Уйғур милярдер әлиҗан ибраһимофниң мейити қирғизистанниң тоқмақ шәһиридә дәпнә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2021.02.04
Уйғур милярдер әлиҗан ибраһимофниң мейити қирғизистанниң тоқмақ шәһиридә дәпнә қилинди Оттура асия дөләтлиридә тонулған уйғур милярдер әлиҗан ибраһимофниң мейитини узитиш мурасимидин көрүнүш. 2021-Йили 4-феврал, қирғизистан.
RFA/Féruze

4-Феврал күни қирғизистанниң тоқмақ шәһиридә оттура асия дөләтлиридә тонулған уйғур милярдер әлиҗан ибраһимофниң мейити йәрликкә қоюлди. Мәрһумниң җинази намизиға қирғизистанда тонулған сиясәтчиләрдин өмүрбәк бабаноф, иса өмүрқулоф, президетлиққа намзат көрситилгән шәхсләрдин канат исайеф вә аймен касеноф, чу вилайитиниң валийси мирбек мияроф, қирғизистан алий кеңишиниң әзаси пәрһат тулендибайеф, қирғизистан җумһурийитниң баш муптиси мәқсәтбәк токтомушеф, тоқмақ шәһириниң һөкүмәт башчиси данияр амангелидийеф, тоқмақ шәһәрлик кеңәш әзалири вә пуқралар болуп, 2 миңдин ошуқ киши қатнашти.

Оттура асия дөләтлиридә тонулған уйғур милярдер әлиҗан ибраһимофниң мейитини узитиш мурасимидин көрүнүш. 2021-Йили 4-феврал, қирғизистан.

Мәрһумниң җиназа намизиға йәнә қошна қазақистандин тонулған шәхсләр билән бир қисим карханичиларму келип қатнашти.

2019-Йил “форбес” журнили әлиҗан ибраһимофниң байлиқини 2 милярд 300 милйон америка доллири дәп елан қилған һәмдә 2020-йили уни қазақистандики әң бай 5 карханичиниң бири қатариға киргүзгәникән. Әлиҗан ибраһимофниң явро-асия ениргийә ширкитидә 20. 7 Пирсәнт пейи бар икән.

Игилинишичә, әлиҗан ибраһимоф 1953 йили өзбекистанда туғулуп, яш-өсмүрлүк йиллири тоқмақ шәһиридә өткән. Ата тәрәп туғқанлириму шу шәһәрдә олтурлашқан. Әлиҗан ибраһимоф өз юрти тоқмақ шәһириниң тәрәққиятида муһим рол ойниған икән.

Радиомиз зияритини қобул қилған тоқмақ шәһириниң алий кеңәш әзаси вә туңган җәмийитиниң сабиқ рәиси гайсир ваншу, көзлири нәмләнгән һалда “әлиҗан ибраһимофниң вапати тоқмақ шәһири үчүн чоң йоқутуш болди.” деди.

У йәнә мундақ деди: “бүгүн аҗайип бир қайғулуқ күн болди, бу кишиниң аримиздин кәткәнлики чоң бир йоқитиш, чүнки әлиҗан ибраһимоф алийҗанап, мәрт, юқири дәриҗилик бир тонулған карханичи иди. Тоқмақ шәһири үчүн нурғун яхши ишларни қилған иди. Мәсилә, йол ясаш, дохтурханиларға йеңи давалаш үскүнилири елип бериш, коча чирақлирини орнитиш, моһтаҗ аилиләргә маддий ярдәм бериш, ахириқи алтә йил давамида 1940-йиллардики натсист германийәсигә қарши урушқа қатнашқанларға миң доллардин совғат берип турған иди. У йәнә яш тиҗарәтчиләрни қоллап, мәслиһәт қилип уларғиму ярдәм қолини сунған иди. Мәрһум һеч қачан милләт яки диний асаста кишиләрни бөлмигән иди. У әхлақлиқ вә исил хисләтлиқ адәм иди. Униң сахавәтлик ишлири тоқмақлиқларниң юрәклиридә мәңгү өчмәйду.”

Игилинишичә, мәрһум әлиҗан ибраһимоф 2020-йилниң март ейида корона вируси кисели қирғизистанда пәйда болғанда, дәрһал тоқмақ шәһәрлик дохтурханиларға керәклик аппаратларни елип бәргән, авғуст ейида үч данә җиддий қутқузуш машинисини совғат қилған икән. У яш балилар үчүн “шуңқар” тәнтәрбийә кулубини қурған, тоқмақ шәһириниң асаслиқ кочлирини ремонт қилдуруп вә чирақлар орнатқан. Моһтаҗ аилиләргә маддий ярдәм бәргән, һәтта бәзиләргә өй сетивелип көчүрүп қойған.

Әлиҗан ибраһимоф тоқмақ шәһиридики уйғур җамаити үчүн уйғур дияридики қәшқәр шәһиридин он йүрүш миллий кийим-кечәкләр сетивелип, совғат қилған һәмдә яшларни қоллаш үчүн нурғун тәнһәркәт мусабиқилири уюштурған. Әлиҗан ибраһимофниң намидин йәнә тоқмақ шәһиридики икки мәсчиттә миллий вә әнәнивий нәзир-чирақларни өткүзүш үчүн биналар қурулуп вә керәклик буюмлар сетилип берилгән. Һәр йили рамизан айлирида иптар паалийәтлири өткүзгән.

Радийомиз зияритини қобул қилған қирғизистан җумһурийитниң баш муптиси мәқсәтбәк токтомушев, әлиҗан ибраһимофниң қирғизистан җумһурийитниң иқтисадиға чоң һәссә қошқанлиғини тилға елип, мундақ деди:

“әлиҗан ибраһимофни пүтүн дуня тонуйду. Бу киши пүтүн қирғизистан пуқралириға ярдәм көрсәткән, мәмликәткә чоң һәссиләрни қошқан. Шәхсән мән өзүм нурғур иптарлириға вә башқа сахавәтлик паалийәтлиригә қатнишқан идим. Бу киши һәқиқәтәнму вәтәнпәрвәр, өз юртиға күйгән кишиләрдин бирси иди. Бүгүн биз һәм шаһид болуватимиз, мәрһум чәт мәмликәттә җан үзгән болсиму, баллириға нәсиһәт қилип, өз вәтинидә дәпнә болушини истигән. Бүгүн мәрһумни ахириқи сәпиригә узитиш үчүн миңлиған кишиләр келишти. Мәрһумниң роһи җәннәтә болсун, қәбриси хәйирлиқ болсун! һаят шундақ икән, биз һәммимиз бу дунядин кетимиз. Биз үчүн униң роһи үлгә болуш керәк, мана бүгүн қазақстанниң биринчи президенти нурсултан назарбайеф, вә һазирқи президенти токайеф вә башқилар өз тәзийәлирини билдүришти. Чүнки мәрһум пәқәт қирғизистанға әмәс, бәлки қазақстанға вә башқа әлләргә чоң хизмәтләрни көрсәткән вә сахавәтлик ишларни елип барған киши иди.”

Мәлум болушичә, әлиҗан ибраһимоф корона вируси билән юқумлинип, белгийәдә 3-феврал күни аләмдин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.