Тимосий грус: “уйғур бәдинини гүзәлләштүрүш-мода, заманивилиқ вә хитайниң тарим ойманлиқидики дөләт күчи”

Мухбиримиз ирадә
2019.10.14
rahile-dawut-2.JPG Тонулған антрополог доктор раһилә давут(оңда) америка индиана университетиниң дотсенти, хитайшунаслиқ бойичә ярдәмчи профессор тим грос әпәнди вә ханими абигаил грос билән.
Tim Grose ependi teminligen

Хитай һөкүмити 2011-йиллиридин башлап, уйғур елидә “шинҗаң аяллириниң гүзәллик қурулуши” дәйдиған бир һәрикәтни йолға қоюш арқилиқ, уйғур аяллириниң кийиниш-туруш, ясиниш адәтлирини қаттиқ контрол астиға елип, уни өзгәртишкә һәрикәт қилип кәлгән иди. 2011-2012-Йиллиридин башлап уйғур елиниң һәрқайси җайлирида, болупму җәнубтики 3 вилайәт бир областта бу түр сиясәтләр қаттиқ омумлаштурулған болуп, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардики һәрқайсий мәһәллә комитетлири, иш башқармилири қорулирида, уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллә вә коча-койларда “гүзәл һөсни-җамалимизни намаян қилип, сумбул чачлиримизни ләпилдитәйли” дегән шоарлар кәң омумлаштурулған. Мәһәллә кадирлири һәтта кочиларға чиқип “йопка кесиш” һәрикәтлирини йүргүзгән иди.

Һалбуки, хитай һөкүмити уйғур елидә лагер түзүми йолға қоюп, 2 милйонғичә болған уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң меңисини мәҗбурий һалда ююп, һәтта уларни қейин-қистаққа елиш арқилиқ өз дини вә миллий кимликидин ваз кечишкә қистиған билән охшаш вақитта, лагер сиртида қалған уйғур аяллириға юқиридикидәк һәрикәтләрниң давамлиқ иҗра қилиниватқанлиқи мәлум. Хитай даирилири бу һәрикәтләрни “дәвр тәрәққиятиға маслишалайдиған, шинҗаңға хас салапәтлик, җәлпкар йеңи дәвр аяллирини йетиштүрүш” дәп тәшвиқ қилсиму, әмма чәтәлләрдә уйғурларни йеқиндин тәтқиқ қилип келиватқан тәтқиқатчилар буни хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитай һөкүмитиниң көзигә сиғидиған қилип “өлчәмләштүрүш” яки мундақчә ейтқанда, “хитайлаштуруш” сияситиниң муһим бир парчиси, дәп қаримақта вә уйғур аяллириниң изчил нишан қилинип кәлгәнликини билдүрмәктә.

Америка индияна университетиниң дотсенти, хитайниң милләтләр сиясити вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан доктор тимусий грус 11-өктәбир күни “вест министир университети” ниң тор бетидә “уйғур бәдинини гүзәлләштүрүш-мода, заманивилиқ вә дөләтниң тарим ойманлиқидики күчи” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң кийимини “өлчәмләштүрүш” сияситини мулаһизә қилди. Униң мақалисидә йопурға наһийәлик һөкүмәт тәрипидин уюштурулған вә “аялларниң сүпитини юқири көтүрүш қурулуши кийим-кечәкни өлчәмләштүрүш көргәзмә паалийити” дәп лозунка есилған бир паалийәттә моделлиқ қиливатқан бир қатар уйғур аяллириниң сүрити көрситилгән болуп, тимосий бу һәқтә тохтилип: “хитай даирилири тәрипидин иштан, қисқа йопка вә кастум кийдүрүлгән бу уйғур аяллирида тарим вадиси вә фәрғанә вадисидә яшайдиған түркий мусулман аяллириға хас болған осма, хенә вә өрүлгән чач қатарлиқ ясиниш алаһидиликлиридин әсәрму йоқ” дегән.

У мақалисидә төвәндикиләрни мулаһизә қилған: “хитай даирилири 2017-йилидин башлап‚үч йеңи‚ һәрикити қозғиди. Йәрлик һөкүмәтләр тәрбийәләш-өгиниш, мәдәнийәт паалийәтлири вә курслардин тәшкил тапқан бир программа арқилиқ‚ йеңичә һаятқа башламчилиқ қилип, йеңичә муһит бәрпа қилиш вә йеңичә түзүмни орнитиш‚ ни тәшвиқ қилди. юқириқи бу һәрикәтләрни башлашта ‛ғәлитә кийимләрни кийишкә қарши туруш‚ тин ибарәт мүҗмәл бир сөз ишлитилгән болсиму, әмәлийәттә бу йәрдики ишарәт қилиниватқини хитай компартийәсиниң уйғурларниң болупму уйғур аяллириниң кийиниш усулини өлчәмләштүрүш йәни уни хитайлаштуруш ирадисини намаян қилиду”

