У сөзидә йәнә “шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң мәсилиси болуш керәк, чүнки у түркийәниң һәққи”, деди
Биз бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн һидайәтулла оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтулла оғузхан, нөвәттә уйғурларниң қилишқа тегишлик хизмәтлирини тилға алди вә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш үчүн өзлириниң қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди. У, түркийә һөкүмитини тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш үчүн көңүл бөлүшкә чақирди.
Һидайәтулла оғузхан келәр ай, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң хатирә күни мунасивити билән түркийәдә бир һәптилик шәрқий түркистан паалийити елип баридиғанлиқини вә иҗтимаий таратқуларда һәм мәтбуатларда уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүп, җамаәт пикри пәйда қилиш үчүн хизмәт елип баридиғанлиқини билдүрди.
Биз бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн доктор муһиттин җануйғур билән сөһбәт елип бардуқ.
Муһиттин җануйғур хитайниң җаза лагерлирини тақаш вә лагерлардики уйғурларниң әркинлики чиқиши керәкликини тәкитлиди. У йәнә дуня җамаити хитайниң уйғурларни йоқ қилиш сияситини тохтитиш үчүн һәрикәт қилмиса уйғур хәлқиниң йоқ болуп кетидиғанлиқи ипадилиди.
Доктур муһиттин җануйғур сөзидә, уйғурлар мәсилисини түркийә хәлқигә кәң аңлитиш керәклики вә түркийә хәлқи шәрқий түркистан мәсилисини хәлқара җамаәтниң күнтәртипигә кәлтүрүши керәкликини, буниң үчүн лазимлиқ хизмәтләрниң елип берилиши йолида қәдәм бесиливатқанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди, “йеңи акт телевизийәси “ниң нәқ мәйдан программисиға телекамера арқилиқ қатнишип уйғур мәсилиси тоғрисида тохталди вә риясәтчиниң “дуня немә үчүн уйғур мәсилисигә сүкүт қилиду? билип сүкүт қиливатамду? билмәстин сүкүт қиливатамду?, силәр бу мәсилисигә қарита немә иш қиливатисиләр? “дегән соаллириға җаваб берип мундақ деди: “дуня билип сүкүт қиливатиду, 2018-йилиғичә көплигән дөләтләр шәрқий түркистанда йүз бериватқан паҗиәләргә сүкүт қилатти, қулақлирини йопуруп аңлимас болувалғаниди, биз дуня уйғур қурултийи вә дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан тәшкилатлири болуш сүпитимиз билән қолимиздин келишичә бу мәсилисини аңлитишқа тириштуқ, америка дөләт мәҗлисидә, явропаниң охшимиған җайлирида, австралийә, японийәдә вә түркийәдики қериндашлиримиз түркийәдә һәм дуняниң һәр қайси җайлирида бу мәсилини қолимиздин келишичә аңлитишқа тириштуқ”.
Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлири вә хитайниң җаза лагерлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хитай йиғивелиш лагерлири сияситини әслидә 2014-йилидин башлап йолға қойди, бирақ 2017-йилидин башлап күнтәртипкә кәлди. Биз буниңдин хәвәр тапқан вақиттин башлап дуняни агаһландурушқа тириштуқ, бирақ дуня дөләтлири вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири бәк җиддий қаримиди. Биз бу мәсилисини аңлитишни давамлаштурдуқ 2018-йили 8-айда б д т ниң ирқий айримичилиққа қарши комитети хитай доклатини тәкшүрүп чиқти вә бир милйондин артуқ уйғур қатарлиқ мусулманларниң хитайниң йиғивелиш лагерида тутулғанлиқи рәсмий бир шәкилдә күнтәртипкә кәлди. Шуниңдин кейин дуня җамаити бу мәсилисигә қизиқишқа башлиди вә бүгүнки күндә хәлқара мәтбуатларда көпләп орун алди. Мениңчә бүгүнки күндә бу мәсилисини билмәйдиған дөләт вә хәлқаралиқ тәшкилатлар йоқ дәп қараймән. Чүнки, бу мәсилә бир қанчә қетим б д т ниң йиғинида күнтәртипкә кәлди, шуниң үчүн ислам дуняси вә ғәрб әллириниң бу мәсилисидин хәвири бар дәп қараймән. Әмма уларниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлириниң бузулушини халимиғанлиқи үчүн сүкүт қиливатиду, дәп қараймән. Униңдин башқа йәнә бәзи дөләтләрдә хитайдикигә охшаш кишилик һоқуқ дәпсәндичилики болған дөләтләрму мәвҗут. У хилдики дөләтләр б д т да хитай билән иттипақдашлиқ қуруватиду. Биз буни, хитай билән болған иқтисадий мунасивәтни бузушни халимиғанлиқи, өзлириниң пайда-мәнпәәтлири үчүн дәп қараймиз. Бирақ, хитайниң исламға қарши йүргүзүватқан сиясәтлири, мәсилән хитай коммунист партийәси ‛ислам идеологийәлик бир кесәлликтур‛, дәйду, у йәрдә ялғуз уйғурларғила қарши әмәс, бәлки исламға қарши бир һуҗум мәвҗут. Хитай 2017-2018-йиллиридә ичидә 5000 артуқ мәсчитни чеқивәтти, қуран кәрим көйдүрүлди. Буниңға қарши ислам дөләтлири өзлириниң инкаслирини билдүрүши керәк, буниңға қарши хитайни тохта дейиши керәк “.
Программиға йәнә хитайниң җаза лагерлириға биваситә шаһит болған гүлбаһар җелилова ханим қатнишип өзиниң лагерда бешидин өткүзгән искәнҗиләрни аңлатти.
Программа ахирида, дуня җамаити вә түрк-ислам дунясини уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә вә хитайниң җаза лагерлирини тақап, уйғурларниң әркинликкә чиқиши үчүн керәклик қәдәмләрни бесишқа чақириқ қилинди.