Магнус фискәсйө: “уйғур балилириниң йиғивелиниши земинниң игидарчилиқ һоқуқиға четилиши мумкин”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.02
bala-assimilyatsiye-xitaylashturush-uyghur.jpg Хитайдики уйғур балилириниң кәң көләмдә тутуп турулуши вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиниши
Photo: RFA

Уйғур балилириниң хитай һөкүмити тәрипидин кәң көләмдә ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелинип, хитай тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийәлиниши чәт әлләрдики уйғур җамаити вә һәмдә уйғурларниң вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан чәт әллик мутәхәссисләрниң бирдәк әндишисини қозғимақта. Биз бу һәқтә америка корнел университетиниң оқутқучиси вә инсаншунаслиқ пәнлири бойичә дотсенти магнус фискәсйө әпәнди билән сөһбәт өткүзгәнидуқ. Сөһбитимизниң алдинқи қисмида у хитай һөкүмитиниң 2017-йилида уйғурларни кәң көләмдә лагерларға вә түрмиләргә тутқун қилғандин буян уйғур балилириниму ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелип, уларниң уйғурлуқини йоқитишни мәқсәт қилған ассимилятсийә сиясәтлирини йүргүзгәнликини ейтқаниди. У уйғур балилири дуч келиватқан ассимилятсийә сиясәтлириниң көләм вә сан җәһәттин алғанда дуня тарихида техи көрүлүп бақмиғанлиқини әскәртти.

Ундақта, мушундақ бир ассимилятсийә сиясәтлириниң балиларға қандақ тәсири болиду? у сөһбитимизниң давамида у, бу нуқта һәққидә тохтилип, балиларни ата-ана вә уруқ-туғқанлиридин юлуп елип ятақлиқ мәктәпләрдә тәрбийәләшниң балилар һәмдә ата-аниларда қалдуридиған роһий җараһәтлириниң бир қанчә әвлад давамлишиши мумкинликини ейтти. У мундақ деди:

 “балиларни ата-анилардин айрип ятақлиқ мәктәпләрдә тәрбийәләшниң һәм балилар вә ата-аниларға тәсири болиду. Уйғурлар бу роһий зәрбиниң тәсиригә учраватиду. Бу зәрбә һәм балисидин айрилип қалған ата-аниларни қийниса, һәм шу балини қийнайду. Йиллар өткәнсери кичик балиларниң есидин ата-ана яки бова-момилири тәдриҗий һалда көтүрүлүп кетиши, улар һәққидики хатирилири суслап меңиши мумкин. Әмма роһий зәрбиниң тәсири асанлиқчә йоқимайду. Бу һәқтә шималий америкадики йәрлик индиан балилири үстидә елип берилған тәтқиқат нәтиҗилиридә 17-әсирдә инглизлар тәрипидин шималий америкада қурулған ятақлиқ мәктәпләрдә ата-анисидин айрип тәрбийәләнгән балиларниң роһий зәрбидин бир өмүр қутулалмиғанлиқи мәлум болғаниди. Йәнә келип, бу зәрбә шу бир әвлад биләнла түгимәйду, уларниң әвладлириғиму мирас қалиду. Чүнки у әвладларни ашундақ роһий зәхимләнгән кишиләр чоң қилиду, әмәсму. Шуңа уйғурлар һазир дуч кәлгән бу зәрбиниң тәсирини бир қанчә әвлад яшиши мумкин. ”

Магнус әпәндиниң қаришичә, роһий зәрбиниң еғир болуши уйғурлар иттикла йоқап кетиши мумкин, дегәндин дерәк бәрмәйдикән. Әлвәттә бир милләтни ассимилятсийә қилип йоқитиш, униң кимликини йоқитиш ундақ асан иш болмисиму, әмма бу ятақлиқ мәктәпләр уйғурларниң қайта баш көтүрүшидә бәлгилик қийинчилиқ пәйда қилидиғанлиқи муқәррәр икән.

