Уйғур һәрикити тәшкилати испанийә вә фирансийәдә уйғурлар һәққидә бир қатар паалийәтләр елип барған
2022.03.24

Уйғур һәрикити тәшкилатниң рәиси рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис иккийлән испанийәниң пайтәхти мадрид шәһири билән фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә бир қатар паалийәтләр елип барған.
3-Айниң 17-күнидин 23-күнигичә испанийәниң пайтәхти мадрид шәһири билән фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә арқа-арқидин паалийәт өткүзүп уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити, дунядики һәр қайси дөләтләрниң уйғур мәсилисигә болған позитсийәси вә алған тәдбирлири тоғрисида мәлумат бәргән.
Вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди алди билән испанийәниң мадрид шәһиридә уйғурлар һәққидә көп паалийәт болуп бақмиған дөләт икәнликини, шуңа бу қетим мадриддики әң чоң мәсчиттә, арқидин кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән елип барған йиғинларда уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатқандин сирт бундин кейин испанийәдә немиләрни қилиш тоғрисидиму музакирә елип берилғанлиқини оттуриға қойди.
Абдулһеким идрис әпәнди испанийәдики америка әлчиханисиниң орунлаштуруши билән 21-март күни мадриддики атоум университетида доклат бәргәнликини, бу университетида оқуватқан чәтәллик оқуғучиларниңму наһайити көп икәнликини, уларниң шәрқий түркистан мәсилиси қизиқип аңлиғанлиқини баян қилди.
Абдулһеким идрис әпәнди 23-март күни фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә явропа уйғур тәтқиқат институти билән ортақ паалийәт елип барғанлиқини, яхши өткәнликини баян қилди.
Рошән аббас ханим голландийә вә белгийәдики паалийәтлирини ахирлаштурғандин кейин 17-март күнидин 23-март күнигичә испанийә билән фирансийәдә паалийәт елип барғанлиқини, америка әлчиханисиниң ярдәм қилиши билән өткән айдин һазирғичә түркийә, чехийә, голландийә вә белгийә қатарлиқ онға йеқин дөләттә паалийәт елип барғанлиқини оттуриға қойди.