Фирансийәдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш бойичә иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2022.01.18
Фирансийәдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш бойичә иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзүлгән Фирансийә парламентида өткүзүлгән “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнашқан лагер шаһитлири. 2022-Йили 17-январ.
RFA/Uyghur'ay

17-январ күни явропа уйғур институти билән франсийә сотсиял партийәси бирликтә франсийә парламентида “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлгән.

Мәзкур йиғинға франсийәдики бир қисим парламент әзалири, мухбирлар һәмдә франсийәдә турушлуқ лагер шаһитлиридин гүлбаһар җелилива билән гүлбаһар хетиваҗи, шундақла голландийәдә турушлуқ лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ билән өмәр бекали қатарлиқ көп санда киши қатнашқан.

Гуваһлиқ аңлаш йиғини наһайити қизғин шәкилдә давамлашқан болуп, лагер шаһитлири өзлириниң хитай җаза лагерлирида көргән-билгәнлирини йиғин әһлигә аңлитип, уларниң күчлүк диққитини қозғиған. Мухбирлар бәс-бәстә соаллар сориған.

Фирансийә парламентида өткүзүлгән “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһиси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 17-январ.
Фирансийә парламентида өткүзүлгән “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһиси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 17-январ.

Йиғинға йәнә фирансийә ахбарат агентлиқи, фирансийә чиқидиған “дуня гезити”, фирансийә хәлқара радийоси қатарлиқ таратқуларниң мухбирлири қатнашқан. Униңдин башқан йәнә нетфликс (NetFlix) филим қанили, фирансийәдики уйғурларни қоллаш гурупписи вә уйғур мәсилиси бойичә бир қисим мутәхәссисләр тор арқилиқ иштирак қилған.

Америкадики “коммунизм қурбанлири фонди җәмийити” ниң тәтқиқатчиси адриян зенз әпәндиму тор арқилиқ бу йиғинға қатнишип, уйғурлар һәққидә доклат бәргән.

Франсийә сотсиял партийәсиниң рәиси оливер фоғ әпәнди “уйғур ирқий қирғинчилиқини етрап қилиш қарар лайиһәси” һәққидә мухбирларға чүшәндүрүш бәргән. Радийойимиз зияритини қобул қилған фирансийә уйғур бирликидин сүбһи ярмуһәммәт әпәнди, тәтқиқатчи адриян зензниң бу йиғинда уйғурлар тоғрилиқ бәргән доклатиниң мәзмунини тонуштуруп өтти.

Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимму зияритимизни қобул қилип, франсийә парламентида өткүзүлгән бу қетимқи гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш паалийитиниң интайин үнүмлүк болғанлиқини билдүрди.

Фирансийә парламентида өткүзүлгән “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнашқан лагер шаһитлири доктор дилнур рәйһан ханим билән. 2022-Йили 17-январ.
Фирансийә парламентида өткүзүлгән “иккинчи қетимлиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ ни етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида гуваһлиқ аңлаш вә мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнашқан лагер шаһитлири доктор дилнур рәйһан ханим билән. 2022-Йили 17-январ.

Игилишимизчә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарар лайиһәси” 20-январ күни франсийә парламентида авазға қуюлдикән.

Мәлумки, һазирғичә америка әнглийә, канада, голландийә, литва,

Белгийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған иди. Әгәрдә франсийәму мушундақ бир қарарни чиқарса, хәлқар җәмийәттә хитайға болған бесим вә қаршилиқлар йәниму күчийидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.