Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2019-йиллиқ “инсанпәрвәрлик мукапати” ға еришти

Мухбиримиз әзиз
2019.10.10
uhrp-mukapat-omer-qanat-turkel.jpg Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши америкадики нопузлуқ диний мәзһәпләрдин “сайнтологийә черкави” 2019-йиллиқ “инсанпәрвәрлик мукапати” ға еришти. 2019-Йили 9-өктәбир.
RFA/Eziz

Америкадики нопузлуқ диний мәзһәпләрдин “сайнтологийә черкави” (Church of Scientology) Һәр йили “инсанпәрвәрлик мукапати” тарқитип келиватқан болуп, бу арқилиқ дуняниң һәрқайси җайлиридики диний етиқад әркинликини һимайә қилишта көрүнәрлик рол ойнаватқан тәшкилатларни тәқдирләп кәлмәктә. 2019-Йиллиқ мукапат саһиби үчүн баһалаш комитети әстайидил музакириләрдин кейин “хитайға ярдәм”, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши”, “пуқралар күчи” қатарлиқ бәш тәшкилатни таллап чиқти.

9-Өктәбир күни кәчқурун вашингтон шәһиридә өткүзүлгән мукапат тарқитиш мурасимиға һәрқайси диний җәмийәтләрниң вәкиллири, җүмлидин америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “диний әркинлик юмилақ үстәл сөһбәт гурупписи” ниң мәсуллиридин грег мишел қатарлиқ бир қисим һөкүмәт хадимлири иштирак қилди.

Бир саәтлик кәчлик зияпәттин кейин мукапат тарқитиш мурасими башланғанда алди билән “сайнтологийә черкави” вашингтон шөбисиниң мәсул директори сусан тәйлор ханим алди билән сөз алди. У сөзидә нуқтилиқ қилип нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлирида диний әркинлик һәқлириниң еғир дәпсәндә болуш һәмдә бастурулуш қисмитигә дуч келиватқанлиқини, бу җәһәттә хитайниң әң типик үлгә болуватқанлиқини, шу сәвәбтинму һазир ислам диниға етиқад қилғанлиқи үчүнла милйонларчә уйғурниң лагерға қамалғанлиқини тәкитләп өтти.

Шу қатарда диний етиқад әркинлики мәсилиси бойичә йиллардин буян лобйичилиқ билән шуғуллинип келиватқан грег мишел әпәндиму сөз алди. У һазирқи диний етиқад әркинликиниң кишиләр аңлап көнгән шәкилләрдин һалқип аллиқачан қирғинчилиқ басқучиға йәткәнликини ейтқанда залдикиләр чоңқур ойға чөмди.

2019-Йиллиқ “инсанпәрвәрлик мукапати” ға еришкән һәрқайси тәшкилатларниң вәкиллири бир-бирләп сөзгә чиқип өзлиригә мәлум болған даиридики диний һәқләрниң аяқ-асти болуш әһвали һәққидә мәлумат бәрди. Шу қатарда уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мудири өмәр қанатму сөзгә чиқип, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт вә дин саһәлиридики омумий бастуруш әһвали, буниң биваситә ақивити сүпитидә үч милйончә санда дәп тәхмин қилиниватқан уйғурниң һазир йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқини ейтип өтти.

Мукапат тарқитиш мурасимидин кейинки чай сөһбити мәзгилидә биз уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мудири өмәр қанаттин мукапат тапшуруп алған вақитта немиләрни ойлиғанлиқини соридуқ. У бу һәқтә сөз қилип, бу мукапатниң өзлиригә берилишини йиллардин буян қиливатқан хизмәтлириниң бир қетимлиқ етирап қилиниши, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

“сайнтологийә черкави” ниң вашингтон шөбиси ишханисиниң муавин директори силвия станард (Sylvia Stanard) ханим бу һәқтики сөһбәт җәрянида бу йиллиқ мукапат саһиблириниң биригә уйғурларни таллишиниң бәзи сәвәблири һәққидә тохтилип өтти.

“сайнтологийә черкави кишилик һоқуқ саһәси бойичә хизмәт қиливатқан шәхсләр вә тәшкилатларға ‛инсанпәрвәрлик мукапати‚ тарқитип келиватимиз. Мениң билишимчә, хитай һазир кишилик һоқуқ саһәсидә дуня бойичә әң еғир мәсилиләргә толған бир мәмликәт болуп қеливатиду. Бәхткә қарши уйғурлар бу хил мудһиш зулумниң вә бастурушниң әң зор қурбанлири болуватиду. Уларниң бешиға һазир толиму еғир күнләр келиватиду. Мушундақ әһвалда ашу хил еғир зиянкәшлик һәққидә америка җамаитини вә һәр саһә кишилирини мәлуматлиқ қилип келиватқан, шундақла уйғурларниң һәқлири үчүн һармастин сөз қилип келиватқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатини биз бу мукапатқа мувапиқ көрдуқ. Биз йәнә мушу арқилиқ хитай һөкүмитигә мунасип бесим пәйда қилиш, шу арқилиқ уларни һазирқи сиясәтлирини өзгәртишкә мәҗбурлашниму ойлаштуқ.”

2019-Йиллиқ “инсанпәрвәрлик мукапати” ға еришкән тәшкилатларниң бири хитай демократчилириниң вәкиллиридин яң җйәнли қуруп чиққан “пуқралар күчи” тәшкилати иди. Доктор яң җйәнли өзиниң бу қетимқи мукапаттин техиму көп үмидләргә игә болғанлиқини һаяҗан ичидә сөзләп өтти.

“мениң һес-туйғумни сорисиңиз, мән алди билән мушундақ бир мукапатқа еришкәнликимиздин толиму шәрәп һес қилмақтимән. Андин қалса мени техиму хушал қилған йәнә бир иш бүгүн мукапатқа еришкән тәшкилатларниң һәммисила дегүдәк пайтәхт вашингтон шәһиридә хизмәт қиливатқан тәшкилатлардур. Бизниң бу қетимлиқ мукапатқа талланғанлиқимиз әмәлийәттә ортақ һалда шундақ бир учурни йоллаватиду: бизниң ортақлиқ асасида қиливатқан хизмәтлиримиз аллиқачан хәлқараниң йетәрлик диққитини қозғап болди. Бу һал мени һәммидинму бәкрәк хушал қиливатиду.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати идарә һәйитиниң рәиси, адвокат нури түркәлму өзиниң бу мукапаттин хушал болуш билән биргә, буниң кәлгүсидики хизмәтләрниң техиму яхши давам қилишиға түрткә болушиға ишәнчи барлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, “сайнтологийә черкави” америка дуняниң башқа җайлирида зор тәсиргә игә болуп, америка сиясий қатлимида шуниңдәк американиң мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә көплигән әгәшкүчилири бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.