Голландийәдики “үрүмчи уйғур ресторани” бузғунчилиққа учриған
2019.07.30
Намәлум кишиләр голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи уйғур ресторани” ниң тамақханисини вәйран қиливәткән.
Голландийәдики актип сиясий паалийәтчи, дуня уйғур қурултийи мәдәнийәт бөлүминиң мудири, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әзаси, голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи уйғур ресторани” ниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди бүгүн мәлумат берип, ресторан тамақханисиниң түнүгүн кечидә намәлум кишиләр тәрипидин йәнә бир қетим бузғунчилиққа учриғанлиқини билдүрди һәмдә буниңда хитайниң қоли бар дәп гуман қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Зәйнидин турсун әпәндиниң баян қилишичә, униң рестораниниң намәлум кишиләр тәрипидин бузғунчилиққа учриши тунҗи қетимлиқ һадисә әмәскән. 2017-Йилиму бир қетим охшаш вәқә йүз бәргән. Һәтта униң машинисиниң чақиға пичақ тиқивәткән, ашханидики әсвабларни оғрилап чиқип кәткән чағларму болған.
Сақчилар зәйнидин турсунниң башқа кишиләр билән адавити йоқлуқини, зәйнидинниң “бу ишта чоқум хитайниң қоли бар” дәп қарайдиғанлиқини билгәндин кейин, улар бу бузғунчилиқ ишлириға хитайларниң биваситә қол селиш имкани вә җүритиниң йоқлуқини, йәрликтики кишиләрни яллап ишләткән болуш еһтималлиқи барлиқини билдүргән. Сақчилар нәқ мәйданни сүрәткә, видеоға елип, бу делони мумкин қәдәр тез ениқлашқа тиришидиғанлиқини әскәрткән.
Зәйнидинниң аяли раһилә ханим зәйнидинниң узун йиллардин буян голландийәдә елип барған хитайға қарши паалийәтлири, болупму йеқинқи икки йилдин буянқи җаза лагерлириға қарши актип паалийәтлириниң хитайни биарам қилғанлиқини һәмдә үрүмчи рестораниға һуҗум қилиш арқилиқ униңдин өч елиш мәқситигә йәтмәкчи болғанлиқини баян қилди.
Бир мәзгил “үрүмчи уйғур ресторани” да хизмәт қилған голландийәдики уйғур зиялийлиридин пәрһат абит әпәндиму өзиниң илгири бу хилдики бузғунчилиқ ишлириға шаһит болғанлиқини, буниңда “хитайниң қоли” бар дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Илгири “үрүмчи уйғур ресторани” да хизмәт қилған германийәдики уйғур зиялийси абдувәли турсун әпәнди болса хитайниң қара қолини чәтәлләргә қәдәр узартиватқанлиқини, пурсәт тапсила чәтәлдики уйғур сиясий актиплириға зәрбә беришкә урунуватқанлиқини, бу қетимқи бузғунчилиқниң шуниң бир җүмлисидин икәнликини тәкитлиди.