Мутәхәссисләр: хитайниң уйғур тили маарипини чәклиши уйғурларни йоқ қилиш сияситиниң бир қисмидур

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.06.17
ana-til-tor-yighini.jpg 16-Июн өткүзүлидиған “уйғур тили дуч келиватқан мәсилиләр вә уни һәл қилишниң усуллири” темисида доклат бериш тор йиғини тоғрисидики елан.
RFA/Erkin Tarim

Һәр йили дуняниң һәр қайси җайлирида дуня уйғур ана тил байрими һәр хил паалийәтләр билән дағдуғилиқ өткүзүлмәктә. Лекин бу йил корона вирусидин түпәйлидин йиғилишлар чәкләнгән болғачқа син көрүнүш арқилиқ “уйғур тили дуч келиватқан мәсилиләр вә уни һәл қилишниң усуллири” темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди. Йиғинда америкадики уйғур зиялийлиридин доктор қаһар барат әпәнди, қазақистандики абай университети оқутқучиси доктор руслан арзийеф әпәнди вә әнқәрәдики һаҗи байрам университетида уйғур әдәбияти бойичә магистирлиқни пүттүргән мәхмутҗан ясин әпәндиләр уйғур тили дучар болуватқан хирислар, хитай немә үчүн уйғур диярида ана тилда маарипни чәклиди? уйғур тилини қоғдап қелиш үчүн чәтәлдики уйғурлар немиләрни қилиши керәк? дегән темиларни чөридигән һалда көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Доклат бериш йиғини ахирлашқандин кейин йиғинға иштирак қилған мутәхәссисләр, бу йиғинни көргән оқуғучилар вә уйғур тәтқиқат институти мудири доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Ундақта тилниң миллий кимликниң шәкиллинишидики роли немә? тил пәқәтла инсанлар оттурисидики алақә васитиси болупла қалмастин, бир милләтниң мәдәнийити вә мәвҗудийити дегән болиду. Бир тил йоқ болса у милләтму йоқ болиду. Қазақистандики абай университети уйғур тили оқутқучиси доктор руслан арзийеф әпәнди бу хил қараштики мутәхәссисидур. У тилниң миллий кимликниң шәкиллинишидә ачқучлуқ рол ойнайдиғанлиқини билдүргәндин сирт, қазақистан уйғурлириниң ана тилни тәрәққий қилдуруш әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

Син көрүнүш арқилиқ елип берилған “уйғур тили дуч келиватқан мәсилиләр вә уни һәл қилишниң усуллири” мавзулуқ муназирә йиғинида йәнә нуқтилиқ һалда тилниң сиясәттики ролиму оттуриға қоюлди? йиғин ахирида бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән мәхмутҗан ясин әпәнди сиясәттә тилниң бир милләтниң юмшақ күчи һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди.

Йиғинда мутәхәссисләр муһаҗирәттики уйғурларниң ана тилни қоғдап қелиш үчүн қилишқа тегишлик хизмәтләр тоғрисидиму тохтилип, уйғурлар олтурақлашқан дөләтләрдә уйғур мәһәллиси қуруш, ана тил мәктипини омумлаштуруш, уйғурчә дәрслик китабларни түзүш, ата-аниларниң балилириға уйғурчә өгитишкә алаһидә әһмийәт бериши керәклики қатарлиқлар тәкитләнди.

Бу син көрүнүш арқилиқ елип берилған паалийәтни уюштурған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип уйғурлар сиясий, иқтисадий, маарип, диний етиқад вә өрп вә адәт җәһәттин бесимға учрапла қалмастин тилиниңму бесимға учраватқанлиқини, тилни қоғдап қелишниң уйғур миллитини қоғдап қелиш икәнликини, шуңа уйғур институтиниң дуня уйғур тил байрими мунасивити билән бу йиғинни чақирғанлиқини баян қилди.

Әнқәрәдики һаҗи байрам университети һазирқи заман уйғур әдәбияти бойичә магистирлиқни пүттүргән мәхмутҗан ясин әпәнди хитайниң уйғур тилини чәклишидики мәқситиниң уйғур миллитини йоқ қилиш икәнликини оттуриға қойди.

Йиғинни баштин ахир көргән әнқәрә университети докторанти ели мәмәт әпәнди йиғинниң яхши өткәнликини йеңи мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийи 2015-йили 5-айниң 22-күни рәсмий баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур тилини йоқ қилиш сияситигә наразилиқ билдүрүш, муһаҗирәттики уйғурларни ана тилини қоғдап қелишқа сәпәрвәр қилиш үчүн һәр қайси дөләтләрдә 6-айниң 15-күни һәр түрлүк хатириләш паалийәтлирини елип беришқа чақириқ қилғаниди. Шу чақириққа бинаән уйғурлар, дуня уйғур ана тил байриминиму һәр хил шәкилдә өткүзүшкә башлиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.