У мундақ дәйду:

 “хитай һөкүмити бир қанчә он йилда уйғурлар вә тибәтләрниң кимликини йоқитиш үчүн һәрикәт қиливатиду. Улар уйғурчә, тибәтчә сөзлийәлмәйдиған вә пәқәтла хитай тили сөзләйдиған, уларға мутләқ бойсунидиған кишиләрни йетиштүрүп чиқармақчи. Һазир хитай һөкүмити бу сиясәтлириниң дәсләпки 10 йилини тамамлаш алдида туруватиду вә улар қисмән нәтиҗигә еришти. Әмма әлвәттә бир милләтни йоқитиветиш ундақ асан болмиғинидәк, вәзийәтләрдә өзгириш йүз берип қелишиму мумкин. У һалда мән уйғурларниң тәкрар өз-өзини давалап, өзини баштин яритип чиқиралайдиғанлиқиға ишинимән. Бирақ, бу ятақлиқ мәктәпләр яратқан роһий җараһәтләр, бошлуқлар уйғурларниң өзара мунасивитини, өзини йеңилишини асанлаштурмайдиғанлиқи ениқ. ”

Магнус фискәсйө әпәнди билән сөһбитимиз давамида у, уйғур балилириниң ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелиниши һәққидә охшимайдиған көз қарашни оттуриға қойди. У, уйғур балилири учраватқан бу ассимилятсийә сияситиниң ялғуз бу балиларниң тили, дини вә мәдәнийитини йоқитиш җүмлидин уйғурлуқни йоқитиш биләнла чәкләнмәйдиған болуши мумкинлики, мәсилиниң йәнә земин билән мунасивәтлик болуши мумкинликини ейтти.

У мундақ дәйду:

“хитай һөкүмити уйғур балилирини ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелип тәрбийәләшни бу балиларниң истиқбали үчүн пайдилиқ, дәп тәшвиқ қилип кәлди. Бу балилар хитайчә өгәнсә кәлгүсидә яхши оқуш шараитиға, яхши хизмәткә вә яхши турмушқа еришиду, деди әмма униң уйғур миллитиниң истиқбалиға кәлтүридиған зийинини тилға алмиди. Мәнчә, хитай һөкүмитиниң мустәмликичилик тәбиитидин қариғанда бу һекайиниң бир қисми болуши мумкин. 17-Әсирдә индиан балилириниң инглизлар тәрипидин ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелиниши һәққидә елип берилған тәтқиқат доклатлирида бу ятақлиқ мәктәпләрниң индианларниң йәрлирини тартивелишни асанлаштурушниң бир васитиси сүпитидә қоллинилғанлиқи мәлум болған. Чүнки у земинни сүрүштүридиған, давасини қилидиған адәм болмайду, әмәсму? хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан сиясәтлириниң мустәмликичилик сиясити икәнликини вә уларниң мустәмликичи һакимийәт икәнликини нәзәрдә тутқинимизда, уларниң уйғур балилириға қаратқан сиясити гуман қозғимай қалмайду. Уйғур балилириниң бунчә зор көләмдә йиғивелиниши билән уйғурларни өз земинлиридин узақлаштуруш арисида зади қандақ бир бағлиниш бар? мәнчә бу нуқтини биз техи толуқ көрүп йетәлмидуқ. Бәлким у пиланниң әң чоң қисми болуши мумкин. ”

Магнус әпәнди уйғур балилири учраватқан бу зор көләмлик ассимилятсийә сияситигә даир тәтқиқатларниң чоңқурлаштурулуши лазимлиқини әскәртти. У, сөһбитимиз ахирида, хитай һөкүмитиниң уйғур балилириға қаратқан сиясәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бекитилгән “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш хитабнамиси” вә “балилар һоқуқи хитабнамиси” дики маддиларни очуқ-ашкара дәпсәндә қилғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң бу һәқтики учурларға қоюватқан еғир чәклимисини бөсүп өтүш арқилиқ чоқум бу мәсилини дуня җамаәтчиликигә вә мунасивәтлик хәлқаралиқ органларға йәткүзүп диққәт қозғаш лазимлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.