Мәхсус сөһбәт: уйғур тили вәтәндин йирақ тупрақларда көклимәктә
2022.12.13
Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқи қирғинчилиқи кәлтүрүп чиқириватқан кризисларниң ешишиға әгишип, муһаҗирәттики уйғурлар вә мәхсус уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан тәтқиқатчилар арисида уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қилиш вә раваҗландурушниң тәхирсизлики һәққидики садалар күнсери күчәймәктикән.
Мәлум болушичә дунядики әң даңлиқ университетлардин бири болған америкадики харвард университетида чағатай уйғур тили мәхсус дәрслик қилип өтүлидикән. Оттура асия тиллири тәтқиқати бойичә алдинқи қатардики университетларниң бири болуп һесаблинидиған индиана университетида һазирқи заман уйғур тили сиситемилиқ өтүлгили хили узун йиллар бопту. 2011-Йилидин башлап вискансен университети мәркизи явро-асия тәтқиқат мәркизи язлиқ институтиниң орунлаштуруши билән һәр йили язлиқ тәтилдики сәккиз һәптилик оттура асия тиллири оқу-оқутуш программисида уйғур тилиму өтүлүп кәлмәктә. Буниңдин башқа канзас университети қатарлиқ башқа даңлиқ университетлардиму уйғур тили оқутуш программиси таллап оқуйдиған дәрсликләр қатаридин орун алған.
Хитай һөкүмити аталмиш “мәдәнийәт қурулуши” арқилиқ уйғурларниң тили вә мәдәнийитини чәкләп, тарихини бурмилап уйғурларни очуқтин очуқ хитайлаштурушқа урунуватқан мушундақ җиддий пәйттә америкада күчийиватқан уйғур тили оқутуши муһаҗирәттики уйғурларниң өз кимликини сақлап қилишқа вә өз мәдәнийитини раваҗландурушқа болған ишәнчини ашурған.
Биз америкадики уйғур тили оқутуш программилириға аит техиму тәпсилийрәк мәлуматқа еришиш үчүн харвард университети шәрқий асия тил вә мәдәнийәт бөлүминиң оқутқучиси доктор гүлнар әзиз ханим вә индиана университети мәркизи явро-асия тәтқиқати факултетиниң профессори гүлниса назарова ханимларни бүгүнки программимизға тәклип қилдуқ.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.