Қизилсудики 10 миңға йеқин деһқан-чарвичи чегра йеңи кәнтлиригә көчүрүлгән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.06.24
shohret-zakir-yighin-soz.jpg Җуңгониң шинҗаң уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир йиғинда сөз қилмақта. 2019-Йили 12-март, бейҗиң.
AP

“шинҗаң гезити” ниң 22-июн тарқатқан хәвиригә қариғанда йеқинда, уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнго, уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир бирликтә ақту наһийәсигә җайлашқан “куинлун җявйүәндики намратлиқтин қутулдуруш вә көчмәнләрни орунлаштуруш орни” ға берип, қизилсу областидики даириләргә чеграни башқуруш истратегийәсини, болупму иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик бихәтәрликниң омумий нишанини тәкитлигән. Чен чүәнго мундақ дәп көрсәткән: “ширкәт + база + һәмкарлиқ + деһқан” әндизисини яхшилап, техиму муқим мәнпәәтни бағлаш механизмини орнитип, намратлиқтин қутулдуруш сүпитини өстүрүш керәк”.

Хәвәрдә чен чүәнго қатарлиқлар йәнә мушу йеңи олтурақ райони ичигә қурулған електронлуқ техника ширкитини көздин кәчүргәнлики йезилған болуп, буниңдин мәзкур олтурақ йеңи райониға көчүрүлгәнләрниң “ишик алдида ишқа орунлаштуруш” сиясити бойичә шу җайдики кархана-завутларға орунлаштурулғанлиқини көрүвалғили болидикән.

“ширкәт + база + һәмкарлиқ + деһқан” дин ибарәт 4 бирләштүрүлгән бу хил йеңи шәһәр әндизиси, йәкән наһийәдин 50 километир йирақлиқтики кәң қақас чөлгә бәрпа қилинған йоңән райони билән охшаш. Даириләрниң 2017-йилидин башлап 2019-йилиниң ахириғичә бу җайға, качуң, қоширап, дамси йезилиридин болуп 10 миң нопусни көчүрүп келип, шу җайниң өзидә қурулған хитай карханилирида ишқа орунлаштурғанлиқи ашкариланғаниди.

“шинҗаң гезити” қизилсу қирғиз аптоном областлиқ һөкүмәт тори, тәңритағ тори қатарлиқларда ақту наһийәсидики намратлиқни йөләш вә көчүрүшкә аит учурлардин қизилсу областидиму йеқинқи 3 йилда намратлиқтин қутулдуруш баһанисидә қизилсуниң өзидинла чеграға йеқин наһийә, йеза-кәнтләрдин 10 миңдин артуқ нопус күчүрүлгәнлики мәлум болди.

“шинҗаң гезити” ниң 2018-йили 28-февралдики хәвиридә, ақту наһийилик намратларни йөләш ишханисиниң мудири ваң чиңйоңниң сөзи нәқил елинған. У мундақ дегән: “2016-йили 6-айда, биз куинлун җявйүән вә йипәк йоли җявйүәндин ибарәт икки көчүрүлгән намратлиқтин қутулдуруш орни қурушқа әһмийәт беришкә башлидуқ. 2017-Йили өктәбирдә, көчүрүш пиланиға асасән көчүрүш чарлоң базиридики чоңқур намрат кәнттики намрат аилиләр түркүмләп йолға қоюлди. 11-Айниң ахири, тунҗи түркүмдики 428 аилилик 1758 адәм, йәни намрат аилиләр тизимликигә алдурғанлар мувәппәқийәтлик һалда куйинлун җяүйүән мәһәллисигә көчүп кәлгән”.

Ақту мәмурий торида ақтудики деһқан чарвичиларни туруватқан тағлиқ җайлардики маканлиридин көчүрүшниң уларни намратлиқтин қутулдурушниң әң үнүмлүк йоли икәнликини тәшвиқ қилип тарқатқан видийолуқ тәшвиқатида мунулар баян қилинған. “ақту наһийәси мәмурий җәһәттин қизилсу қирғиз аптоном областиға қарайду. Ақту наһийәси памер егизликиниң шәрқий қисмиға җайлашқан. Шәрқ қисми йеңисар наһийәси, йәкән наһийәси билән, җәнуб қисми ташқорған таҗик аптоном наһийәси билән тутишиду. Ғәрб, ғәрбий җәнуб тәрипи айрим-айрим һалда қирғизистанниң ош области, таҗикистанниң тағлиқ бәдәхшан аптоном вилайити билән чегрилиниду. Чегра линийәси узунлуқи 344 километир. Ақту йипәк йолидики интайин муһим өткәл вә бир истратегийилик җай һесаблиниду”.

