Түркийәдә уйғур академийәси йетәкчиликидә яшларни тәрбийәләш хизмити актип елип берилмақта

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2019.12.17
uyghur-akademiye.jpg Уйғур академийәсиниң орунлаштуруши билән уйғур академийәсиниң истанбулдики ишханисида “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” бойичә ечилған тәрбийәләш курси. 2019-Йили 14-декабир, түркийә.
RFA/Azigh

Уйғур мәсилисиниң хәлқарада җиддий күнтәртипкә келишигә әгишип муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға төһпә қошалайдиған, уйғур мәсилиси дуч келиватқан һәр хил иҗтимаий вә сиясий мәсилиләргә тақабил туралайдиған иқтидарлиқ яшлар қошуни йетиштүрүп чиқишни муһим хизмәт пиринсипи қилмақта.

13-, 14-декабир уйғур академийәсиниң орунлаштуруши билән уйғур академийәсиниң истанбулдики ишханисида “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” бойичә тәрбийәләш курси ечилди. Уйғур академийәси җәмий 10 уйғур тәтқиқатчиниң дәрс бериши вә 58 уйғур яшниң қатнишиши билән бу йил 4-, 7- вә 10-айларда үч қетимлиқ “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ” бойичә тәрбийәләш курсини мувәппәқийәтлик өткүзгән болуп, бу қетимлиқ “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” тоғрисидики курсқа алдинқи 3 қетимлиқ курстин җәмий 15 оқуғучи талланған.

Биз сиясий сапаға вә тәшкилий аңға игә уйғур яшлирини тәрбийәләшниң әһмийити вә уйғурларниң сиясий паалийәтлиригә көрситидиған тәсири һәққидә уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан әпәндини зиярәт қилдуқ. Қарахан әпәндим, бу һәқтә тәпсилий тохтилип мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк дуняниң һәрқайси җайлиридики шәрқи түркистан тәшкилатлирида яшларниң нисбити интайин аз. Шуңа биз яшларниң тәрбийәлиниши вә йетишип чиқишиға, болупму билимлик сәмимий, от йүрәк яшларниң йетишишигә пурсәт беришимиз керәк. Дава йолидики пешқәдәмләр тәҗрибә савақлирини яшларға йәткүзүшини, башқа милләтләрниң тәҗрибә савақлирини йәкүнләп, яшлиримизниң дава йолида ғәлибилик дәвагәр инқилабчи болуп йетишип чиқишиға әһмийәт беришимиз керәк.”

Уйғур академийәсиниң уйғур яшлиридин таянч күч йетиштүрүш мәқситидә тәшкилләватқан курслириға дуняниң һәрқайси җайлиридин уйғур зиялийлири, уйғур пуқрави тәшкилатлириниң ғоллуқ рәһбәрлири қатнишип, уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийити, уйғур тәшкилатлириниң роли, тәшкилләш вә башқуруш усуллири, һәр хил техникилиқ вә сиясий мәсилиләр үстидә әтраплиқ мәлумат бәргән.

Биз бу қетимлиқ “хәлқаралиқ вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” намлиқ курсқа қатнишип оқуғучиларға боснийәликләрниң миллий күрәш йоллири һәққидә мәлумат бәргән бәйкәнт университетниң оқутқучиси доктор мәғпирәт камал ханимни зиярәт қилдуқ. Мәғпирәт камал ханим юқириқи курсларниң уйғур яшлирини тәрбийәләштики роли вә үнүми һәққидә тохтилип мундақ деди: “яшлар бир милләт үмиди вә келәчики дәп қарилиду. Улар яхши йетишсә милләт ронақ тапиду. Һазир вәтинимиздә буни әмәлгә ашуруш тәс. Чәтәлдики яшлиримизниң һәр җәһәттә ярдәмгә вә йетәкләшкә моһтаҗ икәнликини һәммимиз билимиз. Буларниң көпинчиси интайин яш, әмди һаятқа қәдәм қоюп, мустәқил яшашқа башлиған вақитта ят бир йәрдә ялғуз қилип қалди. Ата-аниси вә йеқинлири билән мунасивити пүтүнләй үзүлүп кәтти, шуңа роһи җәһәттин интайин сунуқ. Кәлгүси һәққидики пиланлири астин-үстүн болуп кәтти. Бу курсларни вә лексийәләрни орунлаштуруштики мәқситимиз болса, алди билән яшлиримизниң өз мәдәнийитини тонуш, яшаш вә һаяттики келишмәсликләрни бир тәрәп қилиш маһаритини йетиштүрүш, кәспи билимләрни игиләшкә риғбәтләндүрүш, бүгүнки техника дәвридә техникидин пайдилинишни билиш вә дунядики хәлқләрниң тәҗрибә-савақлирини өгиниш, тәтбиқлаш арқилиқ вәтән-милләт үчүн хизмәт қилиш еңини өстүрүштин ибарәт.”

Доктор мәғпирәт камал, аблимит қарахан қатарлиқ бир қисим уйғур мутәхәссислириниң қаришичә, уйғур мәсилиси хәлқараниң күнтәртипигә келиватқан, сиясий вә иҗтимаий паалийәтләр үчүн иқтидарлиқ уйғур яшлири җиддий еһтияҗлиқ болуватқан бу дәврдә, тәшкилатларниң яки муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң яшларни тәрбийәлиши, уларға йеңи чиқиш йоли тепиш үчүн ярдәм бериши муһаҗирәттики уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий давамлиқи үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.