“уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” америка кеңәш палатаси ташиқи мунасивәтләр комитетида мақуллуқтин өтти

Мухбиримиз җүмә
2019.05.22
mihrigul-lager-shahit-marco-rubio.jpg Хитайниң лагер вә түрмилиридики түрлүк қийнашларға шаһит болған меһригүл турсун гуваһлиқ бәргән америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитетида өткүзүлгән “коммунистик партийә хитайда диний етиқадни қаттиқ бастурди” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо әпәнди сөздә . 2018-Йили 28-ноябир, вашингтон.
Photo: RFA

“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” америка кеңәш палатаси ташиқи мунасивәтләр комитетида мақуллуқтин өтти.

Авам палата әзаси марко рубийо вә боб мәнәндәз қатарлиқлар 22- май баянат берип, “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” ниң авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида мақуллуқтин өткәнликини билдүрди.

Марко рубийо: хитай рәһбәрлиридин һесаб елиш бәк кечикип кәтти

Рубийо баянатида мундақ деди: “шинҗаңдики уйғур вә башқа ғоллуқ мусулман аз санлиқларға қаритилған системилиқ вә мислисиз кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә қоли бар хитай һөкүмити вә коммунистик партийәси рәһбәрлиридин һесаб елиш бәк кечикип кәткән иди.”

Авам палатаси әзаси марко рубийо әпәнди флорида штатиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған вәкили.

У сөзини давам қилип мундақ деди: “кеңәш палатаси ташқи ишлар комитети бизниң икки партийә һәмкарлиқида тонуштурған ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси‚ ни мақуллуқтин өткүзүп интайин әһмийәтлик бир қәдәмни басти.”

Боб мәнәндәз: “бүгүн һәммәйлән уйғурмиз.”

Мәзкур қанунни һәмкарлишип тонуштурғучиларниң бири авам палатаси әзаси йеңи җерсей штатиниң демократчилар партийәсидин болған вәкили боб мәнәндәз әпәндидур.
У бу мунасивәт билән сөз қилип өзиниңму бир уйғур икәнликини җакарлиди.

У мундақ деди: “бүгүн һәммәйлән уйғурмиз. Хитай уйғур пуқралириға селиватқан қорқунчлуқ вә системилиқ зулум универсал кишилик һоқуқ принсиплирини қәдирләйдиған барлиқ инсанларға қилинған ортақ һақарәт. Бейҗиң шинҗаңда йүргүзүватқан системилиқ, көләмлик тәқибләш инсанлиқни, инсанниң һаятини, миллий, диний вә күлтурал әркинликни қәдирләйдиған һәрбир адәмни шүркүндүрүши керәк.”


У йәнә кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң мәзкур қанун лайиһәсини мақуллуқтин өткүзүп хитай рәиси ши җинпиң вә хитай коммунист партийәсиниң мудһиш дуня қуруш ғайисигә қарши көкрәк кирип оттуриға чиққанлиқиға апирин оқуди.

У баянати давамида америка авам палатасиниң башқа әзалириниму мәзкур қанунни тиздин мақуллуқтин өткүзүшкә дәвәт қилди.

Уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси 2018- йили ноябирда бир қетим вә бу йил январда түзитилип йәнә бир қетим тонуштурулған.
Қанун лайиһәсигә бу нөвәт кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи вә демократчилар партийәси вәкиллиридин 30 нәччә киши имза қойған.

Бу қанун лайиһәси дөләт мәҗилиси тәрәптин җумһурийәтчиләр партийәсидин болған кристофер симит қатарлиқларниң кепилликидә тонуштурулған иди.

Қанун лайиһәсидә төвәндики мәзмунлар алаһидә көзгә челиқиду

  • Америка һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари вә б д т ниң мунасивәтлик доклат тәйярлиғучилириниң уйғур районида, болупму аталмиш “қайта тәрбийиләш лагерлири” да җиддий һәм чәклимисиз һалда тәкшүрүш елип беришигә қаритилған чақириқларни қоллайдиған бир истратегийә түзүп чиқиш.
  • Американиң б д т вәкиллиригә б д т дики аваз бериш һоқуқидин пайдилинип хитайдики түркий мусулманларға қаритилған кәң көләмлик тутқун, тән җазаси вә мәҗбурий әмгәк қилмишлирини әйибләшкә йолйоруқ бериш.
  • Америка ташқи ишлар министирлиқида шинҗаң ишлар маслаштурғучиси тәйинләшни ойлишиш.
  • Ташқи ишлар министири “хәлқара магнетски қануни” ни йүргүзүп, уйғур ели вә башқа районлардики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә биваситә четилған хитай һөкүмити вә партийәси ичидики әмәлдарлар һәм уйғур аптоном районниң партийә секретари чен чуәнго қатарлиқларға җаза тәдбирлири қоллиниш.
  • “әркин асия радиоси” ниң қатмуқат қийинчилиқларға қаримай уйғур райониниң нөвәттики вәзийити һәққидә давамлиқ тәпсилий мәлуматларни берип келиватқанлиқини тәқдирләш.
  • Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хитай америка тупрақлирида америка пуқралириға салған тәһдитләр һәққидә алақидар органларни учур билән тәминләш.
  • Америка дуняви медия агентлиқи әркин асия радийоси уйғур бөлүмигә қаритилған тәһдитләр һәққидә дөләт мәҗлисигә доклат берип туруш вә хитайниң чәтәлләрдики уйғур җамаитигә қаратқан тәтүр тәшвиқатиға қариши истратегийә бәлгиләп чиқиш.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.