Бу филим вә башқа хәвәр мәнбәлидики учурлардин қариғанда 2017-йилидин буян, қизилсу областиниң намратларни йөләш намратлиқтин қутулдуруш үчүн көчүрүш сиясити бойичә 1868 аилидики 7928 киши көчүрүлгән. Ақту наһийәси җяңши йеңи кәнти, улуғчат наһийәси чаңҗу йеңи кәнти, атуш шәһири күншән йеңи кәнти, ақчи наһийәси вуши йеңи кәнти қатарлиқлар бир түркүм “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш чегра йеңи кәнтлири” кәйни-кәйнидин қурулуп, майқақ, ачбулақ қатарлиқ мәркәзләштүрүп туташтурулған чарвичилар олтурақ районлири шәкилләндүрүлгән.

¡¡Шинхуа агентлиқиниң бу йил 20-январдики хәвиридә, қизилсу области “биртуташ пиланлаш, биртуташ лайиһиләш, биртуташ өлчәм қоллиниш, биртуташ қуруш, биртуташ йүрүшләштүрүш” пиринсипи бойичә, “чегра бойлирида пүтүн кәнт бойичә илгири сүрүш, йеза-базарлар биртуташ пиланлаш, шәһәргә киргүзүп мәркәзлик олтурақлаштуруш” һәрикитини тәшкилләп йолға қойғанлиқини, намрат амминиң кона өйләрдин көчүп чиқип 81 квадрат метирлиқ бина өйгә көчүп киргәнликини язған.

Бу учурлардин мәһәллә қурулмисидин башқа өй қурулмисиниңму худди йәкәндики йоңән шәһиригә охшаш, хитай һөкүмити тәрипидин охшаш бир туташ бәлгилинип, лайиһәләп селинғанлиқиниму көрүвалғили болиду.

Шинхуа агентлиқи хәвиридә һазирқи қизилсу областида кәсипләр бойичә нишанлиқ ярдәм бериш түрлириниң бир-бирләп маканлашқанлиқи, рәт-рәт заманиви завутларниң қурулуши арқисида, “кебаң” чәклик ширкити ақтудики җяңши кәсипләр райониға маканлашқанлиқи, “ишики алдидила ишқа орунлаштуруш” бойичә, бу җайға көчүп кәлгән мәмәтосман әркин тәрбийәләнгәндин кейин, бу ширкәтниң санаәт ишчисиға айланғанлиқи, у әсли ақту наһийәси ойтағ базириниң ойтағ кәнтидики малчи икәнлики баян қилинған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитайдики “арилашма гүрүчниң атиси” дәп аталған хитай йүән лоңпиң тәтқиқат гурупписи ақту наһийәсидики 7260 мо тузлуқ ишқарлиқ йәрни һөддигә елип, деңиз гүрүчи териш түрини тәрәққий қилдуруп, 1000 мо деңиз гүрүч териған вә 2000 адәмни ишқа орунлаштурған. Ишқа орунлашқанларниң һәммиси йеқин әтраптики көчүш нуқтилиридики чарвичилар икән.

Бу һәқтә мундақ дейилгән: “кәнттикиләр әҗдадлири әвладму-әвлад яшиған таш өй билән хошлишип, ақту наһийәсидики көчмәнләрни орунлаштуруш орни болған йипәк йоли җявйүән мәһәллисигә көчүп кәлгән. Улар туруба сүйи ичип, тәбиий газ вә су исситқуч ишлитипла қалмай, йәнә деңиз гүрүч өстүрүшни өгәнди.”

Хитайниң уйғур елидә қурған лагерлири вә униң уйғур диярини идарә қилиш сиясәтлири үстидә тәтқиқат елип бериватқан хәлқарадики нопузлуқ мутәхәссисләрдин адриан зензниң қаришичә, намратлиқни түгитиш үчүн ишқа орунлаштуруш әмәлийәттә йәнила контроллуқниң бир хил шәклидин ибарәттур. У мундақ деди: “уйғурларни бу хил йеңи типтики районларға көчүрүш, уларни әсли яшаш усули һаятини мәҗбурий өзгәртиш һесаблиниду улар һәтта у җайда диний паалийәтму қилалмайду. Чүнки у җайларда мәсчит дегәндәк җайлар қурулмиған. Бу мәһәллиләрдә өйләрдин башқа завутлар вә һөкүмәтниң башқуруп органлири бар бу муһит уларни уйғур деһқан чарвичиларни асанла мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландуруп қоялайду”.

Шинхуа агентлиқиниң 6-айниң 12-күнидики хәвиридә көрситишичә, ақту наһийәсидики куинлун җяйүән вә йипәк йоли җяйүәндин ибарәт икки намратларни башқа җайға көчүрүп йөләш орунлаштуруш олтурақ райониға җәмий 2557 аилилик, 10 миң 632 намрат нопус орунлаштурулупту.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.