Бу һәқтә тәтқиқат йүргүзүп келиватқан тәтқиқатчиларниң бири, америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗескиму бүгүн зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң кийиниш-ясиниш усулида әкс әткән уйғур кимликидин раһәтсз болғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “кийим-кечәкму тил, дин, мәдәнийәткә охшашла миллий вә дини кимликниң йәнә бир хил ипадилинишидур. Уйғур аяллири кийиниш вә ясиниш усулидики пәрқ арқилиқ өзлирини хитай миллитидин пәрқләп кәлгән. Шуңа хитай һөкүмити уйғур аяллириға мушу арқилиқ хитайлардәк һәрикәт қилишни, хитайлардәк көрүнүшни өгәтмәкчи болуватиду. Шуңа мән буни хитай һөкүмити районда йүргүзүватқан ассимилятсийә сияситиниң бир парчиси, дәп қараймән. Тимусийниң мақалисидә бу сиясәтниң ишләш җәряни наһайити яхши чүшәндүрүлгән.”

Доктор тимусий грус мақалисидә атуш вә хотән қатарлиқ җайларда аялларниң мушу түрдики паалийәтләргә уюштурулуватқанлиқиға аит хитай һөкүмәт тор бәтлиридә елан қилинған хәвәрләрни наһайити әтраплиқ анализ қилған. Униң көрситишичә, һәрқайси йәрлик органларда аяллар мәҗбурий һалда орунлаштурулуватқан “гирим қилиш вә чач ясаш курслири” мана шу сиясәтләрниң бир парчиси икән. Мәсилән, улуғчат наһийәси йеқинда бир хәвәр тарқитип, наһийә тәвәсидә йүздин ошуқ аялниң 20 күнлүк “йепиқ курс” қа қатнаштурулғанлиқини, уларниң бу ятақлиқ мәктәпләрдә гиримчилик вә чач ясашни өгәнгәндин сирт йәнә хитай тили вә қануни бойичиму дәрс алғанлиқини баян қилған. Тимусий мақалисидә бу һәқтә тохтилип “мана шуниңдин көрүнүп турудики, аялларниң гиримчилик вә чач ясаш курслири әмәлийәттә районда иҗра қилиниватқан “йиғивелиш-‛қайта тәрбийә мәркәзлири‚ гә вәкиллик қилиду,” дәп әскәрткән.

Апторниң баян қилишичә, “хитай һөкүмити уйғур аяллириниң әслидики кийиш усулини вә гүзәллик қаришини нормалсиз қилип көрситиш, униң орниға һөкүмәт тәрипидин сунулған ясиниш вә кийиниш усулини нормаллаштуруш усули арқилиқ районда ишғал қилинған милләтләрниң бәдән вә тәпәккуриға һаким болушни ишқа ашурмақчи болуп, хитай һөкүмәт кадирлириниң уйғур аяллирини алди билән тәқи-турқини өзгәртип андин у арқилиқ уларниң тәпәккурини өзгәртишкә болған ишәнчисиму чоңқур икән.”

Тәтқиқатчи һенрий шаҗескийму хитай һөкүмити уйғурларға қарита йүргүзүватқан “өзгәртип ясаш қурулуши” ниң еғирлиқини билдүрүп: “уйғурларға йүргүзүлүватқан өзгәртип ясаш һәрикити толиму қорқунчлуқ. Буниси интайин муқәррәр. Хитай һөкүмити һазир уйғурлар һаятиниң һәрбир саһәсини мутләқ контрол астиға алған бир вәзийәттә. Шуңа хитай һөкүмити биз уйғур миллий мәдәнийитини өчүрәләймиз, дәп өзигә ишиниватиду. Әлвәттә, һазирчә уйғур миллий мәдәнийитиниң келәчикигә баһа бериш қейин болуш билән тәң мән униң шараитқа қарап өзгиридиғанлиқиға, йәни пурсәт кәлгән тәқдирдә әслигә келидиғанлиқиға ишинимән. Чүнки һазир чәтәлләрдики уйғурлар арисида миллий мәдәнийәт ойғиниши күчлүк” дәп көрсәтти

Доктор тимусий грусму мақалисиниң ахирида бундақ усулниң илгири америка һөкүмити тәрипидин йәрлик индиян хәлқигә елип берилған болсиму, нәтиҗидә мәғлубийәт билән аяғлашқанлиқини баян қилип, мақалисини төвәндикидәк ахирлаштурған: “юқириқи бу тарих уйғурларға нисбәтән бир үмид, дәп қараймән. Чүнки улар өз қәлбидә миллий мәдәнийитигә, тилиға вә җуғрапийәлик йилтизлириға садиқ қалған муддәтчә уйғурлуқ қайтидин чечәк ачидиған, йәнә келип улар (уйғурлар) немини халиса шу тәриқидә гүлләйдиған заманлар келиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.