Мисато ана тил мәктипидә уйғур ғунчилири чечәк ачти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.01.14
Misato-ana-til-mektep.jpg Японийәниң мисато шәһиридә өткүзүлгән мисато ғунчилар ана тил синипиниң үч йиллиқини хатириләш паалийитидә мәзкур мәктәпниң ғунчилири усул ойнимақта. 2020-Йили 12-январ.
RFA/Gülchéhre

Муһаҗирәттики уйғурлар учраватқан әң зор риқабәтләрниң бири чәтәлләрдә туғулуп өсүватқан пәрзәнтлирини өз ана тили вә мәдәнийити билән тәрбийәләштур. Бу һәқтә издинип келиватқан маарипчи вә зиялийлар, пидакар оқутқучиларниң тиришчанлиқи билән йеқинқи йилларда мәйли аз болсун көп болсун уйғурлар йиғилғанла дөләт яки шәһәрләрдә аиливи ана-тил мәктәплири вә уйғур җәмийәтлири тәрипидин қурулған ана тил мәктәплири бу җәһәттики бошлуқни толдурушқа тиришип кәлмәктә.

Японийәниң мисато шәһиридә 2016-йили 10-айда ечилған “ғунчилар” ана тил синипиму, мисато шәһири вә токйо әтрапида олтурушлуқ 7 уйғур аилисиниң өз пәрзәнтлирини ана тилда тәрбийәләш истики билән қурулған болуп, бу һазир 3 синиплиқ кичик көләмдики универсал мәктәпкә тәрәққий қилған. Бу ана тил мәктипидә җәмий 12 аилидин, 21 нәпәр уйғур өсмүр өз ана тили вә уйғур мәдәнийәт-сәнити қатарлиқлардин әтраплиқ савақ алмақтикән.

Дуняниң һәр қандақ җайида ечилған уйғур ана тил мәктәплириниң шу җайдики уйғур җамаитиниң қизғин қоллиши, оқутқучиларниң пидакарлиқи билән паалийәт бериватқанлиқи мәлум. японийәниң мисато шәһиридики бу ана тил синипи, қурулған 3 йилдин буян уйғур өсмүрлириниң өз ана тилини өгиниш нәтиҗилирини хуласиләш йүзисидин 12-январ күни мәхсус хатириләш паалийити өткүзгән.

Токйо вә мисато шәһиридә яшаватқан ата-анилар вә уйғур җамаитигә вакалитән абдукерим әпәнди мәзкур паалийәт һәққидә қисқичә тохтилип өтти. У, 12 аилиниң йигирмигә йеқин балилирини ана тил, мәдәнийәт-сәнәт вә миллий кимликни өгинишни асас қилған бу ана тил мәктипиниң үч йиллиқини тәбрикләш паалийитиниң толиму әһмийәтлик өткәнликини билдүрди. Абдукерим әпәнди 3 йилдин буян мәктәпниң ташланмай давам қилиши вә бүгүнкидәк нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшидә ата-аниларниң ана тилға болған мәсулийити вә тонуши һәмдә қизғинлиқиниң юқири болуши асаслиқ рол ойниғанлиқини, һәр бир саәтлик дәрстә балилар билән тәң ата-аниларниңму қатнишип келиватқанлиқини билдүрди.

У йәнә, мәктәпниң нурғун тәҗрибә-савақларни йәкүнләп паалийәт шәклини балиларниң қизғинлиқиға маслаштуруп рәңдарлаштуруп келиватқанлиқини билдүрди. Абдукерим әпәнди ана тил тәрбийәсидә ана тил муһитиниң интайин муһимлиқини тәкитлиди шундақла тили вә савати чиққан уйғур балиларға елип берилидиған әмдики оқутуш нишаниниң балиларниң өз вәтинигә болған һессий вә меһри бағлинишини күчәйтиш икәнликини билдүрди.

Муһаҗирәттики уйғур җамаити мушуниңға охшаш түрлүк әһмийәтлик паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ һәр түрлүк йосунда ана тилиниң уйғурлар үчүн қанчилик муһимлиқи вә уни қоғдашқа әмәлий һәрикәт қилишниң әһмийитини тонутуп кәлмәктә.

Һәр җайда һәр саһә кишилириниң уйғур тилини қоғдаш йолида көрситип келиватқан тиришчанлиқлириниң нәтиҗисини намаян қилғучилар йәнила балилардур. 12-январ мисатодики “ғунчилар” ана тил синипиниң оқуғучилириниң орундиған номурлири, японийәдики уйғур җамаитиниң уйғур ана тилини сақлап қелишта көрсәткән тиришчанлиқиниң нәтиҗисини намаян қилди.

Мәзкур паалийәткә қатнашқан уйғур өсмүрлиридин әнқәрниң ана тилида декламатсийә қилған “уйғур демәк” дегән шеирни аңлиғучилиримиз билән тәң бәһр алайли:

Балилардин ана тил синипиниң нәтиҗисини көргән ата-анилар толиму мәмнун болушқан вә улар ана тилини қоғдаш вә уни тәрәққий қилдурушта йәнә қандақ хизмәтләрни қилиш тоғрулуқ сөһбәтләшкән. Абдукерим әпәнди йәнә ана тил тәрбийәсигә әһмийәт беришниң муһимлиқи һәққидики тонушлирини ортақлашти.

Мәлум болғинидәк уйғурлар өз вәтинидә рәсмий йосунда уйғур миллий маарипидин мустәсна қалдурулуп, тили вә мәдәнийити чәклинип, мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватқан бир пәйттә, хитайниң һазирқи сиясәтлири сәвәблик муһаҗирәттики уйғурларниң өз вәтини билән болған алақисиму үзүлүп қалған бир һаләттә турмақта. Бу, муһаҗирәттики уйғурларниң һаятиға һәр тәрәплимә сәлбий тәсирлирини көрсәтмәктә. Абдукерим әпәндиниң билдүрүшигә қариғанда һәтта бу японийәдә өсүп йетиливатқан балиларниң вәтән ичидики уруқ-туғқанлири билән ана тилида сөзлишиш пурситидинму мәһрум қалдурған. Шуңа у, уйғурларниң ана тилини сақлап қелишта учраватқан бу риқабәтләрни йеңишта, пәқәт балиларниң өз ана тили саватини чиқиришинила мәқсәт қилмай, һәр қайси әлләрдә яшаватқан уйғур әвладлири арисидиму уйғур тилини уларниң өз ара алақә бағлаш васитисигә айландурушму интайин муһим дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Дәрвәқә нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар ортақ һалда уйғур тилиниң қоллинишчанлиқини ашуруш, һеч болмиғанда иҗтимаий алақисидә, аилисидә уйғур тилини қоллиниш вә өгиниш, имканийәт бар җайларда уйғур җамаити ичидә уйғур ана тили мәктәплирини қуруш арқилиқ ана тилини қоғдаш мәсулийитини ада қилишқа тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.