“уйғур тебабити хәлқара санаәт бағчиси” хитай үчүн “козир” , уйғур тебабити үчүн “хирис” му?
2024.09.03
Нөвәттә, хитай һөкүмитиниң уйғур тебабитини “хитайдики 4 чоң миллий тебабәтниң бири” дегән нам астида, уни хәлқаралаштурушқа йүзләндүрүп, уйғур тебабәт доригәрликиниң хәлқара базардики сода еһтияҗи вә зор тәрәққият истиқбалға игә болуштәк бошлуқидин пайдилинип, уни өзиниң иқтисадий мәнпәәт яритидиған “козири” ға айландуруватқанлиқи билинмәктә.
“хитай күндилик хәвәрләр тори” ниң хәвәр қилишичә, 28-авғуст күни үрүмчи йеңи шәһәр юқири техника районида уйғур елидики әң чоң дора санаити бағчиси қурулуш түри: “шинҗаң уйғур доригәрлик чәклик ширкити хәлқара санаәт бағчиси” ниң ул селиш мурасими өткүзүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу қурулушқа 5 милярд йүән (тәхминән 704 милйон 374 миң америка доллири) мәбләғ селинған болуп, санаәт бағчиси түриниң омумий қурулуш көлими 300 миң кивадрат метирдин ашидикән, һәмдә қурулушниң тамамлиниши үчүн 6 йилдин 8 йилғичә вақит сәрп қилинидикән.
2017-Йили башланған уйғур елидики зор тутқунда уйғур тебабити саһәсидики сәрхилларму тутқун нишани қилинип, уйғур әнәниви тебабити саһәси зор давалғушқа дуч кәлгәниди. Ваһаләнки, хитай һөкүмитиниң бүгүнки күндә уйғур тебабәт дорилириниң хәлқара базардики зор тәрәққият пурсити болуштәк бошлуқидин пайдилинип, уни хәлқаралишишқа йүзләндүрүшни күчәйтиши җиддий диққәт қозғимақта.
Һазир түркийәдә яшаватқан вә уйғур тебабәтчилики кәспидики төһпикарларниң бири, уйғур тебабәт илмий җәмийитиниң мудири, мудир вирач мутәллип ели һаҗи әмчи бу һәқтики әндишилирини аңлармәнләр билән ортақлашти. У инкасида, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур тебабити доригәрлик саһәсигә юқири мәбләғ селиш вә ечиш салмиқини үзлүксиз ашурушиниң уйғур әнәниви тебабити саһәсигә елип келидиған хирислири һәққидә өз қаришини баян қилди.
Мәзкур хәвәрдин қариғанда, бу санаәт түри рәқәмлик юқири техникилиқ башқуруш системисиға игә йеңилиқ яритиш әвзәлликлири билән хитай миллий тебабәтчилик саһәсидики биринчи дәриҗилик кәспи үлгә бағчиси болуп һесаблинидикән. Шуниңдәк, уйғур елидики тәтқиқат, ишләпчиқириш, сетиш, хам әшя обороти вә “мәдәнийәт намаян қилиш” бирләштүрүлгән тунҗи алий дәриҗилик йешил әқлий иқтидарлиқ санаәт бағчисиға айлинидикән.
Түркийәдә уйғур тебабити вә доригәрлики һәққидә тәтқиқат елип бериватқан тәҗрибилик тевип шәмшинур абдуғопур ханим, уйғур әнәниви тебабити дорилириниң юқири пән-техникилиқ усул бойичә пишшиқлап ишләпчиқиришниң әнәниви услубтики уйғур тебабитиниң давалаш үнүми вә ролиға тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп, өз пикрини шәрһләп өтти.
Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, уйғур тебабити хитайдики 4 чоң миллий тебабәтниң бири дәп җар селинған болуп, пирофессор мутәллип ели һаҗи әмчи буниңға қарита қаттиқ наразилиқини билдүрди. У мундақ деди.
Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә бирдәк һалда хитай миллий тебабәтчилик санаәт үлгә бағчисидин ибарәт бу түр арқилиқ техиму көп вә техиму яхши болған хитай миллий тебабити дора мәһсулатлириниң дуняға тонулуши вә инсанларниң сағламлиқиға мулазимәт қилидиғанлиқи һәққидә давраң селинған. Шуниңдәк, қурулуш тамамланғандин кейин данчә, капсул, суюқлуқ қатарлиқ шәкилләрдә һазирлинидиған уйғур тебабити дорилириниң ишләпчиқириш линийәсиниң 53 кә, мәһсулат ишләпчиқириш иқтидариниң 24 милйондин 400 милйон қутиға қәдәр йәткүзүлидиғанлиқи тилға елинған.
Америка коломбийә университетиниң теббий мутәхәссиси доктор мәмтимин әпәнди бу һәқтики сөһбәткә дахил болғинида, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башлап доктор халмуратқа ғопурға охшаш уйғур тебабити саһәсидики сәрхилларни бастуруш билән бир вақитта, уйғур тебабити илмий саһәсидики патент вә тәтқиқат түрлириниң хитай даирилири тәрипидин тартивелинип, талан-тараҗ қилишқа учриғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә, хитайниң әксичә, нөвәттә “уйғур тебабити” байриқини көтүрүп, аталмиш “хәлқара санаәт бағчиси” қуруш арқилиқ өзиниң мәнпәәтигә чоғ тартиватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди.
Дәрвәқә, нәччә миң йиллиқ узун тарих һәм өзигә хас давалаш услубиға игә уйғур әнәниви тебабитиниң бүгүнки күнлүктә хитай һөкүмитиниң талан-тараҗ қилишиға учриши муһаҗирәттики уйғур тебабити саһәсидики кәсип әһлилири вә мутәхәссисләрниң күчлүк наразилиқини қозғимақта. Буниң билән тәң йәнә, уларниң уйғур тебабитиниң кәлгүси тәрәққият истиқбали һәққидики түрлүк әндишилирини қозғимақта.