Америка уйғур академийәсиниң 3-нөвәтлик сайлимида алдинқи хизмәтләр хуласилинип йеңи пиланлар оттуриға қоюлди
2022.06.24
“америка уйғур академийәси” дин игилишимизчә, 16-июн күни “америка уйғур акадимийәси” һәйәт әзалири йиғин ечип, 3-нөвәтлик сайлам өткүзгән.
“америка уйғур академийәси” һәйәт әзалиридин харвард университети шәрқий асия тил вә мәдәнийәт бөлүминиң оқутқучиси гүлнар әзиз ханим радийомиз зияритини қобул қилип, бу қетимқи сайлам һәққидә мәлумат бәрди.
Гүлнар әзиз ханимниң билдүрүшичә, “америка уйғур академийәси” ниң 3-нөвәтлик рәисликигә, алдинқи нөвәтлик рәислик вәзиписини өтәп келиватқан доктор аблиз абдуқадир әпәнди қайта сайланған.
Америка уйғур академийәси” ниң йеңи нөвәтлик рәиси медитсина тәтқиқатчиси доктор аблиз абдуқадир әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Доктор аблиз абдуқадир әпәндиниң билдүрүшичә, униң бу қетим 3-нөвәтлик рәислик вәзиписини үстигә елишиға, униң уйғурлар бешиға еғир күлпәтләр кәлгән нөвәттики вәзийәттә, бир уйғур зиялийси қилишқа тегишлик бурчини ада қилиш ирадиси сәвәб болғаникән.
Мәлум болушичә 3-нөвәтлик сайлам йиғинида, доктор аблиз абдуқадир әпәнди алдинқи икки йилда елип берилған хизмәтләр һәққидә хуласә доклати бәргән вә кейинки икки йиллиқ хизмәт пиланини оттуриға қойғаникән.
Доктор аблиз абдуқадир әпәнди зияритимиз җәрянида “америка уйғур академийәси” ниң алдинқи икки йиллиқ хизмәтлири һәққидә тохтилип, өзлириниң алдинқи икки йиллиқ хизмитидә, америкадики даңлиқ университетларда мәхсус лексийәләр уюштуруш, тутқундики уйғур зиялийлири һәққидә материяллар тәйярлап, уларниң әһвалини аңлитиш, лондонда ечилған “уйғур соти” ниң гуваһлиқ материяллирини тәрҗимә қилип тәйярлаш қатарлиқ ишларни қилғанлиқини билдүрди. У йәнә “америка уйғур академийәси” дики әзаларниң бу хизмәтләрни өзиниң иштин сиртқи вақитлирини вә зеһнини қурбан қилип актип ишлигәнликини әскәртти.
Униң билдүрүшичә, “америка уйғур академийәси” йәнә америкадики уйғур яш-өсмүрлириниң ана тил вә маарип тәрбийәси һәм яшларниң даңлиқ университетларда оқуш йолидики издинишлиригә ярдәм бериш, уйғур тили вә мәдәнийәт тәтқиқати билән шуғуллиниватқан тәтқиқатчилар, мутәхәссисләр билән һәмкарлишиш қатарлиқ паалийәтләрдиму болған.
Доктор аблиз абдуқадир әпәндиниң билдүрүшичә, кейинки икки йилда “америка уйғур академийәси” ниң хизмитини техиму кәң даирилик мәзмунлар билән бейиштиш пиланланған.
“америка уйғур академийә” синиң 3-нөвәтлик сайлам йиғини һәққидә игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу қетимқи йиғинға америка уйғур академийәсиниң баш мәслиһәтчилири, даимий һәйәтлири, әзалар, баш академийәниң рәиси, баш катипи вә тәптиш мудири қатарлиқлар қатнашқан. Бу йиғинға америка уйғур академийәсидин тәптиш доктор пәйзулла зәйдун әпәнди риясәтчилик қилған. “америка уйғур академийәси” ниң баш мәслиһәтчилиридин доктор ришат аббас әпәнди вә доктор әркин сидиқ әпәндиләрму йиғинда сөз қилип, “америка уйғур академийә” синиң хизмәтлиригә юқири баһа бәргән.
Уйғур академийәсинииң рәиси, америка уйғур академийәсиниң баш мәслиһәтчиси доктор ришат аббас әпәнди сөзидә “уйғур академийәси” ниң 2009-йили қурулғандин буянқи тәрәққият әһвали һәққидә мәхсус тохталған. У, “уйғур академийәси” ниң тәрәққий қилип кеңийиш тарихи һәққидә тохтилип, нөвәттә униң 7 тармақ тәшкилат, икки институт бир ана тил кометитидин тәркиб тапқан, рәсмий тизимға елинған тәшкилатқа айланғанлиқини алаһидә тилға елип өткән.
Зияритимизни қобул қилған гүлнар ханим америка уйғур академийәсиниң һәйәт әзалиридин бири болуш билән биллә “уйғур академийәси” ниң тәтқиқат түрлири мәсули икән.
Гүлнар ханим уйғур “уйғур академийәси” ниң омумий қурулмиси вә нөвәттики тәрәққият әһвали һәққидики соаллиримизға җаваб бәрди. Униң билдүрүшичә, “америка уйғур академийиси” нөвәттә пайда-мәнпәәт алмайдиған тәшкилат сүпитидә рәсмий тизимға елинған.
Униң билдүрүшичә, 2009-йили түркийәдә қурулған “уйғур академийәси” ниң нөвәттә, түркийә, явропа, америка, канада, японийә, австралийәдә 7 тармақ академийәси қурулған. Академийә тәркибидә йәнә “қутатғубилик тәтқиқат институти”, “хитай тәтқиқат институти” қатарлиқ икки институт вә “уйғур ана тил комитети” бар болуп, нөвәттә “уйғур академийәси” ниң һәрқайси тармақлири өз алаһидилики бойичә, һәрқайси дөләтләрдә ролини җари қилдуруп кәлмәктә.