“иқтисадшунас” журнили: “уйғурларға зиянкәшлик қилиш инсанийәткә қарши җинайәттур”

Мухбиримиз нуриман
2020.10.16
meschit-sim-tosuq-kamera.jpg Мәсчитниң тамлириға қоюлған тәшвиқат байриқи, сим тосуқ вә бихәтәрлик камераси. 2018-Йили 6-сентәбир, қәшқәр.
REUTERS

Хәлқарадики нопузлуқ мәтбуатлардин болған “иқтисадшунас” журнилиниң бу һәптилик муқависи уйғурларға беғишланди. “уйғурларни қийнаш-кишилик һоқуқтики йәршариви кризис” дәп мавзу қоюлған бу муқавида йәнә нурғунлиған адәмләрниң ғайәт зор тикәнлик симларға санҗилип қалғанлиқи тәсвирләнгән бир парчә образлиқ рәсим арқилиқ уйғурларниң нөвәттики вәзийити образлиқ һалда йорутуп берилгән.

“иқтисадшунас” журнилиниң бу санида йәнә тәтқиқатчи адриян зенз тәминлигән санлиқ мәлумат асасида “уйғурларға қилиниватқан зиянкәшлик инсанийәткә қарши җинайәт” мавзулуқ бир парчә мақалиму елан қилинған. Мақалидә қәшқәр вилайити вә йәркән наһийәсидә 2019-йилиниң ахириғичә 880,500 балиниң ятақлиқ мәктәпкә орунлаштурулғанлиқи, бу санниң 2017-йилдин буян 383 миңға йеқин ашқанлиқи көрситилгән. .

Мақалидә көрситилишичә, йәркән наһийисиниң тәхминән 900,000 аһалиси бар болуп, йәттә яштин 12 яшқичә болған башланғуч мәктәп йешидики балилар тәхминән 100,000 дин артуқ икән. 2018-Йили бу оқуғучиларниң 9500 дин көпрәки “йәккә җапалиқ” яки “қош җапалиқ” дәп хатириләнгән. “йәккә җапалиқ” дегәнлик ата-анисиниң бири тутуп кетилгәнләрни, “қош җапалиқ” дегәнлик ата-анисиниң һәр иккилиси тутуп кетилгәнләрни көрситидикән.

Бу балиларниң һәммиси уйғурларниң балилири икән. Таҗик қатарлиқ милләтләрдин 11 бала бар икән. Улар омуми нопусиниң 1 гиму йәтмәйдикән. Мәлуматларға қариғанда, ата-аниси тутулуп кәткән бирму хитай бала йоқ икән.

Мақалидики санлиқ мәлуматлар бу райондики 15 яштин төвән болған 3 милйонға йеқин балидин тәхминән 250 миң балиниң ата-анисидин бири яки һәр иккисиниң тутуп кетилгәнликидин дерәк беридикән.

Хитайниң өзиниң һөҗҗәтлиригә қариғанда, ятақлиқ мәктәпләрниң нисбити пүтүн хитай бойичә изчил 5 пирсәнткиму йәтмәйдикән. Әмма уйғур районида ятақлиқ мәктәпниң кеңийиш нисбити 2019-йили 30 пирсәнттин ашқан.

Ятақлиқ мәктәпләр наһайити тез сүрәттә кеңәйгән. Уларниң көпинчисигә симлиқ бихәтәрлик ришаткилири орнитилған. Һәтта йәсли йешидики балиларму, бир нәччә айлиқ болған бовақларму ятақлиқ мәктәпләргә орунлаштурулған икән.

Адриян зенз әпәнди бу мәлуматлар һәққидә мундақ деди: “йеқинда байқиған ата-анилиридин айриветилгән балилар һәққидики учурларға қариғанда, ятақлиқ мәктәп вә дарилитамлар изчил көпәйгән. Хитай қариғанда қисқа муддәтлиқ тутуп тутушни узун муддәтлик йиғивелишқа өзгәрткән. Районни пүтүнләй ‛бесивелиш‚ әмәлгә ашқан болуп, хитай уйғур җәмийитини үнүмлүк һалда вәйран қилған.”

Хитай һөкүмити 2018-йили лагерларниң мәвҗутлуқини рәт қилип, уларни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атиған иди. Лагердин қутулуп чиққанларниң гуваһлиқ сөзлиригә қариғанда, лагеридикиләр һәр күни “ши җинпиң идийәси” дәрслирини өгәнгән. Лагерлар 24 саәт қаттиқ назарәт астида икән.

Адриян зенз әпәнди хитайниң хәлқараниң бесимиға қаримастин йәнә лагерларни вә балилар лагерлирини киңәйтиватқанлиқини ейтип, мундақ деди: “улар дуняға шинҗаңниң наһайити зор (2017-йилидин бири) өзгәргәнликини көрситишкә тиришти. Лекин санлиқ мәлуматлар (тутулғанлар һәқққидики) ешип барди, йеңидин лагерлар қурулди. ‛сақчи дөлити‚ уйғур районидики назаритини давамлиқ күчәйтти. Нөвәттики вәзийәткә қариғанда, бейҗиң у районни пүтүнләй контрол қилип болғандәк туриду.”

Адриян зенз әпәнди хәлқара җәмийәт уйғурларниң әһвалини узундин бири көзитип туруватқан болсиму, әмма муһаҗирәттики уйғур җәмийитиниң сиясий тәсири, иқтисадий күчи аҗиз болғанлиқи үчүн күчлүк дөләтләрниң әмәлий һәрикәт қоллинишиға тәсир көрситәлмәйватқанлиқини тәкитлиди.

Адриян зенз әпәнди хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушлириниң “ирқий қирғинчилиқ” даирисигә керидиғанлиқини тәкитлиди. Мәзкур мақалидә көрситилгән уйғурларниң балилирини ата-анилиридин айрип, хитай идеологийиәсидә вә һәтта хитай аилиридә биқиши “ирқи қирғинчилиқ” ниң асаслиқ бәлгилириниң бири икән.

У ахирида хәлқара җәмийәт хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилғанда, андин хитайниң сиясәтлирини өзгәртиш вә һәтта хитайниң кетңәймичилкини тохтитишқа йол ечилидиғанлиқини оттуриға қойди. У мундақ деди: “хитай аллибурун иқтисадта көп чиқим тартти, лекин бипәрва қияпәттә туруватиду. Йеқин мәзгилдә буниң наһайити конкрет нәтиҗисини көримиз. Әгәр хәлқара уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумни ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп елан қилса, пүтүн дөләтләр хитайға ембарго йүргүзүши керәк. Хитай барлиқ әза болған органлардин чекиндүрүлиду. Хәлқаралиқ сода килишимнамилири бикар қилиниду. Сиясий җәһәттин хитайниң қилмишлири әйиблиниду. Хитайниң тәвәликигә керип, уйғурларни қутқузидиған һечқандақ бир система яки орган йоқ. Лекин хитайни иқтисадий, сиясий вә дипломатик җәһәтләрдин йетим қалдуруш арқилиқ хитайниң зулумини тохтитишқа болиду, дәп қараймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.