Уйғур академийәсиниң истанбулда ечилған йиғинида уйғурларниң миллий мәвҗутлуқ мәсилиси муһакимә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.09.19
Уйғур академийәсиниң истанбулда ечилған йиғинида уйғурларниң миллий мәвҗутлуқ мәсилиси муһакимә қилинди Мәркизи вашингтондики уйғур академийәсиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Уйғур академийәсиниң рәиси доктор ришат аббас әпәнди: “уйғур зиялийлийлири ‛мән миллитимни, хәлқимни қутқузүш үчүн немә иш қилдим вә немә иш қилишим керәк?‚ дәп өз-өзидин сориши, шундақла өзиниң бир кишилик төһписини қошуши керәк” деди.

У бу сөзләрни 17-18-сентәбир күнлири мәркизи Вашингтондики Уйғур академийәсиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дүч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғининиң ечилиш мурасимида тәкитлиди.

Уйғур академийәси уюштурған бу қетимлиқ илмий муһакимә йиғиниға дуняниң һәр қайси дөләтлиридә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан бир қисим уйғур зиялийлар, мутәхәссисләр вә тәшкилатларниң мәсуллири қатништи. Илмий муһакимә йиғинда улар уйғурлар дүч келиватқан ирқий қирғинчилиқни қандақ тохтитиш, уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи вә миллий мәдәнийитини қандақ қоғдап қелиш тоғрисида өзлири тәйярлап кәлгән доклатлирини тәқдим қилди.

Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида мәзкур академийәниң рәиси доктор ришат аббас әпәнди сөзлимәктә.  2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида мәзкур академийәниң рәиси доктор ришат аббас әпәнди сөзлимәктә. 2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Йиғинға риясәтчилик қилған уйғур академийәси вәхипиниң муавин рәиси доктор мәғпирәт камал ханим, уйғур хәлқиниң хитайниң һәр хил зулумлири вә қийин-қистақлириға дүч келиватқанлиқи, болупму йеқинқи 45 күндин буян корона вируси баһаниси билән хитай һакимийитиниң уйғур хәлқини өйлиригә солап ач қоюш вә кесәл болғанларға һечқандақ давалиниш пурсити бәрмәй өлүм хәвпигә ташлап қуюватқанлиқини тәкитлиди.

Йиғинда сөз қилған “ийи” партийәсииниң түрк дуняси ишлириға мәсул хадими ридван уз әпәнди, партийәсиниң асаслиқ программилирида уйғурларни қоллаш программисиниң мәвҗут икәнликини, “ийи” партийәсиниң уйғурлар мәсилисини мәйли түркийә парламентида болсун мәйли башқа мунбәрләрдә болсун, түркийәдики башқа һәрқандақ партийләрдин әң көп күнтәртипкә кәлтүргән бир партийә икәнликини билдүрди.

Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида профессор алимҗан инайәт әпәнди сөзлимәктә.  2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида профессор алимҗан инайәт әпәнди сөзлимәктә. 2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

У йәнә мундақ деди: “‛ийи‚ партийәси болуш сүпитимиз билән һәр вақит, һәр йәрдә һәр қандақ йиғинларда, һәр қандақ шараитта, биз шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашлиримизниң йенида болуп кәлдуқ. Биз буниңдин кейинму уйғур хәлқи зулумдин қутулуп, шәрқий түркситан мустәқил болғучә йениңларда болимиз вә қоллап-қуввәтләймиз.”

Йиғинда сөз қилған түркийә парламенитиниң әзаси фәхриддин юқуш әпәнди, шәрқий түркистан мәсилиси ялғуз шәрқий түркситанлиқларниңла әмәс, бәлки түркләрниңму миллий мәсилиси икәнлики, шуниң үчүн шәрқий түркистанда кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан, ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватқан хитайниң буниңдин кейин давамлиқ зулум қиливиршигә йол қоймаслиқ керәкликини билдүрди.

Йиғинда йәнә түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәис вәкили мәрт кая әпәнди сөз қилип, бүйүк бирлик партийәсиниң һәр вақит уйғурларниң йенида болуп, қоллап қувәтләйдиғанлиқини тәкитлиди. У, бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстиҗиниң уйғур мәсилисигә мунасивәтлик йоллиған қисқа мәктубини оқуп өтти.

Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида доктор әркин әкрәм әпәнди сөзлимәктә.  2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
Мәркизи вашингтондики уйғур академийисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқ вә миллий мәвҗутлуқ күриши” намлиқ илмий муһакимә йиғинида доктор әркин әкрәм әпәнди сөзлимәктә. 2022-Йили 17-сентәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Йилтиз техника универистетиниң профессури солайман доған әпәнди, “хәлқара мунасивәт вә кишилик һоқуқ ноқтисидин уйғур қирғинчилиқини тохтитиш тәдбирлири” дегән темида доклат бәрди.

Бу йиғинда “уйғур қирғинчилиқиға қарши дипломатийә васитиси арқилиқ түрк вә мусулман дуняси немиләрни қилалаймиз” дегән темида сөз қилған “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси, дипломат үмит ярдим әпәнди, түркийә һөкүмити вә һөкүмәт түркибидики органларниң бу мәсилидә сүкүттә туруватқанлиқини тәнқид қилди.

У сөзидә, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға қарши түркийәдә бир қанчә түрлүк хизмәтләрни елип берилиш мумкинликини оттуриға қойди. У, түркийә парламентида бу тоғрилиқ алаһидә бир йиғин ечиш вә бирләшмә баянат елан қилиш; түркийәниң шәрқий түркистанда йүз бериватқан мәсилиләргә болған сәзгүрлүкини хитай тәрәпкә билдүрүш; бейҗиңдики түркийә әлчиханисиниң вастиси арқилиқ шәрқий түркистанға түркийәдин бир һәйәт әвәтиш вә у йәридики мәсилиләрни тәкшүрүш; б д т, хәлқаралиқ органлар, түрк дөләтлири бирлики вә дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органлар билән бу тоғрилиқ сөзлишиш һәмдә уларни һәрикәткә өтүшкә чақириш қатарлиқ нуқтиларниму тәкитләп өтти.

Йиғинда сөз қилған көплигән мутәхәссисләр, уйғурлар дүч кәлгән ирқий қирғинчилиқ тоғрисида сөз қилиш билән биргә, бу қирғинчлиқни тохтитишниң йоллири тоғрисида өз қарашлирини баян қилип өтти.

Икки күн давам қилған бу йиғинда бирқанчилиған чоң темилар муһакимә қилинди, йәни ирқий қирғинчилиқини тохтитиш, җаза лагерлирини тақатқузуш, уйғур мәҗбурий әмгикиниң чәкләш, шәрқий түркистан миллий күриши бойичә лобийчилиқ һәрикитини давамлаштуруш, уйғур миллий мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн ана тил вә миллий мәдәнийәтни қоғдашқа тутуш қилиш қатарлиқ темиларда доклатлар сонулди һәмдә музакирә елип берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.