Түркийә президентиниң түркийә парламентиниң ечилиш мурасимида уйғур мәсилисини тилға елиши муназирә пәйда қилди
2021.10.04
Икки йерим айлиқ язлиқ тәтилдин кейин 1-өктәбир күни түркийә парламентиниң йеңи хизмәт йилиниң ечилиш мурасими өткүзүлди. Түркийәниң алий дәриҗилик рәһбәрлири қатнашқан ечилиш мурасимида сөз қилған түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған уйғур мәсилисини тилға алған.
У мундақ дегән: “хитайниң земин пүтүнлүкини нәзәрдә тутқан һалда, уйғур түрклириниң кишилик һәқ вә һоқуқлиридин кәң-көләмдә пайдилинишини көзитимиз”.
Президент рәҗәп таййип әрдоған 20 йилдин буян түркийәни идарә қилип келиватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәислик вәзиписиниму өтәп кәлмәктә. Президент әрдоған һазирғичә көп қетим түркийә парламентиниң ечилиш мурасимида сөз қилған. У, бурунқи нутуқлирида дуняниң һәр қайси җайлирида езиливатқан мусулманларниң, болупму түркий хәлқләрниң мәсилисини тилға алған болсиму, әмма уйғур мәсилини тилға алмиғаниди. Бу қетим у, немә үчүн уйғур мәсилисини тилға алди? түркийә парламентиниң ечилиш мурасимида уйғур мәсилисини тилға елишиниң әһмийити немә? бу һәқтики зияритимизни қобул қилған сабиқ “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси үмид ярдәмчи әпәнди түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә парламентиниң ечилиш мурасимида уйғур мәсилисини тилға алғанлиқиниң әһмийәтлик икәнликини, лекин буниң пәқәт йетәрлик әмәсликини баян қилди. У мундақ деди: “бу мәсилиниң тилға елиниши муһим, лекин һәргиз йетәрлик әмәс. Немишқа уйғур мәсилисини тилға алди? десиңиз, буниң 2 муһим сәвәби мәвҗут. Биринчиси биз келәчәк партийәси вә башқа сиясий партийәләр, түрк хәлқи узун йиллардин буян уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватимиз. Түркийәдики сиясий партийәләр аммиви тәшкилатлар һәр хил йоллар билән шәрқий түркистан мәсилисини оттуриға қоюватиду. Шуңа биринчиси, җамаәтниң бесимидин түпәйли президент әрдоған уйғур мәсилисини тилға елишқа мәҗбур болди дәп ойлаймән. Иккинчиси шәрқий түркистан мәсилиси демократик әлләрдә вә хәлқарада көпләп күнтәртипкә келишкә башланди, бәзи дөләтләр уйғурлар тоғрисида қарарлар мақуллиди. Мәзкур дөләтләр хәлқара аммиви тәшкилатлар түркләр уйғурлар билән қериндаш, диндаш туруқлуқ немә үчүн игә чиқмайду? дәп түркийәни тәнқид қиливатиду. Мениңчә түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған мушу икки сәвәбтин түпәйли шәрқий түркистан мәсилисидә сүкүтини бозушқа мәҗбур болди дәп ойлаймән”.
Қурулған күндин тартип уйғур мәсилисини изчил һалда оттуриға қоюп келиватқан “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң муавин рәиси камил әрозан әпәнди соалимизға телефон учури арқилиқ җаваб берип мундақ язған: “партийәмизниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң бесимиға чидиялмиған һөкүмәт тиз пүкти. Президент әрдоған парламентниң ечилиш мурасимида қилған сөзи арқилиқ, уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқанлиқини қобул қилған болди”.
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә парламентида қилған сөзини чүшәндүрүп өтти.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған уйғур мәсилисидә хәлқара җамаәт билән түрк җамаәтчиликиниң қаттиқ тәнқидигә учриғанлиқини, униң үстигә түркийәдә президентлиқ сайлиминиң йеқинлишиватқанлиқини шуңа уйғур мәсилисини тилға алғанлиқини баян қилди.
Пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди, түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә парламентиниң ечилишида тунҗи қетим уйғур мәсилисини тилға елишиниң түркийәдә президент сайлиминиң йеқинлишиватқанлиқиниң бешарити икәнликини баян қилди.
Һазирғичә президент әрдоған 2009-йили үрүмчи вәқәсидә хитайни қаттиқ әйиблигәндин кейин, тунҗи қетим өткән ай бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида сөз қилғанда уйғур мәсилини тилға алғаниди.