“уйғур сот коллегийәси” ниң 2-қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини дуняниң диққитини уйғурларға қаратти

Мухбиримиз нуриман
2021.09.10
“уйғур сот коллегийәси” ниң иккинҗи қетимлиқ вә шундақла ахирқи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини 10-сентәбир рәсмий башланди.
Social Media

Даңлиқ кишилик һоқуқ адвокати җеффирий найис башчилиқида әнглийә пайтәхти лондон шәһиридә қурулған “уйғур сот коллегийәси” ниң иккинҗи қетимлиқ вә шундақла ахирқи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини 10-сентәбир рәсмий башланди. “уйғур сот коллегийәси” адвокати һамид саби мәзкур йиғинға җәми 27 мутәхәсис вә сәккиз гуваһчиниң қатнишидиғанлиқини уқтурди.

“уйғур сот коллегийәси” ниң тор бетидики мәлуматларға қариғанда, “уйғур сот коллегийәси” һечқандақ маддий пайда алмайдиған йәттидин артуқ адвокат вә мутәхәссисләрдин тәркиб тапқан бир сот коллегийәси икән. Мәзкур сот коллигейәси һечқандақ бир дөләт, тәшкилатқа бағлиқ болмиған мустәқил сот коллегийәси болуп, әзалириниң уйғурларниң һоқуқини қоғдайдиған сиясий паалийәтчиләр әмәслики алаһидә әскәртилгән.

Җеффирий найис әпәнди йиғинниң ечилиш сөзидә “уйғур сот коллегийәси” ниң мәқсити һәққидә тохталди. Униң ейтишичә, мәзкур мустәқил сот коллегийәсиниң мәқсити бу йил 4-июн күнидин 7-июн күнигичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини вә нөвәттә өткүзүливатқан иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида топланған хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә даир дәлил-испатларға тайинип, хитай һөкүмитиниң “ирқий қирғинчилиқ” җинайити үстидин қарар чиқириш икән.

Иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини йиғин күнтәртипи бойичә лондон вақти чүштин бурун саәт тоққузда башланди. Алди билән австралийәлик меһриай мезенсоф ханим хитай һөкүмити тәрипидин 25 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған йолдиши мирзат таһир һәққидә гуваһлиқ бәрди. Униң ейтишичә, йолдиши мирзат таһир тунҗи қетим 2017-йили 4-‍айда тутқун қилинған вә униң ‍өткән йили 9-айда 3-қетим қайта тутқун қилинип, бу йил 4-айда 25 йиллиқ кесилгән.

У йәнә мундақ деди: “йолдишимдин вә башқа гуваһчилардин аңлишимчә, улар (түрмидә вә яки лагерда) өзиниң кимликини, динини, мәдәнийитини инкар қилишқа мәҗбур қилинидикән. Йәни уларни хитайлаштурушқа урунидикән.”

Мәзкур сот коллегийәсиниң адвокатлири вә мутәхәссисләр миһриай ханимдин йолдиши һәққидә вә йолдиши тутуп турулуватқан түрмә сиситемиси һәққидә наһайити инчикә суалларни сорашти.

Униңдин кейин японйәдә турушлуқ халмәт розахун юртидики акиси арқилиқ хитай даирилидин тапшурувалған хитайниң видейолуқ тәһдити һәққидә гуваһлиқ бәрди. Халмәт әпәнди хитайниң чәт әлләргә созулған қара қоли арқилиқ өзигә охшаш муһаҗирәттики уйғурларға һәр түрлүк бесим қеливатқанлиқни билдүрди.

Униңдин кейин мутәхәсисиләрдин йиллардин бири уйғурлар һәққидә тәкшүрүш вә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан уйғур кишилиқ қурулушиниң тәтқиқатчиси доктор әлис андерсон гуваһлиқ бәрди. Доктор әлис андерсон UHRP ниң 2020-йилдики “идийәви өзгәртиш” доклатида хуласиләнгән мәзмунлар һәққидә тохталди. Мәзкур доклат хотәнниң қарақаш наһийәсидики кәң көләмдә тутқун қилиш һәққидә ашкариланған һөҗҗәтләрни асас қилған икән.

