Йәркән оданлиқ вәқәсигә алақидар йәнә бир түркүм мәлуматлар ашкариланди
2013.10.11

Мухбиримиз йәркәндә 26 -синтәбир күни йүз бәргән оданлиқ вәқәси һәққидә бүгүн йәнә бир қатар йеңи мәлуматларға еришти. Мәлум болишичә сақчилар, оданлиқниң ханкөврүк кәнтидә 3 гумандарни етип өлтүргәндин кейин, вәқәгә четишлиқ йәнә башқа гумандарларни тутуш үчүн раһәтөстәң кәнтидиму опиратсийә елип барған.
Бу җәрянда гумандарларниң қаршилиқиға дуч кәлгән сақчилар гумандарлардин аз дегәндә йәнә икки кишини етип өлтүргән. Йәнә ашкарлинишичә, оданлиқта вәқә чиқип вәзийәт җиддийләшкәндин кейин, сақчилар йәркәнниң миша йезисидики бир мәсчиттә өзлири билән гәп талашқан бир кишини етип ташлиған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған програмисини аңлайсиләр мәлум болишичә бир түркүм пидайилар, оданлиқниң чәт яқидики 4 -кәнт йәни топан кәнтидә топланған. Улар бир мәһәл тәйярланғандин кейин өз планлири бойичә оданлиқниң қәшқәргә маңидиған чоң йол бойидики ханкөврүк йезисиға қарап һәркәт қилған. . Улар ханкөврүккә йетип келип сәпдашлиридин бир нәпирини күтүп турғанда йәни 26 -синтәбир куни йерим кечидә сақчиларниң қоршавида қалған. Сақчилар пидайилардин 3 нәпирини нәқ мәйданда етип ташлиған. Пидайлардин үч нәпири қечип қутулған. Шуниңдин кейин сақчилар, қечип кәткән пидайиларни тутуш үчүн опиратсийә башлиған. 9 -Айниң 30 күни сақчилар қечип кәткән пидайиларни раһәтөстәң кәнтидә қоршавға алған. Пидайилар тәслим болушни рәт қилип, сақчиларға қаршлиқ көрсәткән. Сақчилар бу мәйдандиму пидайилардин аз дегәндә икки нәпирини етип ташлиған. Оданлиқта вәқә йүз бәргәндин кейин, йәкәндә омумюзлук вәзийәт җиддийләшкән. Йәркәнниң миша йезисида 6 яшлиқ оғлини мәсчиткә елип кирип кетиватқан бир яш мәсчитни қоршап турған сақчиларниң тосқунлуқиға учриған вә гәп такаллишип қалған. Оданлиқтидики вәқәдин кейин әсәбитләшкән сақчилар, бу кишиниму етип ташлиған. Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқурида йәркәндә йүз бәргән 26 -синтәбир оданлиқ вәқәси һәққидә йәнә бир қисим мәлуматларни диққитиңларға сундуқ.