Трамп һөкүмити: “хитайниң уйғурларға қиливатқанлири ирқий қирғинчилиқтур!”

Мухбиримиз әзиз
2021.01.19
Трамп һөкүмити: “хитайниң уйғурларға қиливатқанлири ирқий қирғинчилиқтур!” Трамп һөкүмити 2021-йили 19-январ күни “хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулман хәлқләргә қиливатқан зор көләмлик бастуруш һәркити ирқий қирғинчилиқ һәмдә инсанийәткә қарши җинайәттур” дәп хуласә чиқарди.
Social Media

Уйғур дияридики зор көләмлик сиясий бастуруш һәмдә уйғур җәмийити дуч келиватқан еғир иҗтимаи‍й паҗиәләр һәққидә өткән йиллардин буян мәлум болушқа башлиған ғайәт зор дәлил-испатлар сәвәблик трамп һөкүмити 2021-йили 19-январ күни “хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулман хәлқләргә қиливатқан зор көләмлик бастуруш һәркити ирқий қирғинчилиқ һәмдә инсанийәткә қарши җинайәттур” дәп хуласә чиқарди.

Бу трамп һөкүмитиниң ақсарайдин айрилиш һарписида чиқарған әң муһим қарарлардин бири болуп, ғәрп дунясида ғайәт зор тәсир қозғиди. Америка ташқий ишлар министири майк помпейо бу мунасивәт билән қилған сөзидә “хитай компартийәсиниң уйғурларға қандақ зулум селиватқанлиқини йеқиндин көзитип келиватимиз. Уларниң уйғурларни милйонлап лагерға қамиши вә мәҗбурий әмгәккә селиши, уларни әң әқәллий инсаний һоқуқлардин мәһрум қалдуруши, уйғур аяллирини туғмас қиливетиши, уйғур қиз-чоканлирини мәҗбурий йосунда хитайлар билән тойлаштуруши һәмдә уйғур гөдәклирини аилисидин җуда қилиши қатарлиқ пакитларға асасән биз буни қирғинчилиқ дәп қараймиз” деди. Шуниңдәк дуняниң һазир бир пүтүн милләтни системилиқ һалда йоқ қиливетиш һәркитигә шаһид болуватқанлиқини алаһидә әскәртти.

Ройтерис агентлиқиниң 19-январдики хәвиридә ейтилишичә, мәзкур қарар америка дөләт мәҗлисидики көп қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинлири һәмдә кәскин муназириләр, шуниңдәк көплигән коллектип тәһлил вә муһакимә басқучлиридин өткәндин кейин елан қилинған толиму салмақлиқ қарар икән.

Мәлум болушичә, американиң президентлиқ сайлими мәзгилидә җов байдинму уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқини көп қетимлап ашкара сорунларда тилға алған һәмдә уйғурлар мәсилиси түпәйлидин ши җинпиңни “учиға чиққан сиясий лүкчәк” дәп тәнқидлигән иди. Әмдиликтә йеңи һөкүмәт иш башлаш һарписида америка һөкүмитиниң бундақ бир тарихий әһмийәтлик бир қарарни елиши ғәрп дунясидики һөкүмәтләргә техиму зор һәйдәкчилик қилиш ролини ойниши, шундақла буниңға мас һалда бир қатар йеңи тәдбирләрниң оттуриға чиқиши тәхмин қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.