У мундақ деди: “хотәнниң қарақаш наһийиәсидики бостан йзисидинла 311 киши тутулған. Тутулған кишиләрниң һәммиси уйғур. Хитай даирилири ‛уйғурлар әркин‚ дәп тәшвиқ қиливатиду, лекин уйғурлар әркин әмәс.”

Әлис ханимдин кейин шефилд университетиниң шәрқий асия тәтқиқати оқутқучиси дәвид тобин әпәнди хитайниң уйғур районида уйғурларни асас қилған түркий милләтләргә қаритилған җинайи қилмишлириниң қурулмиси һәққидә тохталди. У биңтүән- “шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш армийәси” ниң роли вә бу райондики уйғурларға қаритилған бастуруш сиясәтләрни қандақ йолға қойғанлиқини чүшәндүрүп бәрди.

Адвокат вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси тең бяв әпәнди хитайниң тарихитин буянқи кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә аз санлиқ милләтләргә йүргүзүватқан зиянкәшликлири һәққидә тохталди. У җаза лагерлири, аталмиш ‛кәспий тәрбийәләш мәркәзлири‚ ниң һәммисдә һәр хил қийнаш усуллирниң мәвҗутлуқини, лекин уйғур районидики җаза лагерлириниң әң вәһший орунлар икәнликини, бу җайларда басқунчилиқ вә җинсий хорлаш түрлириниң омумиййүзлүк мәвҗутлуқини тәкитлди.

Йеқинда нәширдин чиққан “қизил қиямәт” намлиқ китабниң аптори абдулһәким идрис әпәнди хитайниң ислам дунясини мустәмликә қилиши вә уйғур қирғинчилиқи һәққидә мәлумат бәрди. У хитайниң ислам әллиригә мәбләғ селиш арқилиқ уларниң уйғур мәсилисигә қарита “сүкүт қилиши” ни сетивалғанлиқини мисаллар билән шәрһийләп өтти.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң тәтқиқатчиси мая ваң ханим пәқәт авазлиқ гуваһлиқ бәрди. У уйғур районидики кәң көләмлик назарәт қилиш сиситемиси болған “универсал бирләшмә мәшғулат суписи (IJOP)” һәққидә гуваһлиқ бәрди. Униң ейтишичә IJOP системиси мәхсус уйғурларниң санлиқ мәлуматлирини йиғиш вә сақлашқа ишлитилидикән. У хитай һакимийитиниң қандақ қилип, юқири техникалиқ назарәт сиситемиси арқилиқ уйғурларни контрол қилип, уйғур районни үсти очуқ түрмигә айландурғанлиқини тәпсилий чүшәндүрди.

У йәнә мундақ деди: “һәр бир уйғур өзиниң ‛гунаһсиз‚ лиқи испатланғанға қәдәр ‛гунаһкар‚ дәп қаралған.”

Йиғин күнтәртипи бойичә әң ахирида гуваһлиқ бәргүчи америка-хитай мунасивити һәққидики тәтқиқатлар нәшр қилинидиған тор журнили “хитай һөҗҗәтлири” (ChinaFile) ниң алий муһәррири җесика батке ханим болуп, у хитай компартийәсиниң омумий қурулмиси һәққидә инчикә мәлумат бәрди.

