Хитай даирилириниң уйғур районидики 15 мәдәнийәт түриниң қоғдилидиғанлиқини елан қилиши диққәт қозғиди

5-январ күни хитайниң инглиз тилида чиқидиған "йәршари вақти" гезити, "хитай аяллири" тори қатарлиқларда хәвәр берилип, уйғур аптоном районидики милләтләрниң фолклоридики миллий мәдәнийәт-сәнитини өз ичигә алған 15 хил түрниң хитайда қоғдилидиған шәкилсиз мәдәнийәт түригә киргәнлики елан қилинди.
Хитайда нуқтилиқ қоғдилиш имтиязиға еришкәнлики елан қилинған бу 15 хил шәкилсиз мәдәнийәт түри һәққидики хәвәрләрдә, қазақларниң қиз қувар, ширдақ тикиш, кигиз өй ясаш, рус вә татарларниң йәрни тепип ойнайдиған усулидин өзләштүрүлгән, чөчәк, алтай, ғулҗа қатарлиқ шималий уйғур диярида "адиночка" дегән нам билән йәрлик татарлар, уйғурлар вә қазақларниң аммиви сорунлирида омумлашқан усул түри алаһидә тилға елинған.
Хитай даирилириниң уйғур районидики 15 хил шәкилсиз мәдәнийәт түрини қоғдаш һәққидики хәвәрлири, дәл йеқинқи бир қанчә йилдин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әнәниви мәдәнийәт адәтлирини мәҗбурий һалда хитайлаштуруш сияситини қаттиқ йүргүзүватқан бир мәзгилгә тоғра келиши, уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилири вә фолклор саһәсидики тәтқиқатчиларниң диққитини қозғиди.
Америка аләм қатниши идарисиниң инженери доктор әркин сидиқ әпәнди, өз нөвитидә йәнә хитайниң уйғур сияситини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур паалийәтчиси вә вәзийәт анализчилиридин бири.
Доктор әркин сидиқ әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан әнәниви мәдәнийәт адәтлирини радикал васитиләр билән чәкләшни күчәйткән, хитайниң уйғур тарихи ядикарлиқлирини йоқитип, уйғурларни хитай мәдәнийәт байрамлирини өткүзүшкә зорлаш сиясити хәлқарада қаттиқ әйибләшкә учраватқан мәзгилдә, бу хил хәвәрләрниң оттуриға чиқиши хитай һөкүмитиниң өз сияситини ақлаштики йәнә бир көз боямчилиқи дәп қараш мумкин.
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин, илгири шинҗаң университетида фолклор пәнлири тәтқиқати билән шуғулланған меһриай мәмтили ханимму зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Меһриай мәмтили ханим сөзидә 1949-йилдин буян уйғур миллий мәдәнийитини чәкләп келиватқан хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин кейинки сияситидә уйғур миллий кимлики вә уйғур мәдәнийәт еңини йоқитишни асасий нишан қилғанлиқини билдүрди.
У, хитай һөкүмитиниң болупму 2017-йилдин кейин уйғур тарихи вә өрп-адити тәтқиқатчилирини нишанлиқ тутқун қилғанлиқини көрсәтти. У йәнә, хитай даирилириниң уйғур тарихи ядикарлиқлирини, мазарлирини мәҗбурий йоқитиш, ислам дининиң муқәддәс җайи болған, уйғур бинакарлиқ услубида селинған мәсчитләрни чеқип йоқитиш, уйғурларниң миллий услубтики айван-сарай, һойла-арамлиридики нәқиш бәлгиләрни мәҗбурий алдуруветиш, уйғур өйлиридики нәқишлиқ оюқ, супиларни чеқип, тамдики гиләм-зәдвалларни мәҗбурий алдуруветиш, аталмиш җуңхуа мәдәнийәт бирлики намида уйғурларни хитай мәдәнийәт байрамлирини өткүзүш, хитайчә кийинип, хитайчә нахша ейтиш, хитайчә яшашқа зорлаштәк васитиләрни қоллинип кәлгәнликини билдүрди.
Меһриай мәмтили ханим хитай һөкүмитиниң бу хил сиясий тәдбирлирини хәлқараниң әйиблишигә қаримай, мәҗбурий йүргүзүп келишиниң сәвәби һәққидә тохталди.
У йәнә, бу хил хәвәрләрниң оттуриға чиқишиға һәйран қалмайдиғанлиқини билдүрүп, буни хитай һөкүмитиниң өз сияситини ақлаштики йәнә бир көз боямчилиқи дегәндин көрә, уйғурлар зор көплүкни игиләйдиған уйғур диярида уйғурларға нисбәтән интайин аз санлиқини игиләйдиған башқа милләтләрниң мәдәнийәт әнәнилирини қоғдаш қалпиқи астида, бир тәрәптин хәлқараниң әйиблишигә қарита көз боямчилиқ қилиш мәқситигә йәтмәкчи болса, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң миллий ғурурини техиму сундуруш мәқситигә йәтмәкчи икәнликини билдүрди.