Берлиндики хитай әлчиханиси билән бранденбург мәйданида уйғур зиялийлириниң қисмити аңлитилди
2023.02.24

Уйғур елидики еғир сиясий бастуруш вә қирғинчилиқ хәлқараниң күн тәртипкә келиватқан бүгүнки күндә қаттиқ зиянкәшликкә учриған кишиләрниң уйғур җәмийитидики зиялийлар икәнлики чәтәлдики көп қисим кишиләр тәрипидин яхши билинмәй кәлмәктә. Бу хил реаллиқни нәзәрдә тутқан “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәр җан әпәндиниң уюштуруши билән 2-айниң 22-23-күнлири германийә пайтәхти берлиндики хитай әлчиханиси билән бранденбург мәйданида өткүзүлгән рәсим көргәзмисидә уйғур зиялийлириниң ечинишлиқ қисмәтлирини техиму көп кишигә аңлитишқа тиришмақта.
Бу һәқтә нәқ мәйданда туруп зияритимизни қобул қилған әнвәр җан әпәнди, уйғур зиялийлириниң паҗиәсини мәркәз қилған бу қетимқи көргәзмә һәққидә қисқичә тохтилип өтти. У, бу көргәзмигә кесиветилгән вә лагерларға қамалған абдуқадир җалалидин, пәрһат турсун, абләт абдурешит бәрқи қатарлиқ 50 әтрапида уйғур зиялийсиниң рәсимлирини чоңайтип, астиға қисқичә чүшәндүрүш йезип 22-февралда хитайниң германийәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдиға тизип көргәзмә қилғанлиқини, 23-феврал күни болса берлиндики бранденбург мәйданида көргәзмә қилғанлиқини тәкитлиди.
Әнвәр җан әпәнди алди билән хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән көргәзмә һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “22-феврал чаршәнбә күни берлиндә хитай әлчиханиси алдидики наразилиқ намайишимизни қайта башлидуқ. Өткән йили 9-декабир күни тунҗи қетим тутқун қилинған лагерға соланған наһәқ җазаға һөкүм қилинған, йоқап кәткән зиялийлардин 50 кишиниң рәсимлири билән наразилиқимизни билдүргәнидуқ. Әмди йәнә миюнхендин келип хитай әлчиханиси алдиға 50 зиялийниң сүритини есип уларниң тәқдирини, ақивитини вә хитай хәлқиниң хәлқимизгә қарши ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини мәзмун қилған тәшвиқат варақчилирини тарқаттуқ”.
23-Февралдики паалийәт берлин шәһиридики әң қайнақ саяһәт нуқтиси болған бранденбург дәрвазиси әтрапидики аммиви мәйданда өткүзүлгән болғачқа, униңға қизиққучиларму көп болған. Мәзкур мәйдан әтрапида дөләт идарилириму орун алған болуп, бу мәйдандин өткән нурғун кишиләр көргәзмә арқилиқ уйғурларниң қандақ кризисларға дуч келиватқанлиқи һәққидики мәлуматларни аңлиған. Дуня уйғур қурултийиниң берлиндә турушлуқ ишханисиниң мәсули ғәюр қурбан әпәнди нәқ мәйдандин бизгә бу һәқтә мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “бүгүн 2-айниң 23-күни германийәниң пайтәхти берлин шәһириниң мәркизигә җайлашқан саяһәтчиләр әң көп келидиған вә һөкүмәт идарилири җайлашқан бранденбург дәрвазиси алдида хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ аңлитилған көргәзмә өткүзүватимиз. Болупму уйғур зиялийларниң қисмитини аңлитиш арқилиқ дуня җамаәтчиликиниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүшкә тиришиватимиз”.
Берлиндики бранденбург мәйданида өткүзүлүватқан уйғур зиялийларниң қисмити аңлитилған көргәзмини көргәндин кейинки тәсиратлирини баян қилған франсуз саяһәтчи зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән фирансийәдин берлингә саяһәт қилғили кәлдим. Бу көргәзмини көрдүм. Уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләрдин көңлүм йерим болди. Кишилик һоқуқи тоғрисида елип бериливатқан хизмәтләргә рәһмәт ейтимән. Уйғурларниң яхши күнләргә еришишини, адаләткә игә болушини тиләймән”.
Мәлум болушичә, бу қетимқи паалийәтни бундин кейинму давамлиқ өткүзүш пилан қилиниватқан болуп, униң уйғур дияридики қирғинчилиққа қарши болған тәдбирләрниң оттуриға чиқишиға азрақ болсиму түрткә болуши үмид қилинмақтикән. Әнвәр җан әпәнди бу көргәзмини өткән йили 8-айда миюнхенда башлатқанлиқини, үч айдин буян берлиндә өткүзүватқанлиқини, бундин кейин германийәниң башқа шәһәрлиридиму өткүзүшни пиланлаватқанлиқини илгири сүрди.