У йәнә мундақ деди: “уйғур районидики хитай компартийәсиниң йоқири дәриҗилк органлирида уйғур кадирларға орун йоқ. юқири орунларниң һәммисидә хитайлар һоқуқ тутиду. Бу узундин буян давамлишип келиватқан адәт. Униңдин башқа, ата-анисиниң һәр иккиси лагерда тутуп турулған балилар ятақлиқ мәктәпкә елип кетилиду. Хитайниң башқа һечқандақ җайлирида бундақ ятақлиқ мәктәп йоқ. Бу пәқәт уйғур тилини чәкләп, уйғур балилириниң пәқәтла хитайчә сөзлишигә капаләтлик қилишни мәқсәт қилған бир система. Аталмиш ‛намратлиқтин қутулдуруш‚ һәрикити пәқәт мәҗбурий әмгәкниң бир хил шәкли. Кишиләр лагерларға әвәтилиду, андин завутларда ишлитиду.”

Гуваһлиқ беришкә қатнашқанлардин “уйғур сот коллегийәси” ниң адвокатлири вә мутәхәссисиләр тәрәпсиз һалда наһайити инчикә суалларни сорашти. Гуваһлиқ бәргүчиләр һәр бир суалға әстайидил җаваб бәди.

“уйғур сот коллегийәси” ниң биринчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзүлүштин бурун уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бейҗиңда мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини ечип, “уйғур сот коллегийәси” гә һуҗум қилған иди. 9-Сентәбир уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити йәнә бейҗңда “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисидики 54-қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини” өткүзгән. Йиғинда уйғур аптонум районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси шү гүйшяң сөз қилип: “америка башлиқ ғәрб дөләтлири вә шәрқий түркистан тәшкилатлири қурған аталмиш ‛уйғур алаһидә соти‚ иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини ачидикән. Бу сотниң хәлқара қанунда һечқандақ қануний салаһийәткә игә әмәс, униң һәрқандақ бир шәкилдә гуваһлиқ аңлаш һоқуқи йоқ,” дегән. Хитай тәшвиқат машинилири “уйғур сот коллегийәси” ниң алдинқи нөвәтлик гуваһлиқ аңлаш йиғиниға һуҗум қилғандәк, бу қетимму тәрәп-тәрптин тәшвиқат һуҗуми башлиған.

“уйғур сот коллегийәси” ниң адвокатлиридин бири болған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ адвокати һамид саби әпәнди алдинқи қетим зияритимизни қобул қилип, мундақ дегән иди: “‛уйғур сот коллегийәси‚ даим һуҗумға учрап туриду. Хитай бизгә җаза елан қилди, телефунлиримз қалаймиқан учур, елхәтләр билән толуп кәтти. Хитай һөкүмитиниң тор һуҗумчилири өткүзүлүш алдида турған гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнишиш үчүн тизимлатқанларниң сияқида бизниң бетимизгә һуҗум қилди. Биз изчил хитайниң бесимиға учрап келиватимиз, әмма буларниң һечқайсиси бизниң ахириқи қараримзға тәсир көрситәлмәйду. ‛уйғур сот коллегийәси‚ тәрәпсизликини сақлайду. Биз хитай һөкүмитиниң қарарлиримизға тәсир қилишиға йол қоймаймиз. Бу бизниң хитай һөкүмитигә бәргән наһайити муһим сигиналимиз.”

Җесика батке ханимниң гуваһлиқидин кейин, “уйғур сот коллегийәси” ниң баш риясәтчиликини үстигә алған адвокати җеффирий найис әпәнди бүгүнки гуваһлиқ аңлаш йиғининиң ахирлашқанлиқини, әтики, йәни 11-сентәбиридики гуваһлиқ аңлаш йиғининиң әтә охшаш вақитта башлинидиғанлиқини уқтурди.

“уйғур сот коллегийәси” ниң гуваһлиқ аңлаш йиғини “уйғур сот коллегийәси” ниң ютуб қанилида вә радийомизниң барлиқ иҗтимаий таратқулида нәқ мәйдандин тарқитилиду. Радийомиз биринчи күнидикигә охшашла нәқ мәйдандин йиғин анализи елип беришни давамлаштуриду. Радийомизниң иҗтимаий таратқу бәтлиригә диққәт бәргәйсизләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.