Уйғур яшлири телевизийәдә ата-анилириниң вә уйғур хәлқиниң трагедийәлирини оттуриға қойди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.07.22
yashlar-torda-qerindashliri.jpg Түркийәдики “акт телевизийәси” ниң “гүндәм” йәни “күнтәртип” намлиқ программисида 7 уйғур яш юртида қалған ата-аниси вә яки уруқ-туғқанлириниң трагедийәсини аңлатти. 2020-Йили 19-июл.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики “акт телевизийәси” арқа-арқидин телевизийә программиси ишләп уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқни күнтәртипкә елип кәлмәктә. Мәзкур телевизийәниң 19-июл күни ахшам саәт 9 дин 11 гичә давамлашқан “гүндәм” йәни “күнтәртип” намлиқ программисида өзи чәтәлдә, ата-аниси җаза лагерлирида болған яки кесиветилгән 7 уйғур яш ата-аниси вә уруқ-туғқанлириниң трагедийәсини аңлатти. Телевизийә риясәтчиси, язғучи халис өздәмир әпәнди риясәтчилик қилған программиға америка қошма штатлири, норвегийә вә түркийәдин болуп 7 уйғур яш қатнашти. Нәқ мәйдандин тарқитилған программида уйғур яшлар аңлатқан трагедийәни аңлиған телевизийә риясәтчиси халис өздәмир әпәндиниң көз яшлирини туталмиғанлиқи диққитимизни тартти. Телевизийә программиси мундақ башланди: “бүгүнки программимизда шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң дәрдини аңлитимиз. Шәрқий түркистанда қериндашлиримиз немиләргә дучар болуваватиду? шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң болупму уларниң түркийәдики уруқ-туғқанлири билән сөһбәт елип баримиз. Түрк хәлқи аңлиса бүгүнки күндиму мушундақ ишлар боламду? дәп қалидиған вәқәләр бар. Шәрқий түркистанда немиләр болуватиду? биз немиләрни қилалаймиз? һөкүмәтләр немә үчүн сүкүттә туривеливатиду? буларни оттуриға қойимиз.”

Программида ата-анилири түрмигә ташланған түркийәдики уйғур оқуғучи вә тиҗарәтчиләрдин җәвлан ширмәмәт, нурсимангүл абдурешит, өмәр һәмдулла, мәдинә назими, мирзәһмәт иляс оғли иштирак қилди. Булардин башқа америка қошма штатлиридин шәһидә али билән норвегийәдин қәдрийә ғопур қатарлиқлар телевизийәгә чиқип көз-яшлири төккән һалда ата-анисиниң вә уйғур миллитиниң бешиға кәлгән трагедийәни оттуриға қойди.

“акт т в” да программа риясәтчиси болуп вәзипә өтәватқан халис өздәмир әпәнди 6 йилдин буян, болупму кейинки йилларда уйғурлар тоғрисида көп қетим программа ишләп, хитайниң уйғурларға елип бериватқан еғир сияситини оттуриға қойди. У, бу һәқтики зияритимизни қобул қиди. У, түрк җамаәтчиликиниң бурун шәрқий түркистан мәсилисигә болған көз қаришиниң охшимайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән 6 йилдин буян шәрқий түркистан тоғрисида программа ишләватимән. Биз җаза лагерлиридин бурун шәрқий түркистан мәсилисини шәрқий түркистан районлуқ һөкүмәт билән хитай һөкүмити оттурисидики зиддийәт, шәрқий түркистанлиқлар мустәқиллиқ көрүши елип бериватиду, хитай буларға қарши туруватиду дәп ойлайттуқ. Түркийә җамаәтчиликиму мушундақ ойлайтти. Лекин мән бу йилниң башлирида шәрқий түркистан тоғрисида бир телевизийә программиси ишлидим. Униңда мутәхәссисләр хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан сияситини аңлатти. Униңдин кейин шәрқий түркистан мәсилисиниң қандақ бир мәсилә икәнликини чүшинип йәттуқ.”

У буниңдин кейин шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида давамлиқ телевизийә программиси ишләйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән шәрқий түркистан тоғрисида мақалиму яздим. Бу йилниң бешида бир достум маңа қәдрийә ханим иҗтимаий таратқуларда тарқатқан бир син көрүнүшини әвәтти. Буни көргәндин кейин издәндим, шәрқий түркистандики трагедийә әкс әттүрүлгән йүзлигән син көрүнүшләрни көргәндин кейин хитайниң инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини чүшәндим. Шуниң билән бундин кейин бу мәсилини телевизийә арқилиқ күнтәртипкә әкелип җамаәт пикри топлап, түркийә һөкүмитини һәрикәткә өткүзәйли дәп ойлидим. Бундин кейин бу мәсилисини давамлиқ һалда телевизийә программисида оттуриға қойимән”.

Истанбулдики тиҗарәт университетиниң қанун факултетини пүттүргән җәвлан ширмәмәт әпәнди телевизийә риясәтчиси вә язғучи халис өздәмир әпәндиниң изчил һалда җаза лагерлири трагедийәсини күнтәртипкә елип келиватқанлиқини баян қилди.

Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси тәтқиқатчи һамутхан гөктүрк әпәнди 19-июл күни “акт телевизийәси” дә нәқ мәйдандин тарқитилған программиниң әһмийитиниң зор икәнликини тәкитлиди.

Җәвлан ширмәмәт әпәнди ата-анилири, қериндашлири җаза лагерлириға ташланған, кесиветилгән, хитайниң биваситә зиянкәшликигә учриған 7 шаһитниң телевизийәдә бешиға кәлгәнләрни аңлатқанлиқиниң тәсириниң зор болғанлиқини, иҗтимаий таратқулардиму буни нурғун кишиниң һәмбәһирләнгәнликини баян қилди.

Тонулған телевизийә риясәтчиси, язғучи халис өздәмир әпәнди һазирғичә уйғур мәсилиси тоғрисида 20 парчә мақалә язған 15 қетим мәхсус телевизийә программиси ишлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.